152-нахша
Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз
Атимиз, Йәһва, бәрдиң бизгә
Қиммәтбаһа соға —
Үмүтни дилни тәврәткән.
Билсун пүткүл җаһан.
Бәзидә һаят тәшвишлири
Титритәр бизни езип.
Гүлхандәк көйгән үмүтни
Өчүрәр күл қилип.
ҚАЙТУРМИСИ:
Пәқәт сән, Худайим,
Яр-йөләк бизгә,
Күч вә үмүтни бәрдиң сән.
Турайли, маңайли
Қорқмаймиз һәргиз,
Ялғуз саңа тайинимиз.
Ғайәт зор Сениң ишлириңни
Мәңгү унтумайли.
Бешимизға күн чүшкәндә,
Болдуң Сән тәсәлли.
Толдурар җасурлуққа қәлбни
Илһамбәхш хатириләр.
Мәдһийә қилиш исмиңни—
Бизгә чоң имтияз.
ҚАЙТУРМИСИ:
Пәқәт сән, Худайим,
Яр-йөләк бизгә,
Күч вә үмүтни бәрдиң сән.
Турайли, маңайли
Қорқмаймиз һәргиз,
Ялғуз саңа тайинимиз.
(Шундақла Зәб. 72:13, 14; Пәнд н. 3:5, 6, 26; Йәр. 17:7.)