Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • bh 5-бап, 47—56 б.
  • Төләм — Худаниң әң қиммәт баһалиқ соғиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Төләм — Худаниң әң қиммәт баһалиқ соғиси
  • Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ТӨЛӘМ ДЕГӘН НЕМӘ?
  • ПӘРВӘРДИГАР ЙӘҺВА ТӨЛӘМ ОРУНЛАШТУРУП БӘРДИ
  • ТӨЛӘМ СИЗ ҮЧҮН ҚАНДАҚ МУҺИМ ӘҺМИЙӘТКӘ ЕГӘ?
  • СИЗ ӨЗ МИННӘТДАРЛИҒИҢИЗНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТӘЛӘЙСИЗ?
  • Төләм — Худаниң бебаһа соғиси
    Муқәддәс китап тәлимлири
  • Давамлиқ төләм қурбанлиғиға миннәтдарлиқ көрситиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • Төләм — Худаниң «мукәммәл һәдийәси»
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2017
  • Немә үчүн Әйса Мәсиһниң қурбанлиғи инсанлар үчүн төләм болалиған?
    Муқәддәс китап. Соал-җавап
Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
bh 5-бап, 47—56 б.

БӘШИНЧИ БАП

Төләм — Худаниң әң қиммәт баһалиқ соғиси

  • Төләм дегән немә?

  • Худа төләмни қандақ орунлаштурди?

  • Биз үчүн төләм қандақ әһмийәткә егә?

  • Төләм үчүн өз миннәтдарлиғиңизни қандақ көрситәләйсиз?

1, 2. а) Қандақ соғат сиз үчүн әң қәдир-қиммәтлик һесаплиниду? ә) Немә үчүн сиз еришәләйдиған соғатлар арисида төләм әң қәдир-қиммәтлик соғат болуп һесаплиниду дейишкә болиду?

СИЗ қобул қилған соғатлар арисида қайси соғат сизгә нисбәтән әң қиммәт баһалиқ болуп һесаплиниду? Бир әһмийәтлик соғатниң баһасиниң жуқури болуши натайин. Әмәлиятта, соғатниң қәдир-қиммитиниң пул билән өлчиниши зөрүр әмәс. Әксичә, әң қиммәт баһалиқ соғат сизгә хошаллиқ елип келәләйдиған яки сизниң турмушиңиздики муһтаҗлиғиңизни қанаәтләндүрәләйдиған соғаттур. Дәл мошундақ соғат сиз үчүн әң қәдир-қиммәтлик!

2 Сиз еришишни арзу қилған соғатлар арисида әң қиммәтлик бир соғат барки, униң қәдир-қиммитини һеч нәрсә билән селиштурғили болмайду. Бу, Худаниң инсанийәткә бәргән соғити. Әмәлиятта, Пәрвәрдигаримиз Йәһвә бизгә көп соғатларни бәргән. Лекин, улар арисидики әң қиммәтлиги өз оғли Әйсани биз үчүн төләм қурванлиғи сүпитидә бәргәнлигидур (Мәтта 20:28). Мошу бапта, төләм — әң қиммәт баһалиқ соғат екәнлигини көримиз, чүнки у соғатлар арисидики әң қиммәтлиги болуп сизгә хошаллиқ елип келәләйду һәм сизниң турмушиңиздики әң чоң муһтаҗлиғиңизни қанаәтләндүрәләйду. Төләм — Яратқучи егимиз Йәһвәниң сизгә болған меһир-муһәббитиниң әң чоңқур ипадилинишидур.

ТӨЛӘМ ДЕГӘН НЕМӘ?

3. Төләм дегән немә? Төләмниң қиммәт баһалиқ соғат екәнлигидин миннәтдар болушимиз үчүн қандақ тәлимни чүшинишимиз керәк?

3 Аддий қилип ейтсақ, төләм — у, Тәңри Йәһвәниң инсанийәтни гуна вә өлүмдин қутқузуш үчүн қолланған бир усулидур (Әфәсликләр 1:7). Муқәддәс Китапниң төләм һәққидики тәлимини чүшиниш үчүн, җәннәттә немә иш йүз бәргәнлигини әсләп көрүшкә тоғра келиду. Пәқәт Адәм ата гуна қилип немини қолдин берип қойғанлиғини чүшәнсәк, төләмниң биз үчүн қиммәт баһалиқ соғат екәнлигидин миннәтдар болимиз.

4. Мукәммәл инсан һаяти Адәм атиға нисбәтән қандақ әһмийәткә егә?

4 Пәрвәрдигар Йәһвә Адәм атини яратқан чағда, униңға һәқиқәтән қиммәтлик мукәммәл инсан һаятини бәргән. Мукәммәл инсан һаяти Адәм ата үчүн немә әһмийәткә егә? Мукәммәл инсан һаяти — мукәммәл тән вә аң-сезими болуш, һәргизму кесәлгә гириптар болмаслиқ, қерип кәтмәслик вә өлмәй яшаш дегәндин ибарәттур. Мукәммәл инсан Адәм ата билән Худа өзгичә алаһидә мунасивәттә еди. Уларниң мунасивити худди меһриван ата билән униң оғли оттурисида болидиған мунасивәткә охшап кәткәнлиги сәвәплик, Муқәддәс Китапниң бир айитидә Адәм ата “Худаниң оғли” дәп аталған (Луқа 3:38). Яратқучи Йәһвә Худа, йәр йүзидики оғли Адәм атиға сөз қилип, Худа өзиниң көңлини мәмнун қилидиған бир вәзипини униңға тапшурған вә өзиниң Адәм атидин немиләрни күтидиғанлиғини униңға билдүргән (Яритилиш 1:28—30; 2:16, 17).

5. Муқәддәс Китапта тилға елинған Адәм ата Худаниң “Өз обризидәк” яритилған дегәнлик немә?

5 Йәһвә Адәм атини, “Өз обризидәк” яратти (Яритилиш 1:27). Әлвәттә, бундақ дегәнлик Адәм ата қадир Худаниң сияқида болған дегәнлик әмәс. Чүнки биз 1-бапта үгинип өткәндәк, Пәрвәрдигар Йәһвә көзгә көрүнмәс роһий шәхс (Юһанна 4:24). Шундақ екән, Йәһвәниң гөш вә қандин түзүлгән тени йоқ. Адәм ата Худаниң обризида яритилған дегәнлик, Худаниң алаһидә пәзиләтлири, мәсилән, меһир-муһәббәт, әқил-парасәт, адаләт вә күч-қудрити Адәм атида әкс әттүрүлди дегәндин ибарәт. Адәм ата билән униң атиси Худаниң йәнә бир муһим охшашлиқ тәрипи бар, у болсиму таллаш әркинлигигә егә. Демәк, Адам ата, у алаһидә лайиһиләнгән буйруқ арқилиқла ишләйдиған машина адәмгә охшимайду. Әксичә, тоғра вә хатани таллашта өзиниң шәхси қарар қилиш әркинлиги бар. Әгәр у Худаға итаәт қилишни таллиған болса, йәр йүзидики җәннәттә мәңгү һаят кәчүргән болатти.

6. Адәм ата Худаға итаәтсизлик қилғанда у немини йоқатти вә униң әвлатлири қандақ тәсиргә учриди?

6 Адәм ата Худаға итаәтсизлик қилғанлиқтин өлүмгә һөкүм қилинип, шу итаәтсизлиги үчүн наһайити чоң бәдәл төлиди. Шу бәдәлни төләш, өзигә берилгән мукәммәл инсан һаяти билән барлиқ бәхит-саадәтниң йоқ болушиға сәвәп болди (Яритилиш 3:17—19). Наһайити әпсуслинарлиқ йери шуки, Адәм ата пәқәт өзиниң мукәммәл һаятини йоқитип қалмастин, бәлки йәнә келәчәктики пәрзәнтлириниң мукәммәл һаятини набут қилди. Муқәддәс Китап: “Гуна дунияда бир адәм, йәни Адәм ата арқилиқ пәйда болғандәк, өлүмму Адәм атиниң гунайи арқилиқ пәйда болди. Нәтиҗидә өлүм пүткүл инсан ичигә тарқалди, чүнки һәммә адәм гуна қилди” дәйду (Римлиқлар 5:12). Һәқиқәтән, биз һәммимиз Адәм атидин гунани мирас алдуқ. Шу сәвәптин, Муқәддәс Китапта: у өзини вә өз әвлатлирини гуна вә өлүмгә қул қилип “сатқан” дәп ейтилған (Римлиқлар 7:14 БҖТ). Адәм ата билән Һава ана үчүн үмүт қалмиди. Чүнки улар өз ихтиярлиғи билән Худаға итаәтсизлик қилишни таллиған. Амма, уларниң кейинки әвлатлири болған бизләр үчүн үмүт йоқму?

7, 8. Төләм асаслиғи қайси икки уқумни өз ичигә алиду?

7 Йәһвә Худа инсанларни қутқузуш үчүн төләм орунлаштурди. Төләм дегән немә? Бу сөзниң мәна асаслиғи төвәндики икки охшимайдиған уқумни өз ичигә алиду. Биринчи, төләм — у бирәр кимни, мәсилән, әсирни яки қулни азат қилиш үчүн төлинидиған һәқ. Шуниңдәк, гөрүгә қоюлған буюмларни қайтурувелиш үчүн беришкә тегишлик пул. Иккинчи, төләм — у, мәлум нәрсини өз тән нәрқи бойичә қайтуруш яки һәқ бериш болуп, башқиларға зиян салғанда яки бирәр нәрсини бузуп қойғанда төләшкә тегишликтур. Мәсилән, әгәр бир киши садир қилип башқа бир кишини яриландурса яки бир нәрсини бузуп қойса, яриланған кишиниң давалиниш вә башқа чиқимлирини төлиши вә яки шу бузулған нәрсә үчүн әсли баһасиға тәң микдарда төләм бериши керәк.

8 Ундақта, Адәм ата кәлтүрүп чиқарған шу чоң зиянни төләп, инсанийәтни гуна вә өлүмниң қуллиғидин азат қилишқа қандақ мүмкин болиду? Төвәндә Пәрвәрдигар Йәһвә биз үчүн орунлаштурған бир төләм вә униң биз үчүн қандақ әһмийәткә егә екәнлиги тоғрисида мулаһизә қилимиз.

ПӘРВӘРДИГАР ЙӘҺВА ТӨЛӘМ ОРУНЛАШТУРУП БӘРДИ

9. Қандақ төләм тәләп қилинған?

9 Адәм ата мукәммәл инсан һаятини йоқатқанлиқ сәвәвидин, һеч бир мукәммәл әмәс инсан у мукәммәл инсан һаятини қайтуруп келиш үчүн төләм берәлмәйду (Зәбур 49:7, 8). Чүнки, төләшкә тегишлик төләм һәққи чоқум Адәм атиниң йоқатқини билән тәң қиммәткә егә болиши шәрт. Бу Муқәддәс Китап қаидә-қанунидики, мону “җан орниға җан” дегән мукәммәл адиллиқ принципиға наһайити мас кәлгән (Тәкрар қанун 19:21). Шуңлашқа, қандақ инсан җени яки һаяти, Адәм ата йоқатқан мукәммәл инсан һаяти билән тәң қиммәтлик һәқ төләш болалиған? Башқа бир мукәммәл инсан һаяти арқилиқ мунасип “төләм төләш” тәләп қилинған (Тимотийға 1-хәт 2:6).

10. Пәрвәрдигар Йәһвә төләмни қандақ орунлаштурған?

10 Пәрвәрдигар Йәһвә төләмни қандақ орунлаштурған? Худа мукәммәл роһий оғуллири арисидин бирини йәр йүзигә әвәткән. Униң таллиғини өзиниң әң әтиварлиқ ялғуз оғли Әйса (Юһаннаниң 1-хети 4:9, 10). Бу оғул өз ихтиярлиғи билән асмандики маканидин айрилип, йәр йүзигә кәлгән (Филипиликләр 2:7). Биз алдинқи бапта үгинип өткинимиздәк, Тәңри Йәһвә мөҗүзә көрситип өз оғлиниң һаятини пак қиз Мәрийәмниң қосиғиға көчүрди. Буниң билән Худаниң муқәддәс роһиниң һимайисидә Әйса гунадин хали мукәммәл инсан болуп туғулди (Луқа 1:35).

Әйсаниң түврүккә қеқилиши вә азап түврүгидики җапалиқ өлүми

Йәһва Худа ялғуз оғлини биз үчүн төләм қурванлиғиға бәрди

11. Қандақ қилип бир инсан миллионлиған адәмләрниң гунайи үчүн төләм төлиши мүмкин еди?

11 Бирақ, қандақ қилип бир кишиниң һаяти арқилиқ миллионлиған адәмләрниң гунайи үчүн төләм бәргили болсун? Дәсләптә, қандақ қилип миллионлиған адәмләрниң гунакар болуп қалғанлиғи ядиңиздиму? Әсләп бақсиңиз, Адәм ата гуна қилип, у егә болған мукәммәл инсан һаятини йоқатқан. Шуниң билән у мукәммәл әмәс инсан болған. У әвлатлириға мукәммәл һаятни мирас қалдуралмиған, бәлки гуна билән өлүмни уларға мирас қалдурған. Муқәддәс Китапта “ахирқи адәм” дәп аталған Әйса Мәсиһ гунадин хали мукәммәл инсан болған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:45). Шундақ ейтишқа болидуки, Мәсиһ Әйса бизни қутқузуш үчүн Адәм атиниң орнини алған. Йәһвә Худаға пүтүнләй итаәтчан болуп өз мукәммәл һаятини қурванлиққа бериш арқилиқ у Адәм атиниң гунайиниң хунини төлигән. Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ Адәм атиниң әвлатлириға үмүт елип кәлди (Римлиқлар 5:19; Коринтлиқларға 1-хәт 15:21, 22).

12. Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериши немини испатлиди?

12 Муқәддәс Китап, Мәсиһниң өлүмидин илгири тартқан азап-оқубәтлири тоғрисида тәпсилий баян қилиду. У шәпқәтсизләрчә қамчиланған вә түврүк яғачқа миқланған, ахирда у наһайити қийнилип җан бәргән (Юһанна 19:1, 16—18, 30; “Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири ибадәт қилғанда чапрас ишләтмәйду” намлиқ қошумчә изаһатқа қараң). Немә үчүн һәзрити Әйсаниң мошундақ көп азап-оқубәтләрни баштин кәчүрүши керәк болған? Мошу китапниң кейинки баплирида көрүп өтимизки, Шәйтан, Тәңри Йәһвәниң инсанлар арисидики һеч бир хизмәтчиси синақларда садақәтмәнликни сақлалмайду дәп давраң салған. Лекин, Мәсиһ Әйса садақәтмәнлик билән азап-оқубәтлик синақларға бәрдашлиқ берип Шәйтанниң гуманиға мувапиқ әң яхши җавапни бәргән. Әйса шуни испатлидики, Иблис Шәйтан мәйли қандақ васитиләрни қоллансун, мукәммәл инсан өзи егә болидиған таллаш әркинлиги арқилиқ Худаға болған садақәтмәнлигини пүтүнләй сақлалайду. Өзиниң имрақ оғлиниң садақәтмәнлигини көрүш Тәңри Йәһвәни нәқәдәр хошал қилиду, һә! (Пәнди-нәсиһәт 27:11).

13. Төләм қандақ төләп берилгән?

13 Төләм қандақ төләп берилгән? Милади 33-жили Йәһудийларниң нисан ейиниң 14-күни Худа шу өзиниң мукәммәл, гунасиз оғлиниң өлтүрүлүшигә йол қойған. Шуңлашқа, Әйса өз мукәммәл инсан һаятини “бир йолила” мәңгүлүккә қурванлиққа бәргән (Ибранийлар 10:10). Униң өлүмидин кейинки үчинчи күни Йәһвә уни роһий шәхс сүпитидә тирилдүргән. У асманға қайтқинида, Адәм атиниң әвлатлири йоқатқан мукәммәл һаятни қайтурувелиш үчүн Әйса қурван қилған мукәммәл инсан һаятини қиммәт-баһалиқ төләм сүпитидә Йәһвәгә тәғдим қилған (Ибранийлар 9:24). Инсанларни гуна вә өлүмниң қуллуғидин қутқузуш үчүн тапшуруш зөрүр болған төләм үчүн Мәсиһ өзини қурван қилған. Тәңри Йәһвә бу тәң қиммәтлик төләмни қобул қилған (Римлиқлар 3:23, 24).

ТӨЛӘМ СИЗ ҮЧҮН ҚАНДАҚ МУҺИМ ӘҺМИЙӘТКӘ ЕГӘ?

14, 15. “Гуналиримиз кәчүрүм қилиниш” үчүн чоқум немә қилишимиз керәк?

14 Биз инсанлар гәрчә гунакар болған болсақму, шу төләм сәвәплик бәхит-саадәттин бәһримән болалаймиз. Һазир вә кәлгүсидә Худа бизгә ата қилидиған қандақ бәхит-саадәттин бәһримән болалаймиз? Төвәндики бир қанчисини көрүп бақайли.

15 Гуналарниң кәчүрүм қилиниши. Биз мукәммәлсизликкә мирас болғанлиғимиз сәвәплик, һәр бир тоғра ишни қилиш қәлбимиздә нурғун таллаш-тартиш пәйда қилиду. Һәммимиз сөзимиз яки һәрикитимиздә хаталиқ қилимиз. Амма, Мәсиһниң төләм қурванлиғи арқилиқ “гуналиримиз кәчүрүм қилинди” (Колосилиқлар 1:13, 14). Лекин, мошу кәчүрүмгә еришиш үчүн, биз чоқум чин қәлбимиздин товва қилишимиз керәк. Йәнә чоқум Йәһвә Худадин кәмтарлиқ билән униң оғлиниң төләм қурванлиғиға ишәнч қилғанлиғимиз асасида бизни кәчүрүм қилишини өтүнүп соришимиз лазим (Юһаннаниң 1-хети 1:8, 9).

16. Немә бизни пак виждан билән Пәрвәрдигар Йәһвәгә ибадәт қилиш имканийитигә егә қилиду? Шундақ пак вижданниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?

16 Худаниң алдида пак вижданлиқ болуш. Әгәр вижданимиз напак болса, наһайити оңайла өзимизни үмүтсиз вә һеч нәрсигә яримас һис қилишимиз мүмкин. Гәрчә һәммимиз мукәммәлсиз болсақму, лекин меһир-муһәббәтлик Тәңри Йәһвә төләм сәвәплик бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилған һәм бизниң пак виждан билән униңға ибадәт қилишимизға рухсәт қилиду (Ибранийлар 9:13, 14). Шуңа биз дуа арқилиқ бемалал Пәрвәрдигаримиз Йәһвәгә йеқинлишип, униң билән алақә қилиш имканийитигә егә болдуқ (Ибранийлар 4:14—16). Пак вижданимизни сақлаш бизгә роһий хатирҗәмлик берип, өз-өзимизни һөрмәтләшни үгитиду вә турмушимизға хошаллиқ елип келиду.

17. Мәсиһниң биз үчүн өзини қурван қилиши арқисида қандақ бәрикәтләргә егә болалаймиз?

17 Йәр йүзи җәннәттики мәңгүлүк һаятқа болған үмүт. Муқәддәс Китапниң Римлиқларға йезилған хәт 6-бап 23-айитидә: “Чүнки гунаниң төләми өлүм” дегәнлигини көримиз. Бирақ, шу айәтниң давамида Худаниң “Әйса Мәсиһ арқилиқ ата қилған соғити мәңгүлүк һаятлиқтур” дәп йезилған. Мошу китапниң 3-бабида келәчәктики йәр йүзи җәннәттә болидиған бәхит-саадәтлик турмуш тоғрисида мулаһизә қилған едуқ (Вәһийләр 21:3, 4). Мәсиһ биз үчүн өзини қурван қилғини арқисида бәхит-саадәтлик турмушқа, пүтүнләй сағлам мәңгү һаят яшаш бәрикәтләргә келәчәктә егә болалаймиз. Шу гөзәл келәчәккә еришиш үчүн Худа соғат сүпитидә бизгә бәргән төләм үчүн өз миннәтдарлиғимизни ипадилишимиз керәк.

СИЗ ӨЗ МИННӘТДАРЛИҒИҢИЗНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТӘЛӘЙСИЗ?

18. Төләм соғити үчүн немишкә Йәһвәгә миннәтдар болушимиз керәк?

18 Немишкә биз шу төләм үчүн Тәңри Йәһвәгә чоңқур миннәтдар болишимиз керәк? Әгәр бир киши вақти, зеһни-күчи вә пулини сәрип қилип сиз үчүн алаһидә әһмийәтлик соғат тәйярлиса, сизниң қәлбиңиздә қандақ һис-туйғу пәйда болиду? У дәл соғат бәргүчиниң сизгә болған сәмимий сөйгүсиниң изһари әмәсму? Төләм болса соғатларниң арисидики әң қәдир-қиммәтлик соғаттур. Чүнки, мошу соғатни бизгә бериш үчүн Худа әң чоң қурванлиқ орунлаштурди. Юһанна 3-бап 16-айәттә: “Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлини... қурван болушқа әвәтип бәрди” дейилгән. Төләм — Йәһвәниң бизгә болған меһир-муһәббитиниң әң рошән испати. Шуниңдәк, өз ихтияри билән һаятини биз үчүн қурван қилған Мәсиһниң бизгә болған меһир-муһәббитиниң испатидур (Юһанна 15:13). Шуңа, у алаһидә соғат төләм — Пәрвәрдигар Йәһвә вә Мәсиһ Әйса һәр иккисиниң һәр биримизни наһайити сөйидиғанлиғиға ишәндүриду (Галатиялиқлар 2:20).

Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқан аял

Йәһва Худа һәққидә көпирәк билим елиш – Униң төләм соғисини қәдирлигәнлигиңизни көрситишниң бир усули.

19, 20. Худаниң соғити болған төләм үчүн өз миннәтдарлиғиңизни қайси усул арқилиқ көрситәләйсиз?

19 Ундақта сиз қандақ қилип Худаниң соғити болған төләм үчүн өз миннәтдарлиғиңизни ипадилиләйсиз? Авал, шу төләм соғитини бәргүчи Йәһвә Худа тоғрисида көпирәк билим елиң (Юһанна 17:3). Муқәддәс Китап үгинип Йәһвә тоғрисида билим елишиңизға қолиңиздики бу китап ярдәм бериду. Тәңри Йәһвә тоғрисидики билимиңиз көпәйгәнсери, сизниң униңға болған муһәббитиңиз техиму күчийиду. Шу муһәббитиңиз Худани хошал қилидиған ишларни қилишқа сизни үндәйду (Юһаннаниң 1-хети 5:3).

20 Әйсаниң төләм қурванлиғиға ишәнч қилғанлиғини көрситиш. Әйса тоғрисида: “Худа оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду” дейилгән (Юһанна 3:36). Ундақта, Мәсиһкә ишәнгәнлигимизни қандақ көрситәләймиз? Ишәнчни пәқәт еғиздики сөз арқилиқ көрсәткили болмайду. Муқәддәс Китапта: “Әмәлияти йоқ ишәнчму өлүктур” дәп йезилған (Яқуп 2:26). Һәқиқий ишәнч “әмәл” йәни иш-һәрикитимиз арқилиқ испатлиниду. Мәсиһкә болған ишәнчимизни көрситишниң бир усули униң биз үчүн қалдурған үлгисигә пәқәт еғиздики сөзимиз арқилиқ әмәс, бәлки өз әмәлий иш-һәрикитимиз арқилиқ әгишиштур (Юһанна 13:15).

21, 22. а) Немә үчүн һәр жили Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишишимиз лазим? ә) Алтинчи, йәттинчи бапларда немә тоғрисида чүшәндүрүлиду?

21 Һәр жили өткүзилидиған Мәсиһни хатириләш кәчлик мәрасимиға қатнишиш. Милади 33-жили нисан ейиниң 14-күни, Әйса Мәсиһ алаһидә хатириләш кәчлик мәрасимни уюштурған (Коринтлиқларға 1-хәт 11:20; Мәтта 26:26—28). Бу мәрасим йәнә Мәсиһниң өлүмини хатириләш мәрасими дәпму атилиду. Әйса өз шагиртлири вә улардин кейинки Худаға һәқиқий ибадәт қилғучиларға өзиниң мукәммәл инсан һаятини төләм үчүн қурванлиққа бәргәнлигини һәр дайим әстә сақлаш керәклиги тоғрисида тәлим бәргән. Мошу мәрасим тоғрисида Әйса: “Мени әсләп туруш үчүн” буни қилиңлар дәп буйруқ қилған (Луқа 22:19). Бизму һәр жили өткүзилидиған хатириләш мәрасимиға қатнишиш арқилиқ Пәрвәрдигар Йәһвә вә Әйса Мәсиһниң биз үчүн көрсәткән меһри-муһәббитини әстә сақлап өзимизниң шу төләм үчүн миннәтдар екәнлигимизни көрситәләймиз.a

22 Йәһвә Худа орунлаштурған төләм һәқиқәтән қиммәт-баһалиқ соғаттур (Коринтлиқларға 2-хәт 9:14, 15). Бу әң қәдир-қиммәтлик соғат, һәтта өлгәнләр үчүн пайда елип келәләйду. Бу немә дегән сөз? Төвәндә 6, 7-бапларда мошу чүшәндүрүлиду.

a Мәсиһни хатириләш кечи тоғрисида көпирәк чүшәнчигә егә болуш үчүн, “Әйсаниң өлүмини хатириләш кечиси — Худаға шан-шәрәп ейтидиған мәрасим” намлиқ қошумчә изаһатқа қараң.

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЕЙТИЛИДУ?

  • Төләм — Йәһва Худаниң инсанларни гуна вә өлүмниң қуллуғидин қутқузуш үчүн қолланған усули (Әфәсликләр 1:7).

  • Тәңри Йәһва ялғуз оғлини йәр йүзигә биз үчүн қурванлиқ берип төләм төләшкә әвәтти (Юһаннаниң 1-хети 4:9, 10).

  • Төләм арқилиқ биз кәчүрүмгә, пак вижданға вә мәңгүлүк һаятлиқ үмитигә егә болдуқ (Юһаннаниң 1-хети 1:8, 9).

  • Пәрвәрдигар Йәһва тоғрисида көпирәк билим елиш, Мәсиһниң төләм қурванлиғиға ишәнгәнлигимизни көрситиш вә Мәсиһни хатириләш кечисигә қатнишиш арқилиқ шу төләм үчүн өз миннәтдарлиғимизни көрситәләймиз (Юһанна 3:16).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш