14-нахша
Худа һәммини йеңилайду
1. Мәсиһ шу вақниң аламәтлирини
Падиша болуп бәҗа кәлтүрди.
Асман җеңидә ғәлибә қилди,
Орнитар йәрдә у Шаһлиғини.
ҚАЙТУРМИСИ:
Шатлан! Чедир тикти Худа
Инсанларниң арисида.
Әнди болмас қайғу вә әләм,
Нә ағриқ, нә өлүм вә матәм.
У: «Һәммини йеңилаймән»,— дегән,
Бәрһәқ вәдини бәргән!
2. Көрүңлар, адәмләр, Йерусалимни,
Әйса Мәсиһниң бу той қизини.
Бебаһа гөһәр, яқут көйниги,
Йәһва чачар нур униңға Өзи.
ҚАЙТУРМИСИ:
Шатлан! Чедир тикти Худа
Инсанларниң арисида.
Әнди болмас қайғу вә әләм,
Нә ағриқ, нә өлүм вә матәм.
У: «Һәммини йеңилаймән»,— дегән,
Бәрһәқ вәдини бәргән!
3. Йәһваниң нури шәһәрни йорутар,
Дәрвазилири йепилмай турар.
Нури астида жүрәр хәлиқләр,
Шундақ қилғанлар бәрикәт тапар!
ҚАЙТУРМИСИ:
Шатлан! Чедир тикти Худа
Инсанларниң арисида.
Әнди болмас қайғу вә әләм,
Нә ағриқ, нә өлүм вә матәм.
У: «Һәммини йеңилаймән»,— дегән,
Бәрһәқ вәдини бәргән!
(Шундақла Мәт. 16:3; Вәһ. 12:7—9; 21:23—25ни қараң.)