1-нахша
Йәһваниң есил пәзиләтлири
1. Йәһва Худа, Һәммигә Қадир,
Нур Бәргүчи, Һаятлиқ Мәнбәси.
Көрситәр мәвҗудатлар күчүңни,
Сот күнүң һәм һәйвитиңни.
2. Адиллиқ тәхтиңдә олтирип,
Һәқ әмриңни қиларсән нәмаян.
Үгәнсәк Сөзүңни, көрәләймиз
Һәқ нурни һекмитиң чачқан.
3. Шунчә улуқ мукәммәл сөйгүң,
Ким берәр соғилириңға җавап?!
Есил пәзиләт, улуқ исмиңни
Һармаймиз хошал җакалап.
(Шундақла Зәб. 36:9; 145:6—13; Яқуп 1:17ни қараң.)