Изаһәт
a Үч дости Аюп пәйғәмбәрни әйиплигәндә, у өзиниң абройи тоғрилиқ көп ойлап кәткән. Бешида Аюп балилири вә мал-мүлкидин айрилип қалғанда, у «еғизида күпүрлүк сөз қилмиди вә Худаға қарши гуна өткүзмиди» (Аюп 1:22; 2:10). Бирақ достлири уни наһәқ әйиплигәндә, у өзини қоғдап, әқилгә сиғмайдиған сөзләрни ейтқан. Униңға Йәһва Худаниң нам-абройини қоғдаштин көрә, өз нам-абройини қоғдаш муһимирақ болған (Аюп 6:3; 13:4, 5; 32:2; 34:5).