43-нахша
Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
1. Һошияр, мәһкәм, қәйсәр бол,
Ғәйрәт-җасарәткә тол.
Мәрданә, батурлуқ ачар
Ғалибийәткә кәң йол.
Қулақ селип Мәсиһ сөзигә,
Бойсунайли униң әмригә.
ҚАЙТУРМИСИ:
Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
Тут мәңгү тоғра, һәқ йол!
2. Һошияр, қәтъий сәгәк тур,
Бойсунушқа тәйяр тур.
Аңла садиқ қул сөзини,
Бу — Мәсиһ буйруғидур.
Ақсақаллар сөзини аңла,
Улар көңүл бөләр қойларға.
ҚАЙТУРМИСИ:
Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
Тут мәңгү тоғра, һәқ йол!
3. Һошияр, тинч-иттипақ бол,
Қоғда Худа Сөзини.
Дүшмәнләр һуҗум қилсиму,
Тәврәнмәй вәз қилайли.
Кәл, Йәһвани биргә махтайли,
Йеқинлашти Униң сот күни!
ҚАЙТУРМИСИ:
Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
Тут мәңгү тоғра, һәқ йол!
(Шундақла Мәт. 24:13; Ибр. 13:7, 17; Пет. 1-х. 5:8ни қараң.)