Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • ijwwd 9-мақала
  • Деңиз тәрхәмигиниң «әқиллиқ» териси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Деңиз тәрхәмигиниң «әқиллиқ» териси
  • Әҗайип яратмилар
Әҗайип яратмилар
ijwwd 9-мақала
Деңиз тәрхәмиги

ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР

Деңиз тәрхәмигиниң «әқиллиқ» териси

Деңиз тәрхәмәклири — деңиз астида вә марҗан хада ташлирида яшайдиған һайванлар. Уларниң тениниң теши жирик, оңғул-доңғул вә һәтта учлуқ болуши мүмкин. Улар интайин әвришимчан болуп, бирнәччә минутниң, һәтта бирнәччә секундниң ичидә момдәк юмшақ яки тахтайдәк қаттиқ болалайду. Мундақ әвришимликниң арқисида, деңиз тәрхәмиги толғинип, тар кичиккинә бошлуқларға киривелип, қаттиқ болуп кетиду һәм жиртқуч һайванлар уни тартип чиқаралмайду. Деңиз тәрхәмигиниң сири униң әҗайип терисидә.

Ойлап көрүң. Деңиз тәрхәмәклири өз терисини қаттиқ, оттура қаттиқ вә юмшақ һаләткә өзгәртәләйду. Терисини шундақ өзгәртиши үчүн, бу җанлиқ терә талалирини бирләштүриду яки бошитиду. Деңиз тәрхәмиги буни һәртүрлүк қаттиқлиқ яки юмшақлиқ ақсиллириниң ярдими билән әмәлгә ашуриду.

Қаттиқлиқ ақсиллири бириктүргүчи тоқулма талалирининиң арисида кичиккинә көрүкләрни яки зәңҗирләрни шәкилләндүрүп, терини қаттиқ қилиду. Юмшақлиқ ақсиллири бу талаларни бир-биридин үзүп, бошитип, терини юмшитиду. Деңиз тәрхәмигиниң терисиниң юмшақ болалайдиғанлиғи шуки, у һәтта ериватқандәк болуп көрүниду.

Алимлар деңиз тәрхәмәклириниң териси охшаш әвришимчан бир материални ясашқа тиришиватиду. Уларниң мәхсәтлириниң бири — мейигә операция қилинғанда дәл керәк болған бир җайға орнитиш үчүн йетәрлик дәриҗидә қаттиқ болған, амма кейин юмшайдиған электродларни ишләп чиқириш. Электродларниң мундақ әвришимчан болуши операцияниң утуқлуқ өтүшини техиму еһтимал қилиду.

Сиз қандақ ойлайсиз? Деңиз тәрхәмәклириниң «әқиллиқ» териси өз-өзидин пәйда болғанму яки уни дана Яратқучи яратқанму?

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш