41-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Биз рәһимдил Худаға хизмәт қилимиз
«Йәһва һәммигә меһрибан вә Униң бар ишлирида рәһимдиллик ипадилиниду» (ЗӘБ. 145:9).
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
БУ МАҚАЛИДӘa
1. Рәһимдил адәм дегәндә, ойиңизға ким келиду?
МЕҺИР-ШӘПҚӘТЛИК киши һәққидә ойланғиниңизда, бәлким меһрибан, хушхуй, һисдашлиқ көрситидиған, сехий бири көз алдиңизға келидиғанду. Әйсаниң хошнидарчилиқ көрсәткән самарийәлик киши тоғрисидики һекайә есиңизгә келиши мүмкин. Әшу башқа милләттин болған киши қарақчилар уруп-соқуп ташлавәткән бир йәһудийға меһрибанлиқ көрсәткән. Самарийәлик киши яриланған йәһудийға ич ағритип, меһир-муһәббәт көрситип, униң һалидин хәвәр алған (Луқа 10:29—37). Бу тәмсил асмандики Атимизниң гөзәл пәзиләтлиридин бири болған рәһимдиллиқни тәкитләйду. Бу пәзиләт Йәһваниң сөйгү-муһәббитиниң бир дәлил-испати. У һәр күни түрлүк йоллар билән бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду.
2. Рәһим-шәпқәт көрситишниң қандақ башқа йоли бар?
2 Рәһим-шәпқәт көрситишниң йәнә башқа йоли бар. Бир киши җазалашқа лайиқ болсиму, рәһим-шәпқәтлик киши уни җазалимаслиқни қарар қилиши мүмкин. Йәһва Худа дәл шундақ қилиду. У бизгә һазирғичә меһир-шәпқәт көрситип келиватиду. Зәбур язғучиси: «У бизгә гуналиримизға қарита муамилидә болған әмәс»,— дәп язған еди (Зәб. 103:10). Бирақ йәнә бәзи вәзийәтләрдә Йәһва хаталиқлиримизни түзитиш үчүн әдәпләп җазалиши мүмкин.
3. Қайси соалларға җавап тапимиз?
3 Бу мақалидә биз төвәндики үч соалға җавап тапимиз: немә үчүн Йәһва Худа меһир-шәпқәт көрситиду? Әдәпләп җазалаш билән меһир-шәпқәт арисида қандақ бағлиниш бар? Бизниң меһир-шәпқәт көрситишимизгә немә ярдәм берәләйду? Мошу соалларға Муқәддәс китапниң қандақ җавап беридиғанлиғини көрүп бақайли.
НЕМӘ ҮЧҮН ХУДА МЕҺИР-ШӘПҚӘТ КӨРСИТИДУ?
4. Йәһва Худа немә үчүн рәһим-шәпқәт көрситиду?
4 Йәһва Худа рәһимдил болушни яхши көриду. Йәһва Өзиниң намукәммәл майланған хизмәтчилиригә асманда мәңгү яшаш үмүтини бәргәчкә, әлчи Паул Йәһва интайин рәһим-шәпқәтлик Худа дәп язған (Әфәс. 2:4—7). Амма Йәһва Худа пәқәтла майланған хизмәтчилиригә рәһим-шәпқәт көрсәтмәйду. Зәбур язғучиси Давут: «Пәрвәрдигар һәммигә меһрибандур. Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур»,— дегән (Зәб. 145:9). Йәһва Худа инсанларни яхши көргәч, У рәһим-шәпқәт көрситишкә асас болсила, меһир-шәпқәт көрситиду.
5. Йәһва Худаниң рәһим-шәпқитидин Әйса немини үгәнгән?
5 Худаниң рәһимдил болушни қанчилик яхши көридиғанлиғини Әйса һәрқандақ бир кишидин яхширақ билгән. Әйса йәр йүзигә келиштин бурун, асманда Атиси билән нурғун жиллар биллә болған (Пәнд н. 8:30, 31). Нурғунлиған вәзийәтләрдә Атисиниң гунакар инсанларға қандақ рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини ениқ көргән (Зәб. 78:37—42). У тәлим бәргәндә, һәмишә Атисиниң бу гөзәл пәзилити һәққидә сөзлигән.
Ата адашқан оғли өткүзгән хаталиқлирини үзигә селип уни әйиплимиди, әксинчә қизғин қарши алди (6-абзацқа қараң)c
6. Әйса өз Атисиниң рәһим-шәпқәтлик Худа екәнлигини чүшинишимизгә қандақ тәмсил арқилиқ ярдәм бәргән?
6 Алдинқи мақалидә үгәнгинимиздәк, Әйса адашқан оғул һәққидики тәмсилни ишлитип, Худаниң рәһим-шәпқәт көрситишини қанчилик яхши көридиғанлиғини бизгә чүшәндүргән. Әшу оғул өйидин чиқип кетип, «әйш-ишрәткә берилип, бар мирасини чечип түгитипту» (Луқа 15:13). Кейинирәк у өзиниң әхлақсиз һаят кәчүргинигә товва қилип, өзини кәмтәр тутуп өйигә қайтип барған. Атиси қандақ инкас қайтурған? Яш жигит ойлимиған иш йүз бәргән. У һәққидә Әйса: «У техи жирақта болғанда, атиси уни көрүп, униңға ич ағритипту. Атиси алдиға жүгрәп, уни қаттиқ қучақлап сөйүпту»,— дегән. Ата оғлиниң хаталиғини үзигә селип әйиплимигән. Әксинчә, у оғлиға рәһимдиллиқ көрситип, уни кәчүрүп, өз аилисигә қайта қобул қилған. Адашқан оғул еғир гуна өткүзгән болсиму, бирақ у товва қилғанлиғи сәвәплик атиси уни кәчүргән. Әйсаниң бу тәмсилидә меһир-шәпқәтлик ата Йәһва Худани көрситиду. Әйса шундақ тәсирлик һекайә арқилиқ өз Атисиниң чин қәлбидин товва қилған гунакарларни кәчүрүшкә тәйяр екәнлигини көрсәткән (Луқа 15:17—24).
7. Худаниң даналиғи билән Униң рәһим-шәпқәт көрситиши арисида қандақ бағлиниш бар?
7 Йәһва Худа дана болғанлиқтин рәһим-шәпқәт көрситиду. Муқәддәс китапта асмандин кәлгән даналиқ рәһимдиллиққа вә яхши мевиләргә толған дәп йезилған (Яқуп 3:17). Йәһва көйүмчан Ата сүпитидә Өз пәрзәнтлиригә рәһим-шәпқитини көрситишниң қандақ пайдиси барлиғини яхши билиду (Зәб. 103:13; Йәшая 49:15). Йәһва Өз хәлқиниң намукәммәл болушиға қаримай, уларға рәһим-шәпқәт көрситип, үмүтни соға қилиду. Демәк, Йәһва Худаниң чәксиз даналиғи Уни дайим меһир-шәпқәт көрситишкә асас болсила, шундақ қилишқа дәвәт қилиду. Шуниң билән бир вақитта, қачан рәһим-шәпқәт көрситишни Йәһва Худа әң яхши билиду. Амма У натоғра ишларға һечқачан көз жуммайду.
8. Бәзидә җамаәттә товва қилмиғанларға қандақ чарә көрилиду вә немә үчүн?
8 Йәһва Худаниң бир хизмәтчиси қәстән әхлақсиз һаят кәчүрүш йолини таллиди дәйли. Шундақ вәзийәттә биз чоқум немә иш қилишимиз керәк? Әлчи Паул нәсиһәт берип, шундақ киши билән арилашмаңлар дегән (Кор. 1-х. 5:11). Еғир гуна өткүзүп, товва қилишни халимиғанлар җамаәттин чиқирилиду. Шу чарә-тәдбирниң мәхсити — садақәтмән қериндашларни қоғдаш вә Йәһваниң муқәддәс өлчәмлирини қоллап-қувәтләш. Бирақ бәзиләр, бәлким, бири җамаәттин чиқирилғанда, Йәһва Худа униңға рәһим-шәпқәт көрсәтмиди дәп ойлайду. Шундақ ой-пикирдә болуш тоғриму? Һазир мошу соалниң җававини тапайли.
ӘДӘПЛӘП ҖАЗАЛАШ РӘҺИМ-ШӘПҚӘТНИҢ ИПАДИСИМУ?
Падичи ағриватқан қойни падидин айрип, солап қоюшқа тоғра келиши мүмкин. Бирақ падичи давамлиқ шу қойдин хәвәр алиду вә униңға көңүл бөлиду (9—11 абзацларға қараң)
9, 10. Ибранийлар 12:5, 6-айәтләргә асасланғанда, немә үчүн биз җамаәттин чиқириш чарә-тәдбирини рәһим-шәпқәтниң ипадиси дәп ейталаймиз? Мисал кәлтүрүң.
9 Җамаәт жиғилишида биз билидиған вә яхши көридиған бириниң әнди Йәһва гувачиси әмәслиги елан қилинғанда, көңлүмиз бәк йерим болиду. Бәлким, биз әшу яхши көридиған кишимизниң җамаәттин чиқирилиши һәқиқәтән зөрүрму дәп ойлишимиз мүмкин. Җамаәттин чиқириш чарә-тәдбири һәқиқәтән меһир-шәпқәтниң ипадисиму? Һә, шундақ. Зөрүр тепилғанда бирини җамаәттин чиқириш даналиқ, рәһим-шәпқәт вә меһрибанлиқ көрсәткәндәк болиду (Пәнд н. 13:24). Бу чарә-тәдбир гунакар кишиниң товва қилип, яман йолини ташлишиға ярдәм бериду. Илгири еғир гуна өткүзгән нурғун қериндашлар ақсақалларниң шу чарә-тәдбирни ишләткәнлиги өзлиригә ярдәм бәргәнлигини ейтқан. Шу сәвәп улар өз әқлини тепип, яман йоллирини ташлап, Йәһва Худаниң қанити астиға қайтип кәлгән (Ибранийларға 12:5, 6ни оқуң).
10 Бир мисални көрүп бақайли. Падичи өз падиси арисида бир қойниң ағриватқанлиғини байқиди. Ағриғини сақайтиш үчүн уни башқа қойлардин айрип солап қоюши керәклигини билиду. Бирақ қойлар адәттә топ болуп яшайдиған һайван. Уларни падидин айрим солап қойса, улар раһәтсиз тохтимай мәрәйду. Падичи қойни сақайтиш үчүн айрим солап қойса, уни рәһим-шәпқәтсиз, таш жүрәк дейишкә боламду? Әлвәттә, яқ. У ағриқ қойниң башқа қойлар билән биллә отлап жүрсә, башқа қойларниңму ағриқни жуқтурувалидиғанлиғини яхши билиду. Демәк, у бир қойни айрим солап қоюш арқилиқ падидики башқа қойларни қоғдайду (Лавийлар 13:3, 4ни селиштуруң).
11. а) Җамаәттин чиқирилғанларни қайси җәһәттин ағриқ қойға охшитишқа болиду? ә) Җамаәттин чиқирилған киши немә қилалайду вә қандақ ярдәмгә еришәләйду?
11 Бири җамаәттин чиқирилғанда, биз уни жуқурида тилға алған мисалдики ағриқ қойға охшатсақ болиду. У роһий җәһәттин кесәл болған (Яқуп 5:14). Бәзи җисманий ағриқларға охшаш, роһий ағриқму жуқумлуқ болиду. Шуңа бәзи вәзийәтләрдә җамаәттә роһий ағриқ болған бирини җамаәттин айриветиш зөрүр болиду. Җамаәттин чиқирип, әдәпләп түзитиш — Йәһваниң қойларға охшаш садиқ хизмәтчилиригә болған сөйгү-муһәббитиниң ипадиси вә бу гуна өткүзгән кишиниң қәлбигә тәсир қилип, уни товва қилишқа йетәклиши мүмкин. Киши җамаәттин чиқирилған болсиму, жиғилишларға берип, роһий озуқларни елип, иман-етиқадини күчәйтәләйду. У әдәбиятларни оқуп тәтқиқ қилалайду вә JW интернет телевизийәсини көрәләйду. Ақсақаллар униң роһий җәһәттин илгирилишигә диққәт қилип, бәлким бәзидә униңға бәзи мәслиһәтләрни бериду вә униң роһий сағламлиғиниң әслигә келишигә ярдәм бериду. Шу арқилиқ у Йәһва гувачиси сүпитидә җамаәткә қайтип келәләйдуb.
12. Ақсақаллар гунасиға товва қилмиған биригә меһрибанлиқ вә рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн немә қилалайду?
12 Шуни унтумаслиғимиз керәкки, пәқәт гунасиға товва қилмиғанларла җамаәттин чиқирилиду. Ақсақаллар бирини җамаәттин чиқириштин авал, еғир мәсилини әстаидил қарап чиқиши керәклигини билиду. Йәһва Худа мәлум дәриҗидә әдәпләп җазалайду, У ақсақалларниңму шундақ қилишини халайду (Йәр. 30:11). Ақсақаллар қериндашларни яхши көриду вә уларниң Йәһва билән болған мунасивитигә зиян йәткүзидиған һәрқандақ ишни қилишни халимайду. Бирақ бәзидә меһрибанлиқ вә рәһим-шәпқәт көрситишниң йоли — гуна өткүзгән кишини бир мәзгил җамаәттин чиқириветиш.
13. Немә үчүн Коринт шәһиридики бир етиқатчини җамаәттин чиқириш керәк болған?
13 Биринчи әсирдә әлчи Паулниң гунасиға товва қилмиған гунакарға қандақ муамилә қилғанлиғини көрүп бақайли. Коринт шәһиридики бир етиқатчи өз атисиниң аяли билән әхлақсиз турмуш кәчүргән. Бу немә дегән жиркиничлик! Бундақ гуна һәққидә Йәһва Худа өтмүштә исраиллиқларға шундақ дегән: «Ким атисиниң аяли билән ятса, у атисиниң әвритини ачти: иккилиси өлүмгә мәһкүм қилинсун» (Лав. 20:11). Әлвәттә, Паул шу кишини өлүм җазасиға һөкүм қилмиған. Бирақ Паул бурун җамаәттикиләргә шу кишини җамаәттин чиқириветишни ейтқан. Әшу кишиниң әхлақсиз жүрүш-туруши җамаәттикиләргиму тәсир қилған, һәтта бәзилири уни еғир гуна дәп қаримиған (Кор. 1-х. 5:1, 2, 13).
14. Коринт шәһиридики җамаәттин чиқирилған кишигә Паул қандақ рәһим-шәпқәт көрсәткән вә немә үчүн? (Коринтлиқларға 2-хәт 2:5—8, 11)
14 Кейинирәк әлчи Паул әшу кишиниң көп өзгиришләрни қилғанлиғини билгән. У гунаси үчүн чин қәлбидин товва қилған! Гәрчә шу киши җамаәтниң намиға дағ кәлтүргән болсиму, Паул шу ишларни һәддидин зиядә ашуруветишни халимайдиғанлиғини ақсақалларға ейтқан. У ақсақалларға: «Һазир, уни артуқчә ғәм-қайғу бесип кәтмәслиги үчүн, уни һиммәт билән кәчүрүп, тәсәлли беришиңлар әвзәл»,— дегән. Паул буни яхши билгән: әгәр ақсақаллар рәһим-шәпқәт көрсәтмисә, шу киши һәддидин зиядә қайғуратти вә униң җамаәткә қайтишқа күчи йәтмәтти. Шуңа әлчи Паул шу кишигә һисдашлиқ қилиш керәклигини ейтқан еди (Коринтлиқларға 2-хәт 2:5—8, 11ни оқуң).
15. Ақсақаллар кәскин болуш билән рәһим-шәпқәт көрситиш асасидики тәңпуңлуқни қандақ сақлалайду?
15 Йәһва Худани үлгә қилип, ақсақалларму рәһим-шәпқәт көрситишни халайду. Әгәр зөрүр болса, улар кәскинлик билән әдәпләп түзәтсиму, бирақ рәһим-шәпқәт көрситишкә һәқиқий асас болса, шундақ қилишқа илаҗиниң баричә тиришиду. Әгәр ақсақаллар хаталиқ өткүзгән кишини һечқандақ әдәпләп түзәтмисә, униңға рәһим-шәпқәт көрсәтмигән болиду, әксинчә униң хаталиқлириға көз жумған болиду. Ундақта пәқәтла ақсақаллар рәһим-шәпқәт көрситиши керәкму?
ҺӘММИМИЗНИҢ РӘҺИМ-ШӘПҚӘТ КӨРСИТИШИМИЗГӘ НЕМӘ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?
16. Пәнд-нәсиһәтләр 21:13-айәтләргә асасланғанда, Йәһва рәһим-шәпқәт көрсәтмигән кишиләргә қандақ муамилә қилиду?
16 Худаниң барлиқ хизмәтчилири Уни үлгә қилип, рәһим-шәпқәт көрситишкә тиришиду. Немә үчүн? Буниң бир сәвәви — Йәһва Худа башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтмигән кишиниң дуалириға қулақ салмайду (Пәнд-нәсиһәтләр 21:13ни оқуң). Шуңа еһтиятчан болуп, таш жүрәк болуп кетиштин сақлинимиз. Бир қериндашниң бәзи бир дәрт-пәрядлиригә қулақ йопурувелишниң орниға, униң налә-пәрядлириға қулақ селишқа һәрдайим тәйяр туришимиз керәк. Шуниңға охшаш, биз Муқәддәс китаптики мону мәслиһәткә қулақ селишқа тиришишимиз керәк: «Рәһимлик көрсәтмәйватқан, рәһимсиз һөкүм қилиниду» (Яқуп 2:13). Әгәр биз кәмтәр болуп, өзүмизниң рәһим-шәпқәткә муһтаҗ екәнлигимизни әстә тутсақ, башқиларғиму рәһим-шәпқәт көрситимиз. Биз, болупму, җамаәттин чиқирилған киши җамаәткә қайта кәлгәндә, униңға рәһим-шәпқәт көрситишни халаймиз.
17. Падиша Давут өз рәһим-шәпқитини қандақ көрсәткән?
17 Муқәддәс китаптики мисаллар рәһим-шәпқәтсиз болуштин жирақ туруп, рәһимдил болушимизға ярдәм берәләйду. Мәсилән, падиша Давутниң мисалини көрүп бақайли. У дайим чин қәлбидин рәһим-шәпқәт көрсәткән. Гәрчә Саул Давутни өлтүрүшни халиған болсиму, Давут һәргизму Саулға адавәт сақлап, униңдин өч елиш үчүн зиянкәшлик қилмиған. Әксинчә, у Худаниң майланған падишасиға рәһим-шәпқәт көрсәткән (Сам. 1-яз. 24:9—12, 18, 19).
18, 19. Давут қайси икки вәзийәттә өзиниң рәһим-шәпқәтсиз болғанлиғини көрсәткән?
18 Бирақ Давут һәрдайим рәһимдил болмиған. Мәсилән, миҗәз-хулқи қопал киши Набал Давут вә униң адәмлиригә тамақ беришни рәт қилип, яман гәп сөзләрни қилғанда, у қаттиқ аччиқлинип, Набал вә униң аилә әзалирини қирип ташлашни қарар қилған. Амма Набалниң сәвирчан, меһрибан аяли Абигайил дәрһал Давутқа йемәкликләрни йәткүзүп бәргән. Шу арқилиқ Давутни беһудә қан төкүштин сақлап қалған (Сам. 1-яз. 25:9—22, 32—35).
19 Йәнә бир вәзийәттә Натан пәйғәмбәр Давутқа бир бай кишиниң кәмбәғәл хошнисиниң әң амрақ қозисини булавалғанлиғи һәққидә ейтип бәргән. Давут уни аңлап, қаттиқ ғәзәплинип шундақ дегән: «Йәһва тириктур! Буни қилған адәм өлүмгә мәһкүм қилиниши лазим» (Сам. 2-яз. 12:1—6). Давут Тәврат қанунини яхши биләтти. Әгәр бири қойни оғрилиса, қанун бойичә униң орниға төрт қой төлиши керәк еди (Чиқ. 22:1). Бирақ Давутниң шундақ өлүм һөкүмини елан қилиши униң рәһим-шәпқәтсизлигини көрситиду. Әмәлийәттә Натанниң бу мисални Давутқа ейтип бериши Давутниң шу қойни булавалған кишидинму бәк еғир гуна өткүзгәнлигини тонуп йетишигә ярдәм бериш үчүн еди. Давут Натан ейтип бәргән мисалдики қойни булавалған кишигә рәһимдил болмиған. Бирақ Йәһва Өзиниң Давутқа интайин көп рәһимдил болғанлиғини көрсәткән (Сам. 2-яз. 12:7—13).
Падиша Давут Натанниң мисалидики кишигә рәһим-шәпқәт көрсәтмигән (19, 20-абзацларға қараң)d
20. Давутниң мисалидин немини үгинәләймиз?
20 Давут қаттиқ ғәзәпләнгәндә, Набал вә униң адәмлирини өлтүрүшни қарар қилған. Кейинирәк у Натан пәйғәмбәрниң мисалидики кишини өлүмгә лайиқ дегән. Бирақ Давут адәттә рәһимдил киши болған болсиму, немә үчүн у шу булаңчилиқ қилған кишигә шунчә рәһим-шәпқәтсизлик билән һөкүм қилған? Шу чағда Давут виждан азави тартиватқан еди. Қәлбини таштәк қилип, алдирап һөкүм чиқириш адәмниң роһи сағлам әмәслигини көрситиду. Әйса өз әгәшкүчилирини җиддий агаһландурған: «Әйипләнмәш үчүн әйипләшни тохтитиңлар. Чүнки силәр қандақ әйиплисәңлар, силәрниму шундақ әйипләйду» (Мәт. 7:1, 2). Шуңа қәлбимизниң таштәк қетип кетишигә қарши туруп, Худадәк рәһимдил болушқа тиришайли.
21, 22. Бизниң рәһим-шәпқәт көрситишимизниң қандақ әмәлий йоллири бар?
21 Рәһим-шәпқәтлик киши пәқәт ич ағритиш һис-туйғусида болупла қалмай, башқиларға әмәлий ярдәм бериду. Шуңа һәммимиз аилимиздә, җамаәттә вә мәһәллимиздә кимләрниң ярдәмгә еһтияҗи барлиғиға диққәтлик болайли. Җәзмән рәһим-шәпқәт көрситишниң нурғун пурсәтлирини тапалаймиз. Мәсилән, ким тәсәллигә муһтаҗ? Кимләр маддий, әмәлий ярдәм беришимизгә, йәни йемәк-ичмәк йәткүзүп беришимизгә яки башқа ишларға ярдәм қолумизни сунушимизға муһтаҗ? Җамаәткә қайтип кәлгән қериндаш тәсәлли вә илһам беридиған бир достқа муһтаҗму? Көңүлгә тәсәлли беридиған хуш хәвәрни кимгә ейталаймиз? Бу биз учратқан һәрбир кишигә рәһим-шәпқәт көрситишниң әң яхши йоллиридин биридур (Аюп 29:12, 13; Рим. 10:14, 15; Яқуп 1:27).
22 Кимләрниң ярдәмгә еһтияҗлиқ екәнлигигә диққәт қилсақ, әтрапимиздики кишиләргә рәһим-шәпқәт көрситишниң пурсәтлирини тапалаймиз. Башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, асмандики Атимизниң көңлини хурсән қилалаймиз, чүнки У рәһимдил Худадур!
13-НАХША Миннәтдарлиқ дуаси
a Рәһим-шәпқәт — Йәһва Худаниң әң есил пәзиләтлиридин бири. Һәммимиз әшу пәзиләтни йетилдүрүшимиз керәк. Немә үчүн Йәһва меһир-шәпқәт көрситиду? Немә үчүн Униң әдәпләп-түзитишини меһир-шәпқитиниң ипадиси дәп ейталаймиз? Бу гөзәл пәзиләтни биз қандақ көрситәләймиз? Бу мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз.
b Җамаәткә қайтип кәлгән бири Йәһва билән болған мунасивитини қандақ яхшилиталайдиғанлиғи вә ақсақалларниң униңға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини билиш үчүн бу журналниң «Йәһва Худа билән достлуқ мунасивитиңизни қайта тикләң» намлиқ мақалисигә қараң.
c СҮРӘТТӘ: Ата өгүздә туруп, адашқан оғлиниң өйигә қайтип келиватқанлиғини көрди вә дәрһалла уни бағриға бесиш үчүн алдиға чиқти.
d СҮРӘТТӘ: Давут падиша виждан азави тартқачқа, бесимни һис қилған. Шу сәвәп Натан пәйғәмбәр бай киши қилған ишлар һәққидә ейтип бәргәндә, Давут аңлапла, қаттиқ аччиқлинип, шу кишини өлүмгә лайиқ дегән.