МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Худадин тәлим елишқа интилиң
БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ? Әң алий билим бериватқан — Улуқ Устаз Йәһва Худа. У бизгә бүгүнки күндә һаятимизни яхшилаш һәм кәлгүси йеңи дунияда яшашқа тәйярлаш үчүн һәқсиз тәлим бериватиду (Йша 11:6—9; 30:20, 21; Вһ 22:17). Йәһва бериватқан тәлим арқилиқ һаятни қутқузидиған хуш хәвәрни башқилар билән бөлүшиватимиз (К2х 3:5).
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Кәмтәрлик һәм мулайимлиқни йетилдүрүң (Зб 25:8, 9)
Тәлим елиш пурситидин пайдилиниң, мәсилән, һәптә оттурисидики учришишларда берилгән тапшуруқларни яхши орунлаң
Роһий мәхсәтләрни қоюң (Фп 3:13)
Һәр түрлүк мәктәпләрдә Худадин көпирәк тәлим елишқа лайиқ болуш үчүн қурбанлиқларни беришкә тәйяр болуң (Фп 3:8)
«ЙӘҺВАНИҢ ТӘЛИМИ БИЛӘН РОҺИЙ БАЙ БОЛУШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә оқушни халиған бәзи қериндашлар қандақ қийинчилиқларни йеңип чиққан?
Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә қандақ тәлим берилиду?
Мәктәпни тамамлиған вәз ейтқучилар тәйинләнгән җайға кәлгәндә, шу йәрдики җамаәт әзалири уларға қандақ ярдәм бәргән?
Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә тәлим елиш үчүн, қандақ тәләпләргә мас һәрикәт қилиш керәк? (kr-U 189-б.)
Йәһва Худаниң тәшкилатидики йәнә қандақ мәктәпләрдә тәлим алалайсиз?
Йәһва Худадин тәлим алсиңиз, қандақ бәрикәтләргә еришәләйсиз?