Вәһий
11 Маңа қомуч яғичи берилип, мундақ дейилди: «Орнуңдин туруп Худаниң һәрәмини, қурбангаһни өлчә вә у йәрдә ибадәт қиливатқанларни сана. 2 Муқәддәс җайниң сиртида турған һойлини өлчимәй қой, чүнки у башқа хәлиқләргә берилди. Улар муқәддәс шәһәрни 42 ай давамида дәпсәндә қилиду. 3 Мән икки гувачимни әвәтимән, улар канаптин кийим кийип, 1260 күн бәшарәтлик қилиду». 4 Улар икки зәйтүн дәриғи вә икки чирақданни билдүрүп, йәр-зиминниң Рәбби алдида туриду.
5 Әгәр уларға бирси зиян кәлтүрмәкчи болса, уларниң еғизлиридин от чиқип, дүшмәнлирини көйдүрүветиду. Уларға зиян қилмақчи болған һәрқандақ киши мошундақ өлтүрүлиду. 6 Бәшарәтлик қилидиған күнләрдә ямғур йеғип кәтмәслиги үчүн, уларниң асманни япидиған һакимийити бар. Шундақла уларниң халиған вақитта суларни қанға айландуруш һәм йәрни түрлүк апәтләр билән җараһәтләш һоқуқи бар.
7 Икки гувачи бәшарәт қилишни аяқлаштурғанда, һаңдин чиққан һайван уларға қарши җәңгә чиқиду вә уларни йеңип өлтүриду. 8 Уларниң җәсәтлири Һакимдари түврүктә өлтүрүлгән рәмзлик Садом вә Мисир дәп атилидиған бүйүк шәһәрниң чоң кочисида ятиду. 9 Һәрхил хәлиқләр, қәбилиләр, тиллар вә милләтләр уларниң җәсәтлиригә үч йерим күн қарайду һәм җәсәтлирини гөргә қойғузмайду. 10 Йәрдә яшаватқанлар уларниң өлүмигә хошал болушиду, көңүл ечип, бир-биригә соғиларни қилишиду, чүнки бу икки пәйғәмбәр уларни қийниған еди.
11 Лекин үч йерим күндин кейин уларға Худадин һаятий роһ кирип, улар аяқлириға турди. Шу чағда бу һадисәни көрүп турғанларни қаттиқ қорқунуч басти. 12 Асмандин қаттиқ бир аваз икки гувачиға: «Бу яққа чиқиңлар»,— дегинини аңлиди. Улар булутта асманға көтирилди вә дүшмәнлири уларға қарап турди. 13 Шу заман қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди вә шәһәрниң онинчи қисми вәйран болди. Йәр тәврәштә 7000 адәм һалак болди, қалғанлири болса қорқушуп, әрш Худайиға мәдһийә ейтишти.
14 Иккинчи дәрт өтүп кәтти. Лекин үчинчи дәрт чапсан йеқинлишиватиду.
15 Йәттинчи пәриштә карнәйни челиведи — асманда җараңлиқ авазлар мундақ деди: «Әнди дуния үстидин падишалиқ һакимийәт бизниң Рәббкә вә Униң Мәсиһигә мәнсүп. У* мәңгү падишалиқ қилиду!»
16 Шу чағда Худаниң алдида өз тәхтлиридә олтарған 24 ақсақал тизлинип, йәргә баш қоюп, Униңға тазим қилди. 17 Улар мундақ дейишти: «Йәһва, Һәммигә Қадир Худа, һазир вә әзәлдин Бар Болғучи, Саңа миннәтдармиз, чүнки Сән бүйүк һакимийәтни Өз қолуңға алдиң вә һөкүмранлиқ қилишни башлидиң! 18 Лекин хәлиқләр дәрғәзәпкә кәлди вә Сениң қәһриң тутушти, өлгәнләрни сораққа тартиш, қуллириң пәйғәмбәрләргә, муқәддәсләргә, исмиңдин қорқудиған әрзимәс вә улуқларға мукапат бериш һәм йәрни вәйран қилғучиларни гумран қилиш үчүн бәлгүләнгән вақтиң кәлди».
19 Асманда Худаниң һәрәминиң муқәддәс җайи ечилди вә муқәддәс җайидики Униң келишим сандуғи көрүнди. Шу чағда чақмақлар чеқилди, авазлар чиқти, һава гүлдүрлиди, йәр тәврәш йүз бәрди вә қаттиқ мөлдүр төкүлди.