Бу дунияниң шәхсийәтчилик роһиға қарши туруңлар
БҮГҮНКИ КҮНДӘ нурғун адәмләр, мән алаһидә муамилә яки һөрмәткә лайиқ дәп һесаплайдиғанлиғини байқидиңизму? Улар алаһидә муамилигә еришсиму, мән техиму көпирәк һөрмәткә лайиқ дәп санайду. Адәмләрниң өзинила яхши көридиған вә миннәтдарсиз болғанлиғи бизни һәйран қалдурмайду, чүнки бу биз яшаватқан ахирқи күнләрниң бәлгүсидур (Тим. 2-х. 3:2).
Лекин шәхсийәтчи адәмләр бурунму болған. Мәсилән, Адәм ата билән Һава ана неминиң яхши, неминиң яман екәнлигини өзлири қарар қилишни халиған. Улар чиқарған қарарниң кесиридин, һазир һәммимиз азап чекиватимиз. Әсирләр өтүп, Йәһуданиң падишаси Уззияму өзбешимчилиқ қилип, тәкәббурларчә Ибадәтханидики хушпурақ исриқни көйдүрүшкә һоқуқум бар дәп ойлиған. Лекин у чоң бир хаталиқ қилған еди (Тар. 2-яз. 26:18, 19). Шуниңға охшаш, биринчи әсирдики пәрисийләр билән садуқийлар биз Ибраһимниң әвлади болғанлиқтин, Худаниң алаһидә муамилисигә лайиқ дәп ойлиған (Мәт. 3:9).
Бүгүнки күндә биз мәнмәнчи вә шәхсийәтчи адәмләрниң арисида яшиғанлиқтин, уларниң көзқариши бизгиму тәсир қилиши мүмкин (Гал. 5:26). Бәлким, бизму мән алаһидә муамилә яки иззәт-һөрмәткә лайиқ дәп ойлашқа башлаймиз. Шундақ роһқа қандақ қарши туралаймиз? Әң авал, биз Йәһва Худаниң көзқаришини чүшинип, Униңдин үлгә елишқа тиришишимиз керәк. Бизгә Муқәддәс китаптики икки принцип ярдәм бериши мүмкин.
Немигә һоқуқимиз барлиғини Йәһва Худа қарар қилиду. Буниң бирнәччә мисаллирини көрүп чиқайли.
Аилидә аяли йолдишини һөрмәтләйдиғанлиғини вә йолдиши аялини яхши көридиғанлиғини көрситиши керәк (Әфәс. 5:33). Әр-аял муһәббәт вә назук сезимләрни пәқәт бир-биригила көрситиши лазим (Кор. 1-х. 7:3). Ата-ана балилириниң уларға қулақ селишини тәләп қилалайду. Балилар болса, ата-анисиниң уларға мол меһир-муһәббәт көрситип, қоллап-қувәтлишини күтәләйду (Кор. 2-х. 12:14; Әфәс. 6:2).
Тиришчан ақсақаллиримиз иззәт-һөрмитимизгә лайиқ (Сал. 1-х. 5:12). Лекин уларниң җамаәттики қериндашларниң иш-һәрикәтлирини башқуруш һоқуқи йоқ (Пет. 1-х. 5:2, 3).
Йәһва Худа инсаний һөкүмәтләргә мәлум дәриҗидә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқини бәргән. Шу сәвәптин, биз селиқ төләп, һөкүмәтләргә беқинишимиз керәк (Рим. 13:1, 6, 7).
Лайиқ болмисақму, Йәһва бизни һөрмәткә ериштүриду. Гунакар болғанлиқтин, биз пәқәт өлүмгила лайиқ (Рим. 6:23). Шундақ болсиму, Худайимиз Йәһва бизни бәк яхши көргәнликтин, бизгә молдин-мол бәрикәтләрни бериватиду (Зәб. 103:10, 11). Униңдин алған һәрбир бәрикәт яки вәзипигә лайиқ болғанлиқтин әмәс, Худаниң бизгә меһир-шәпқәт көрсәткәнлигидин еришимиз (Рим. 12:6—8; Әфәс. 2:8).
ШӘХСИЙӘТЧИ ВӘ МӘҒРУР БОЛУП КӘТМӘСЛИККӘ НЕМӘ ЯРДӘМ БЕРИДУ
Бу дуниядики адәмләрниң көзқаришидин сақлиниң. Пәхәс болмисақ, өзүмизни башқилардин жуқури һесаплап кетишимиз мүмкин. Бәлким, буни өзүмиз байқимайдиғандимиз. Бундақ көзқарашниң асанла пәйда болуши мүмкинлигини билип, Әйса Мәсиһ ишчилар тоғрилиқ тәмсилни ейтип бәргән. Бәзи ишчилар әтигәндин башлап, күн бойи аптапта ишлисә, йәнә бирлири пәқәт бир саат ишлиди. Пүтүн күн тәр төкүп әмгәк қилған ишчилар көпирәк пул елишқа һоқуқимиз бар дәп ойлиған. Бирақ ишчиларниң һәммисигә бир динардин төләнди (Мәт. 20:1—16). Әйсаниң бу мисалидин қандақ савақ алимиз? Биз Худа немә бәрсә, шуниңға қанаәт қилишимиз керәк.
Әтигәндин кәчкичә ишлигән ишчилар «биз көпирәк пул елишқа лайиқ» дәп ойлиған
Миннәтдар болуң вә башқилардин һечнемә тәләп қилмаң (Сал. 1-х. 5:18). Әлчи Паулдин үлгә елиң. Униң һоқуқи болсиму, у Коринттики қериндашларниң уни беқишини тәләп қилмиған (Кор. 1-х. 9:11—14). Еришкән бәрикәтлиримиз үчүн миннәтдар болуп, башқилардин һечнәрсә күтмәслигимиз керәк.
Әлчи Паул башқилардин уни беқишни тәләп қилмиған
Кәмтәр болуң. Адәм өзи тоғрилиқ һәддидин ташқири ойлап кәтсә, қолида бариға қанаәт қилмай, мән техиму көпирәк һөрмәткә лайиқ дәп һесаплиши мүмкин. Бундақ хәтәрлик ойға қарши турушниң әң яхши йоли — кәмтәр болуш.
Йәһва Худа Даниял пәйғәмбәрни кәмтәрлиги үчүн қәдирлигән
Даниял пәйғәмбәр кәмтәр болуп, бизгә яхши үлгә қалдурған. У ақсүйәк аилидин чиққан. Даниял келишкән, әқиллиқ вә қабилийәтлик болған. У, һәммә утуқларға өз күчүм билән ериштим дәп ойлиши мүмкин еди (Дан. 1:3, 4, 19, 20). Бирақ Даниял кәмтәр болуп қалған. Шуңа Худа уни интайин қәдирлигән (Дан. 2:30; 10:11, 12).
Бу дуниядики нурғун адәмләргә охшаш мәнмәнчи вә шәхсийәтчи болмайли. Әксичә, Йәһва Худаниң меһир-шәпқити түпәйли еришкән бәрикәтлиримиздин хошаллиқ тапайли.