30-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Өтмүштики пәйғәмбәрлик сөзләр сиз үчүн муһим!
«Сениң һәм аялниң... арисида дүшмәнлик болиду» (ЯРИТ. 3:15).
5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз
БУ МАҚАЛИДӘa
1. Адәм ата билән Һава ана гуна өткүзүп узун өтмәй, Йәһва немә қилди? (Яритилиш 3:15)
АДӘМ АТА билән Һава ана гуна өткүзгәндин кейин, Йәһва муһим бир бәшарәт арқилиқ уларниң әвлатлириға үмүт бәрди. Униң немә дегәнлигини Яритилиш 3:15-айәттин оқуң.
2. Немә үчүн бу бәшарәт интайин муһим?
2 Бу бәшарәт Муқәддәс китапниң биринчи китавида йезилған. Амма мәлум мәнадин ейтқанда, Муқәддәс китап өз ичигә алған башқа китапларниң һәммисиниң бу бәшарәт билән бағлиниши бар. Худди мончақларни бир-бирләп бир жипқа өткүзүп, бир тизиқ марҗанни бағлиғандәк, Яритилиш 3-бап 15-айәттики сөзләр Муқәддәс китап өз ичигә алған һәрбир китапниң мәзмунини бир асасий хәвәргә бағлиған. Йәни Яратқучи бир қутқазғучини әвәтип, Иблис Шәйтан вә униңға әгәшкән барлиқ рәзиллик қилғучиларни һалак қилидуb. Бу Йәһвани сөйидиғанлар үчүн һәқиқәтән әҗайип бир бәрикәт!
3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
3 Бу мақалидә, Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәт тоғрисида төвәндики соалларға җавап беримиз: униңда тилға елинған шәхсләр кимләр? Бу бәшарәт қандақ әмәлгә ашти? Буниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?
БӘШАРӘТТӘ КИМЛӘР ТИЛҒА ЕЛИНҒАН?
4. Илан ким вә буни қандақ билимиз?
4 Яритилиш 3:14, 15-айәтләрдә, «илан», иланниң «әвлади», «аял» вә аялниң «әвлади» тилға елинған. Муқәддәс китап уларниң һәрбириниң ким екәнлигини билишимизгә ярдәм беридуc. Авал илан һәққидә сөз башлайли, һәқиқий илан Йәһваниң Ерәм бағда немә дегәнлирини чүшинәлмәтти. Шуңа Йәһваниң һөкүми чоқум әқиллиқ яритилған биригә қаритилған болуши керәк. Ундақта, Йәһва кимгә сөзлигән? Вәһий 12:9-айәт, иланниң кимлигини ениқ чүшәндүрүп бериду. Айәттә «қедимий илан» Иблис Шәйтан екәнлиги ениқ сөзләнгән. Амма иланниң әвлади кимләр?
ИЛАН
Шәйтан Иблис. У Вәһий 12:9-айәттики «қедимий илан» дәп аталған (4-абзацқа қараң)
5. Кимләр иланниң әвладини тәшкил қилған?
5 Бир шәхсни ой-пикир вә иш-һәрикәтлиридә үлгә қилишқа барчә күчи билән тиришқанлар үчүн, Муқәддәс китапта бәзидә әвлат ибариси көчмә мәнада ишлитилгән болуп, улар у шәхсниң пәрзәнтлири дәп аталған еди. Шуңа иланниң әвлади — садақәтсиз пәриштиләр вә Шәйтанға охшаш Яратқучи Йәһва билән дүшмәнлишип, Униң хәлқигә қарши туридиған инсанлардин тәшкил тапқан. Буниң ичидә Нуһниң заманида асмандики вәзипә орнидин ваз кәчкән пәриштиләр, шуниңдәк атиси Шәйтанға охшаш иш-һәрикәт қилидиған рәзил инсанлар бар (Ярит. 6:1, 2; Йоһ. 8:44; Йоһ. 1-х. 5:19; Йәһ. 6).
ИЛАННИҢ ӘВЛАДИ
Йәһва Худаға вә Униң хәлқигә қарши чиқидиған рәзил роһий мәвҗудатлар вә инсанлар (5-абзацқа қараң)
6. Немә үчүн «аялниң» һава ана болуши мүмкин әмәс?
6 Әнди, «аял» ким екәнлигини биләйли. У һава ана болуши мүмкин әмәс. Немә үчүн, мүмкин әмәс? Пәқәт бирла сәвәпни ойлап көрәйли. Бәшарәттә мундақ дейилгән еди: бу аялниң әвлади иланниң бешини «янчийду». Биз муһакимә қилғинимиздәк, илан — роһий шәхс Шәйтан, һава аниниң намукәммәл әвладиниң униң бешини янчишқа күч-қудрити йәтмәйду. Ундақта, Шәйтан қандақ һалак қилиниду?
7. Вәһий 12:1, 2, 5, 10-айәтләр, Яритилиш 3:15-айәттики аялниң ким екәнлигини ашкарилайду?
7 Яритилиш 3:15-айәттә тилға елинған аялниң кимлиги Муқәддәс китапниң ахирқи китавида ашкариланған (Вәһий 12:1, 2, 5, 10ни оқуң). У йәр йүзидики аял әмәс! Униң путида ай, бешида 12 юлтуз таҗи бар. У аял алаһидә бир бала, йәни Худа Падишалиғини туғди. Бу Падишалиқ асманда, шуңа аялму чоқум асманда болуши керәк. Бу аял Йәһваға садиқ пәриштиләрдин тәшкил тапқан униң тәшкилатиниң асмандики қисмиға вәкиллик қилиду (Гал. 4:26).
АЯЛ
Йәһваниң тәшкилатиниң әрштики бөлигини тәшкил қилидиған садиқ роһий мәвҗудатлар (7-абзацқа қараң)
8. Ким аялниң әвладиниң асаслиқ қисими вә у қачан шундақ болған еди? (Яритилиш 22:15—18)
8 Худаниң сөзи йәнә аялниң әвладиниң асаслиқ қисмини ениқлишимизға ярдәм бериду. Ибраһимниң әвлади арисидин туғулуши керәк еди (Яритилиш 22:15—18ни оқуң). Бу бәшарәттә ейтилғандәк, дәл шу садиқ киши Әйсаниң ата-бовиси болған (Луқа 3:23, 34). Амма вәдә қилинған әвлат инсандин көп күчлүк болуши керәк еди. Шундила у Иблис Шәйтанни янчип, йоқ қилалатти. Шуңа Әйса тәхминән 30 яшта, муқәддәс роһниң васитиси билән Худаниң роһий оғли сүпитидә майланған. У иайланғанда, әшу аялниң әвладиниң асаслиқ қисмиға айланған еди (Гал. 3:16). Әйса өлтүрүлүп тирилдүрүлгәндин кейин, Худа «шөһрәт һәм шәрәп билән униңға таҗ кийдүрүп», «асман һәм йәрдики пүткүл» һакимийәтни бәрди. Бу һоқуқ Шәйтанниң қилмишлирини йоқ қилишни өз ичигә алиду (Ибр. 2:7; Мәт. 28:18; Йоһ. 1-х. 3:8).
АЯЛНИҢ ӘВЛАДИ
Әйса Мәсиһ вә униң билән биргә һөкүмранлиқ қилидиған 144000 майланған (8, 9-абзацларға қараң)
9, 10. а) Йәнә кимләр аялниң әвладини тәшкил қилиду вә улар қачан шундақ болиду? ә) Кейинки новәттә немиләрни көрүп чиқимиз?
9 Амма Әйсадин сирт, йәнә аялниң әвладиниң қошумчә қисими бар. Әлчи Паул бу қисимни тәшкил қилидиған йәһудий вә йәһудий әмәс майланған етиқатчиларға мундақ дегән: «Әгәр силәр Мәсиһкә мәнсүп болсаңлар, у чағда силәр һәқиқәтән Ибраһимниң әвлади — вәдиләнгән мирасхорлар» (Гал. 3:28, 29). Йәһва бир етиқатчини муқәддәс роһи билән майлиғанда, у әшу аялниң әвлатниң бир қисими болиду. Шуңа аялниң әвлади Мәсиһ Әйса вә униң билән бирликтә һөкүмранлиқ қилидиған 144000 Мәсиһ әгәшкүчилиридин тәшкил тапқан (Вәһ. 14:1). Буларниң һәммиси өз Атиси Йәһва Худаға охшаш көзқараш вә иш-һәрикәттә болушқа тиришиду.
10 Һазир Яритилиш 3:15-айәттә тилға елинған шәхсләрни ениқлап чиқтуқ, Йәһваниң бу бәшарәтни тәдриҗий әмәлгә ашуруватқанлиғи вә буниң биз үчүн қандақ пайдиси барлиғини қисқичә көрүп чиқайли.
БУ БӘШАРӘТ ҚАНДАҚ ӘМӘЛГӘ АШУРУЛИВАТИДУ?
11. Қайси мәнада, Шәйтан аялниң әвладиниң «тапинини» чеқип яриландурған?
11 Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәткә асасланғанда, илан аялниң әвладиниң «тапинини» чақатти. Бу бәшарәт, Шәйтан йәһудийларни қутрутуп, римлиқларниң қоли билән Худаниң оғлини өлтүргәндә әмәлгә ашти (Луқа 23:13, 20—24). Худди тапини яриланған киши бир аз вақит маңалмиғанға охшаш, Әйса өлтүрүлүп, қәбирдә үч күн ятқанда, у вақтинчә ишидин тохтап қалди (Мәт. 16:21).
12. Қандақ вә қачан иланниң беши янчилиду?
12 Әгәр Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәт, Әйсаниң қәбирдә қалмайдиғанлиғини көрситиду. Немә үчүн? Чүнки бәшарәткә асасланғанда, әвлат иланниң бешини янчийду. Бу Әйсаниң яриланған тапининиң сақийип әслигә келиши керәклигини билдүриду. Һәқиқәтән униң яриси сақайди! У өлүп, үчинчи күни Әйса өлмәс роһий шәхс сүпитидә тирилдүрүлди. Худа бәлгүлигән вақит-саат кәлгәндә, Әйса Шәйтанни янчип, мәңгүгә йоқ қилиду (Ибр. 2:14). Мәсиһ билән бирликтә һөкүмранлиқ қилидиғанлар йәр йүзидики Худаниң дүшмәнлири болған иланниң әвладини тамамән йоқ қилидуd (Вәһ. 17:14; 20:4, 10).
БУ БӘШАРӘТНИҢ БИЗ ҮЧҮН ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?
13. Бу бәшарәтниң әмәлгә ешишидин қандақ пайда-мәнпәәткә еришәләймиз?
13 Әгәр сиз Худа хизмәтчиси болсиңиз, бу бәшарәтниң әмәлгә ешиши сиз үчүн пайдилиқ. Әйса инсан сүпитидә йәр йүзигә кәлгән. У Атисиниң пәзилитини мукәммәл әкс әттүргән (Йоһ. 14:9). Шуңа биз Әйса тоғрилиқ үгиниш арқилиқ Йәһва Худани тонуп, Яратқучимизни сөйүшни үгәндуқ. Биз йәнә Әйсаниң тәлимлиридин вә бүгүнки күндики Мәсиһ әгәшкүчилири җамаитини қандақ йетәкләвәткәнлигидин көп пайдилиқ нәрсиләрни үгәндуқ. У бизгә Йәһвани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини үгәтти. Униңдин башқа, һәммимиз Әйсаниң өлүми, йәни тапини яриланғанлиғи сәвәплик пайда-мәнпәәткә еришәләймиз. Қандақ қилип? Яратқучи Йәһва Мәсиһ Әйсани өлүмдин тирилдүргәндин кейин, Мәсиһ өз қениниң һәқиқий қиммитини «бизни барлиқ гуналиримиздин пак» қилидиған мукәммәл қурбанлиқ сүпитидә Йәһваға сунди (Йоһ. 1-х. 1:7).
14. Йәһва Ерәм беғида ейтқан бәшарәтниң дәрһалла әмәлгә ашмиғанлиғини қандақ билимиз? Чүшәндүрүп бериң.
14 Йәһваниң Ерәм беғида ейтқан сөзлири бу бәшарәт толуқ әмәлгә ешиштин авал, бир мәзгил вақитниң өтидиғанлиғини көрситиду. Аялниң вәдә қилинған әвлатниң барлиққа келиши, Шәйтанниң өз әгәшкүчилирини җәм қилиши вә икки группа оттурисида өчмәнлик яки дүшмәнлишишниң тәрәққий қилиши үчүн вақит кетиду. Бизниң бу бәшарәтни чүшинишимизниң пайдиси бар, чүнки у бизни агаһландуруп, Шәйтанниң контролидики дунияниң Йәһваға ибадәт қилғучиларни өч көридиғанлиғини ейтиду. Кейин Әйса шагиртлириға мошуниңға охшаш агаһландурушни бәргән (Марк 13:13; Йоһ. 17:14). Биз һәқиқәтән әшу бәшарәтниң бу қисминиң әмәлгә ашурулғанлиғини, болупму йеқинқи 100 жил ичидә көрдуқ. Қандақ?
15. Немә үчүн дунияниң аялниң әвладиға болған өчмәнлиги техиму күчийип кәтти? Бирақ немә үчүн Шәйтандин қорқушимизниң һаҗити йоқ?
15 1914-жили Әйса Мәсиһ Падиша болуп тәхттә олтирип узун өтмәй, Шәйтан асмандин ташланди. У һазир йәр шарида өзиниң һалак болушини күтмәктә (Вәһ. 12:9, 12). Шуниңдин бу ян, у бәк алдираш жүриду. Шәйтан қәһри-ғәзәп билән, аччиғини чиқириш үчүн Худа хәлқигә һуҗум қиливатиду (Вәһ. 12:13, 17). Шу сәвәптин, Шәйтанниң дуниясиниң Худа хәлқигә болған өчмәнлиги техиму күчийип кәтти. Шундақтиму, Шәйтан вә униң әгәшкүчилиридин қорқушимизниң һаҗити йоқ. Әксичә, бизму әлчи Паулға охшаш қәтъий ишәнч билән шундақ дейәләймиз: «Худа биз тәрәп болса, кимму бизгә қарши болиду?» (Рим. 8:31). Биз Йәһваға пүтүнләй ишәнч бағлалаймиз, чүнки көрүп өткинимиздәк, Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәтниң көп қисми аллиқачан әмәлгә ашурулуп болди.
16—18. Кёуртис, Урсула вә Джессика Яритилиш 3:15-айәтни чүшинишниң қандақ пайдисини көрди?
16 Яритилиш 3:15-айәттики Йәһваниң вәдилири бизниң һәрқандақ синақларға йүзлинишимизгә ярдәм берәләйду. Гуамда миссионерлиқ хизмитини қиливатқан Кётис мундақ дәйду: «Турмушумда бәзи вақитларда, Йәһваға болған садақәтмәнлигимни синайдиған қийин ишларға йолуқтум. Садақитимни синиған синақлар вә үмүтсизликләрни бир тәрәп қилдим. Амма Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәт һәққидә чоңқур ойлиниш асмандики Атамға болған ишәнчимни сақлишимға ярдәм бәрди». Кёртис Яратқучи Йәһва барлиқ қийинчилиқларни ахирлаштуридиған күнни тәқәзалиқ билән күтмәктә.
17 Яритилиш 3:15-айәтни чүшиниш Германияниң Бавария районида яшайдиған Урсула исимлиқ қериндашқа ярдәм бәргән. Йәни, у шу айәтни чүшәнгәндила Муқәддәс китап Худаниң илһамландуруши билән йезилғанлиғиға қайил болған. Урсула башқа барлиқ бәшарәтләрниң бу бәшарәт билән қандақ бағлиниши барлиғини көрүп, қаттиқ тәсирләнгән. У мундақ дәйду: «Мән Йәһваниң инсанийәткә үмүт бериш үчүн дәрһал һәрикәт қилғанлиғини үгәнгинимдә, бәк тәсирлинип, Уни техиму сөйүшкә башлидим».
18 Макронизийидин Джессика мундақ дәйду: «һәқиқәтни тапқанлиғимни тунҗа қетим һис қилған вақтимда, қандақ һис-туйғуға чөмгәнлигим һелиму есимдә. Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәт әмәлгә ашурулмақта. Бу бәшарәт, Яратқучимиз Йәһва һәргизму бүгүнкидәк еғир азап-оқубәтләрни баштин кәчүрүшимизни халимайдиғанлиғини әстә сақлишимға ярдәм бериду. Йәнә бу бәшарәт, Йәһваға хизмәт қилиш мән үчүн һазирқи әң яхши турмуш кәчүрүш йоли екәнлигигә вә кәлгүсидә техиму гөзәл турмушқа еришидиғанлиғимға болған ишәнчимни күчәйтти».
19. Бәшарәтниң қисими әмәлгә ашурулидиғанлиғиға немә үчүн ишинәләймиз?
19 Көргинимиздәк, һазир Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәт әмәлгә ешиватиду. Аялниң әвлади билән иланниң әвлади ениқ ашкарә болди. Аялниң әвладиниң асаслиқ қисими болған Әйсаниң тапини ярилинип сақайди вә у һазир күч-қудрәтлик өлмәс Падиша. Әвлатниң қошумчә қисмини тәшкил қилидиғанларни таллаш ахирлишай дәп қалди. Бәшарәтниң авалқи қисми әмәлгә ашти, шуңа ахирқи қисминиң, йәни иланниң бешини янчишниңму әмәлгә ашурулидиғанлиғиға ишинишкә асасимиз бар. Пат арида Шәйтан йоқ қилинғанда, Худа хизмәтчилири шат-хорамлиққа чөмиду! Шу вақит кәлгичә, һазирму бәл қоювәтмәң. Яратқучимиз ишәнчлик Худадур. У аялниң әвлади арқилиқ «йәр йүзидики барлиқ» хәлиқләрни сан-санақсиз бәрикәтләргә ериштүриду (Яритилиш 22:18).
30-НАХША Йәһва һөкүмранлиқ қилишни башлиди
a Биз Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәтни чүшәнмисәк, Муқәддәс китапни толуқ чүшинәлмәймиз. Бу бәшарәтни тәтқиқ қилиш бизниң Йәһваға болған ишәнчимизни мустәһкәмләп, Униң барчә вәдилирини орунлайдиғанлиғимизға болған ишәнчимизни күчәйтәләйду.
b «Йеңи дуния тәрҗимисидики» Ә5 «Муқәддәс китапниң хәвири» намлиқ қошумчисиға қараң.
c «Яритилиш 3:14, 15-айәтләрдики шәхсләр» дегән рамкиға қараң.
d «Яритилиш 3:15-айәттики бәшарәтләрниң әмәлгә ешишидики бәзи муһим иш-вақиәләр» дегән рамкиға қараң.