Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Бүгүн

21-октябрь, сешәнбә

Ким ахирғичә тәқабил турса, шу қутқузулиду (Мәт. 24:13).

Сәвирчан болушниң пайдиси һәққидә ойлаң. Сәвирчан болсақ, көңлүмиз техиму хошал-хорам вә тинч-хатирҗәм болиду. Шуңа, сәвирчанлиқ роһий вә җисманий сағламлиғимиз үчүн пайдилиқ. Башқиларға сәвирчан болсақ, улар билән техиму яхши мунасивәт орнитимиз. Җамаитимиз техиму инақ-иттипақ болиду. Бирси бизни териктүргәндә, асанлиқчә аччиқланмисақ, вәзийәтниң техиму яманлишип кетишиниң алдини алалаймиз (Зәб. 37:8; Пәнд н. 14:29). Һәммидин муһими, асмандики Атимизни үлгә қилимиз вә Униңға техиму йеқинирақ болимиз. Сәвирчанлиқ һәқиқәтән кишини җәлип қилидиған есил пәзиләт болуп, һәммимиз үчүн пайдилиқ. Гәрчә сәвирчан болуш дайим асанға тохтимисиму, Йәһваниң ярдими билән бу пәзиләтни давамлиқ йетилдүрәләймиз. Йеңи дунияни сәвирчанлиқ билән күтүватқинимизда «Йәһваниң көзи Униңдин қорққанларға вә Униң шәпқитини күткәнләргә» тикиливатқанлиғиға ишинәләймиз (Зәб. 33:18). Шуңа, һәммимиз давамлиқ сәвир-тақәтни «кийишкә» қәтъий бәл бағлайли. w23.08 22-б., 7-абз.; 25-б., 16, 17-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

22-октябрь, чаршәнбә

Етиқатниң әмәлияти болмиса, у өлүк етиқаттур (Яқуп 2:17).

Әлчи Яқуп бир киши Худаға ишинимән дәп ейтиши, бирақ ишлири билән буни көрсәтмәйдиғанлиғи мүмкин дәп ейтқан (Яқуп 2:1—5, 9). Йәнә Яқуп кийим вә йемәк-ичмәккә муһтаҗ болған қериндишини көрүп, амма униңға әмәлий ярдәм қилмиған бир киши тоғрилиқ ейтқан. Шу киши өзиниң етиқади барлиғини ейтсиму, униң һәрикәтлири етиқади йоқлиғини көрситиду (Яқуп 2:14—16). Яқуп өз ишәнчисини иш-һәрикити билән көрсәткән Раһабниң үлгисини кәлтүрди (Яқуп 2:25, 26). Раһаб Йәһва Худа тоғрилиқ аңлиған вә Униң исраилларни қоллап-қувәтлигәнлигини чүшәнгән (Йәшуа 2:9—11). У икки исраил пайлақчини хәтәрлик вәзийәттә қоғдап, өзиниң етиқадини иш-һәрикәтлири билән көрсәтти. Раһаб намукәммәл болсиму вә Исраил хәлқидин чиқмисиму, Ибраһим пәйғәмбәргә охшаш һәққаний дәп җакаланған. Раһабниң мисалидин көргинимиздәк, ишәнчимизни иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ көрситишимиз интайин муһим. w23.12 5, 6-б., 12, 13-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

23-октябрь, пәйшәнбә

Силәр мәккәм һулда йилтизлинип мустәһкәмлиниңлар (Әфәс. 3:17).

Биз, Мәсиһ әгәшкүчилири, Муқәддәс китапниң асасий тәлимлирини чүшиниш билән қанаәтлинип қалмаймиз. Йәһваниң муқәддәс роһиниң ярдими билән Худа Сөзидики чоңқур нәрсиләрни үгинишкә тәшна болумиз (Кор. 1-х. 2:9, 10). Сизгә қизиқ болидиған мавзуни таллап, уни әстаидил тәтқиқ қилип, издинип көрсиңиз болиду. Бу Йәһва Худаға техиму йеқинлишишқа ярдәм бериду. Мәсилән, Худа Өзиниң сөйгү-муһәббитини қедимқи хизмәтчилиригә қандақ нәмаян қилғанлиғи тоғрилиқ тәтқиқ қилип, Йәһваниң сизниму сөйидиғанлиғини қандақ көрситидиғанлиғи тоғрилиқ издинип үгиниң. Яки болмиса, Йәһваниң исраиллар үчүн бәлгүлигән ибадәт қилиш орунлаштурушини тәкшүрүп, униң бүгүнки күндә Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн бәлгүлигән ибадәт қилиш орунлаштурушини селиштуруң. Әйсаниң йәр йүзидики һаяти вә хизмити җәриянида әмәлгә ашурған бәшарәтләр һәққидә чоңқур издинип көрсиңиз болиду. Йәнә «Күзитиш мунари материаллири көрсәткүчи» яки «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчидин» башқа мавзуларниму тапалайсиз. Муқәддәс Язмиларни чоңқур тәтқиқ қилиш иман-етиқадиңизни күчәйтип, Худа тоғрилиқ билимгә егә болушиңизға ярдәм бериду (Пәнд н. 2:4, 5). w23.10 18, 19-б., 3—5 абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш