Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 116-һекайә
  • Мәңгү яшаш үчүн немә қилишимиз керәк?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Мәңгү яшаш үчүн немә қилишимиз керәк?
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Биз мәңгү яшалаймиз
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
  • Муқәддәс Китапта алдин ейтилған сөзләрниң әмәлгә ешиши
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Сиз немә қилишиңиз керәк?
    Йәрдики һаят билән мәңгү шатлиниң!
Муқәддәс Китап һекайилири
my 116-һекайә
Three children reading ‘My Book of Bible Stories’

116-һЕКАЙӘ

Мәңгү яшаш үчүн немә қилишимиз керәк?

БУ КИЧИК қизчақ билән униң достлириниң немә оқуватқанлиғини биләмсиз? Улар, “Муқәддәс Китап һекайилири”, дегән бу китапни оқуватиду. Уларниң һазир оқуватқан һекайиси, сиз оқуватқан — “Мәңгү яшаш үчүн немә қилишимиз керәк?”.

Уларниң немә үгиниватқанлиғини биләмсиз? Әгәрдә мәңгү яшимақчи болсақ, тунҗа болуп Йәһва вә Әйсани тонушимиз зөрүр. Муқәддәс Китап: “Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа— Сени вә Сән йәргә әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур”, дәйду.

Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһни қандақ тоналаймиз? Бир усули, “Муқәддәс Китап һекайилири” китавини бешидин ахириғичә оқуштур. Бу китап бизгә Яратқучи Йәһва вә Мәсиһ Әйса һәққидә нурғун нәрсиләрни ейтип бериду, шундақму? Бу китап йәнә уларниң өтмүштә қилған ишлирини вә кәлгүсидә қилмақчи болған ишлириниму ейтип бериду. Бирақ, биз бу китапни оқуп қойсақла боламду? Яқ, бу йетәрлик әмәс.

Уларниң алдида турған у китапни көрдиңизму? У Муқәддәс Китап. Бу китаптики һәр бир һекайә шу Муқәддәс Китаптики айәтләргә асасланған. Сиз һәр бир һекайини оқуғанда, башқиларни Муқәддәс Китаптики айәтләрни оқуп беришкә тәклип қилиң. Муқәддәс Китап, бизгә керәклик барлиқ мәлуматларни бериду, шу арқилиқ биз Йәһваға тоғра усулда ибадәт қилип, мәңгүлүк һаятлиққа егә болалаймиз. Шуниң үчүн, Муқәддәс Китапни һемишәм тәтқиқ қилип үгинишни адәткә айландурушимиз лазим.

Амма, пәқәт Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһни тонуш йетәрлик әмәс. Биз улар вә уларниң тәлимлири һәққидә нурғун билимгә егә болған болсақму, лекин мәңгүлүк һаятлиққа еришәлишимиз натайин. Биләмсиз, йәнә немә иш қилишимиз керәк?

Биз йәнә үгәнгән билимлиримизгә мувапиқ турмуш кәчүрүшимиз керәк. Йәһуда Ишқарийот ядиңизда барму? У Әйса әлчи болушқа таллиған 12 кишиниң бири болуп, униң Йәһва вә Әйса һәққидики билими көп еди. Бирақ, немә иш болди? Кейин, у шәхсийәтчи болуп кәтти. Һәтта Әйсаға хаинлиқ қилип, дүшмәнлиригә 30 тәңгигә сетивәтти. Шуңа, Йәһуда мәңгүлүк һаятлиққа еришәлмәйду.

Биз 69-һекайидә үгәнгән Геһаз дегән киши есиңиздә барму? У өзигә тәәллуқ болмиған кийим-кечәк вә пулларға егә болушни арзу қилған. Шуңа, у ялған сөзлигән еди. Бирақ, Йәһва уни җазалиған. Әгәрдә Йәһваниң қануниға бойсунмисақ, у бизниму җазалайду.

Лекин, нурғун яхши адәмләр Йәһваға садақәтмәнлик билән хизмәт қилған. Бизму шулардәк қилишни халаймиз, шундақму?! Кичик Самуил наһайити яхши үлгә қалдурған. Ядиңизда болса, 55-һекайидә униң пәқәт төрт-бәш яштила Йәһваниң ибадәт чедирида униңға хизмәт қилишқа башлиғанлиғини көргән едуқ. Шуңа, йешиңизниң кичик болушиға қаримай, сизму Йәһва Худаға хизмәт қилалайсиз.

Әлвәттә, һәммимиз Әйса Мәсиһни үлгә қилишни халаймиз! 87-һекайидә көрситилгәндәк, һәтта у кичик бала вақтида, ибадәтханида башқиларға асмандики Яратқучи Йәһва һәққидә сөзлигән еди. Биз уни үлгә қилип, улуқ Худайимиз Йәһва вә у таллиған Падиша Әйса Мәсиһ тоғрисида чоқум барлиқ адәмләргә сөзлишимиз керәк. Шундила Худаниң йәр йүзидики йеңи җәннитидә мәңгү яшашқа муйәссәр болалаймиз!

Юһанна 17:3; Зәбур 145:1—21.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш