Һәқиқий дост болушни үгиниң
ҚИЙИНЧИЛИҚҚА дуч кәлгәндә йениңизда һечким болмай, ялғузсирап қалған вақтиңиз болғанму? «Адәттин ташқири қийин» вақитларда яшаватқанлиқтин, пат-пат көңлүмиз йерим болуп, өзүмизни ялғуз һис қилишимиз мүмкин (Тим. 2-х. 3:1). Лекин бешимизға күн чүшкәндә, бизгә ярдәм берәләйдиған адәмләр бар екәнлигини унтумайли. Муқәддәс китапта йезилғандәк, еғир күнләрдә бизгә җан достлиримиз ярдәм берәләйду (Пәнд н. 17:17).
ҺӘҚИҚИЙ ДОСТ ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?
Паул өй қамиғида болсиму, садиқ достлириниң ярдими билән қизғин хизмәт қилалиған
Әлчи Паул бәзи достлири билән миссионерлиқ сәпәргә барғанда, улар уни һәр тәрәптин қоллиған (Кол. 4:7—11). Паул Римда қамақта болғанда, у өз алдиға қилалмайдиған бәзи ишларни достлири қилишип бәргән. Мәсилән, Епафродит Паулға Филипидики қериндашлар әвәткән бәзи нәрсиләрни әкәлгән (Флп. 4:18). Тихик болса, униң хәтлирини җамаәтләргә йәткүзгән (Кол. 4:7). Достлириниң ярдими билән Паул һәтта өй қамиғида вә кейинирәк түрмигә ташланғандиму, җамаәтләргә илһам-мәдәт берәлигән. Ундақта, сиз қандақларчә һәқиқий дост болалайсиз?
Испаниядә пионер болуп хизмәт қилидиған Елизабетниң мисалини көрүп чиқайли. Униң аписи ракниң сақаймас түригә гириптар болупту. Шу еғир пәйттә бир қериндишимиз Елизабет үчүн һәқиқий дост екәнлигини көрсәтти. Қериндишимиз униңға Муқәддәс китап айәтлирини кәлтүрүп, илһам беридиған учурларни әвәтти. Елизабет мундақ дәйду: «Мән бу учурларни оқуғанда, өзүмни ялғуз әмәстәк һис қилдим. Улар маңа күч бәрди» (Пәнд н. 18:24).
Етиқатдашлиримиз билән бирликтә роһий ишларға қатнишиш достлуқ риштимизни күчәйтәләйду. Мәсилән, яшанған қериндаш билән вәз хизмитигә чиқаламсиз? Йә болмиса, уни җамаәт учришишиға апирип келәләмсиз? Шундақ қилип, улар сизни вә сиз уларни илһамландуралайсиз (Рим. 1:12). Ундақта, өйдин чиқалмайдиған қериндашлиримиз үчүн қандақларчә һәқиқий дост болалаймиз?
ӨЙДИН ЧИҚАЛМАЙДИҒАНЛАР ҮЧҮН ҺӘҚИҚИЙ ДОСТ БОЛУҢ
Бәзи қериндашлиримиз саламәтлиги начар болғанлиқтин яки башқа сәвәпләр түпәйли учришишларға келәлмәйду. Мәсилән, Дейвид исимлиқ бурадиримизгә лимфома дегән диагноз қоюлди. У алтә ай давамида химиотерапияни алди. Шу вақит давамида Дейвид билән аяли Лидия җамаәт учришишлириға онлайн қатнашти.
Җамаәттики достлири уларға қандақ яр-йөләк болди? Ибадәт өйидики бәзи қериндашлар һәрбир учришиштин кейин улар билән видеоконференция арқилиқ сөзләшкән. Дейвид билән Лидия җавап бәргәндә, қериндашлар уларни махтап, көп учурларни әвәткән. Нәтиҗидә, улар қериндашларниң меһир-муһәббитини һис қилди. Өйдин чиқишқа мүмкинчилиги болмиған бурадәр яки қериндаш билән вәз қилаламсиз?
Өйдин чиқалмайдиған қериндашлар билән биллә вәз қилиң
Планлиримизни азирақ өзгәртип уларға көңүл бөлсәк, пут-қоллири жипсиз бағланған әзиз қериндашлиримизни унтумиғанлиғимизни көрситимиз (Пәнд н. 3:27). Сиз улар билән хәт йезишни яки телефон арқилиқ вәз қилишни планлисиңиз болиду. Ақсақаллар бу қериндашларниң вәзлик учришишларға видеоконференция арқилиқ қошулушини уюштуралайду. Дейвид билән Лидия шундақ мүмкинчилик үчүн интайин миннәтдар болди. Дейвид мундақ дәйду: «Қериндашлар билән қилинған қисқичә муһакимә вә дуаниң өзи бизгә көп күч берәтти». Шундақла бу бехәтәр вә орунлуқ болса, Муқәддәс китапни үгиниватқан кишини өйдин чиқалмайватқан қериндашниң өйигә чақирип, үгинишни биллә өткүзсәңлар болиду. Өйдин чиқалмайватқан қериндашлар билән биллә вәз қилғанда, уларниң есил пәзиләтлирини байқап, уларға техиму йеқин болисиз. Мәсилән, адәмниң жүригигә тәсир қилиш үчүн Муқәддәс китапни маһирлиқ билән ишләткәнлигини көргиниңиздә, уларға болған һөрмитиңиз ашиду. Һәр түрлүк қериндашларға вәз қилиш вә җамаәт учришишлириға бериштә яр-йөләк болсиңиз, йеңи достларни тапалайсиз (Кор. 2-х. 6:13).
Паул баштин еғир күнләрни өткүзгәндә, Тит униң дәрдигә дәрман болған (Кор. 2-х. 7:5—7). Әлвәттә, қериндашлиримизни гәп-сөзлиримиз билән илһамландуруш яхши, лекин уларға көңүл бөлүш үчүн вақит чиқирип, әмәлий ярдәм көрситишму интайин муһим (Йоһ. 1-х. 3:18).
ҚАРШИЛИҚҚА ДУЧ КӘЛГӘН ҚЕРИНДАШЛАРҒА ҺӘҚИҚИЙ ДОСТ БОЛУҢ
Россиядики етиқатдашлиримиз бир-бирини қоллап-қувәтләп, һәммимизгә әҗайип үлгә көрсәтмәктә. Мәсилән, Сергей билән Татьянаниң мисалини көрүп чиқайли. Сақчилар уларниң өйини ахтуруп чиқип, кейин өзлириниму сораққа елип кәтти. Улар Татьянани биринчи болуп өйигә қоюп бәрди. Сергей әсләп мундақ дәйду: «Татьяна өйгә кәлгәндила, дәрру бир қериндишимиз һеч қорқмастин келипту. Кейин башқиму достлиримиз келип, ахтуруштин кейин қалаймиқан болуп кәткән өйүмизни рәтләшкә ярдәм бәрди».
Пәнд-нәсиһәтләр 17:17дә: «Һәқиқий дост һәр вақитта яхши көриду. У муһтаҗ вақитта қериндишиңдәк йениңдин чапсан тепилиду»,— дәп йезилған. Сергей мундақ дәйду: «Мән бу айәткә бәк амрақ, у җан достларниң мунасивитини көрситиду. Қаршилиққа дуч кәлгәндә мән бу айәтни техиму чоңқур чүшәндим. Өз күчимиз билән синақларға қарши туруш мүмкин әмәс болғачқа, достларниң ярдимигә техиму муһтаҗ болимиз. Йәһва Худа маңа җасарәтлик вә дайим ярдәм беришкә тәйяр достларни соға қилди».
Бу қийин вақитларда биз садиқ достларниң ярдимигә муһтаҗ. Алдимиздики чоң балаю апәт пәйтидә достлиримизниң яр-йөләк болушиға техиму зар болумиз. Келиңлар, һазирниң өзидә һәқиқий дост болушни үгинәйли (Пет. 1-х. 4:7, 8).