7-САВАҚ
Өтмүшниң алидиған савақ
Йәһвә Худа адәмләргә җәннәтни бузушқа йол бәрмәйду. У йәрдә пәқәт Худа достлирила яшайду. Яман адәмләр билән немә болиду? Җававини билиш үчүн, Нуһниң һәқиқий тарихини қарап чиқайлуқ. Нуһ миңжиллар бурун һаят кәчүргән. У яхши адәм болған вә һәр қачан бар күчи билән Йәһвә Худаниң ирадисини орунлашқа тиришқан. Бирақ йәрдики башқа адәмләр явузлуқ ишларни қилған. Шу вақитта Йәһвә Худа зулум адәмләрни топан сүйидә йоқ қилғуси кәлгәнлигини Нуһқа ейтқан. Нуһ вә униң аилиси топан суда өлүп кәтмиши үчүн, Худа Нуһқа кемә ясашқа буйруқ бәргән еди.
Нуһ вә униң аилиси кемә ясиған. Нуһ адәмләрни топан су болиду дәп әскәрткән, амма улар униңға қулақ салмай, яман ишлирини қиливәргән. Кемә турғузулуп болғандин кейин, Нуһ һайванларни униңға жиққан, андин кейин өзи вә униң аилиси шундақла кемигә киргән. Шу чағда, Йәһвә Худа қаттиқ боран чиқарған. Ямғур 40 кечә-күндүз яғди. Су пүткүл йәр йүзини япти (Яритилиш 7:7—12).
Зулум адәмләр өлди, Нуһ вә униң аилиси аман қалди. Йәһвә Худа уларни топан сүйидин сақлап қелип, явузлуқтин тазланған йәрни уларға бәрди (Яритилиш 7:22, 23). Муқәддәс китапта Йәһвә Худа дурус ишларни қилиштин ваз кәчкән адәмләрни йәнә бир қетим йоқ қилидиған вақит йәқинлишиватқанлиғини ейтиду. Яхши адәмләр өлмәйду. Улар йәрдики җәннәттә мәңгү яшайду (Петрусниң 2-хети 2:5, 6, 9).
Бүгүн көп адәмләр яман ишларни қиливатиду. Дуния қайғу-һәсрәткә тошти. Йәһвә Худа өзиниң Гувачилирини қайта-қайта әвитиватиду, бирақ адәмләрниң көпинчиси Худаниң сөзини тиңшиғуси кәлмәйду. Улар өз йоллирини өзгәрткүси кәлмәйду. Улар Худаниң яхшилиқ билән яманлиқ тоғрисида ейтқанлиғини қобул қилғуси кәлмәйду. Бу адәмләр билән немә болиду? Бир вақитта болсиму улар өзгирәмду? Нурғунлири һеч қачан өзгәрмәйду. Зулум адәмләр йоқитилидиған вақит келиватиду, улар һеч қачан башқа өмүр сүрмәйду (Зәбур 91:8).
Йәр һеч қачан вәйран болмайду — у җәннәткә айлиниду. Худа достлири болғанлар йәрдики җәннәттә мәңгү яшайду (Зәбур 36:29).