36-нахша
Худа қошқанни айримисун инсан
1. Үч жип ешилиду
Һөрмәт, хошаллиқта.
Хәлиқ вә Рәб гувадур
Муқәддәс қәсәмгә.
Жигит дегән қизиға:
«Һәқ сөйгән ярим сән».
ҚАЙТУРМИСИ:
Шуңа Худа қошқанни
Айримисун инсан.
2. Улар издәп һәқни
Муқәддәс китаптин,
Бәргән нека қәсими,
Тиләп бәх’т Худадин.
Қиз дегән жигитигә:
«Һәқ сөйгән ярим сән».
ҚАЙТУРМИСИ:
Шуңа Худа қошқанни
Айримисун инсан.
(Шундақла Ярит. 2:24; Вәз 4:12; Әфәс. 5:22—33ни қараң.)