ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 7—10
Ярдәм бериш хизмитимиз
Хизмитимизниң икки тәрипи бар. Биринчи, «яраштуруш хизмити», йәни вәз қилиш һәм тәлим бериш хизмити. Иккинчи, қийинчилиқ тартиватқан етиқатдашларға ярдәм бериш (К2х 5:18—20; 8:4). Шуңа, муһтаҗлиқта қалған етиқатдашларға ярдәм бериш, муқәддәс хизмитимизниң бир тәрипи. Бу хизмәтни қилиш арқилиқ...
етиқатдашлиримизниң муһтаҗини қанаәтләндүримиз (К2х 9:12а)
қийинчилиқ тартиватқанларға күндилик роһий ишларни әслигә кәлтүрүшкә ярдәм беримиз. Бу ишларға Йәһваға миннәтдарлиқни билдүрүш үчүн қизғинлиқ билән вәз қилиш хизмити кириду (К2х 9:12ә)
Йәһваға шан-шәрәп әкелимиз (К2х 9:13). Қийинчилиқ тартиватқанларға ярдәм бериш арқилиқ бизгә қарши чиққанларғиму гувалиқ беримиз