МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәр «дәрияни жутти»
Тарихқа нәзәр ташлисақ, һөкүмранлар Йәһваниң хәлқигә ярдәм бәргәнлигини көрүмиз (Әзр 6:1—12; Әст 8:10—13). «Йәр» — бу дунияниң һөкүмәтлири. Улар бәзи вақитта Худаниң хәлқигә ярдәм берип, «әҗдиһа», йәни Шәйтан қилғуси кәлгән зиянкәшликни тохтитиду. Шундақ қилип, улар «дәрияни» жутуветиду (Вһ 12:16). Бизниң ниҗаткаримиз Йәһва Худа Өз хәлқигә ярдәм бериш үчүн бәзи вақитларда инсаний һөкүмәтләрни қоллиниду (Зб 68:20; П.н 21:1).
Бирақ сиз етиқадиңиз үчүн түрмидә олтарсиңизчу? Йәһва Худа сизгә ғәмхорлуқ қиливатқанлиғиға гуман қилмаң (Яр 39:21—23; Зб 105:17—20). Көрсәткән ишәнчиңиз чоқум мукапатлиниду вә садиқлиғиңиз дунияниң җай-җайлиридики қериндашларға илһам бериду (Фп 1:12—14; Вһ 2:10).
«КОРЕЯДИКИ БУРАДӘРЛӘР ТҮРМИДИН АЗАТ ҚИЛИНДИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Йүзлигән жиллар давамида Җәнубий Кореядики қериндашларни немә сәвәптин түрмигә ташлиған?
Бурадәрләрниң түрмидин бошитилишиға һөкүмәтләрниң чиқарған қарарлири қандақ ярдәм бәргән?
Бүгүнки күндә түрмидә олтарған бурадәрләргә дунияниң җай-җайлиридики қериндашлар қандақ ярдәм берәләйду?
Әркинлигимиздин қандақ тоғра пайдилиналаймиз?
Сотта ғәлибә қазанғанлиғимиз үчүн ким махташқа сазавәр?
Бүгүнки күндә мән әркинлигимдин қандақ пайдилиниватимән?