Тимотийға 2-хәт
3 Лекин шуни билгинки, ахирқи күнләрдә адәттин ташқири қийин вақитлар болиду. 2 Инсанлар өзинила яхши көрүдиған, пулхумар, көрәң, тәкәббур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиға бойсунмайдиған, миннәтдарсиз, садиқсиз, 3 инсанларға өч, җаһил, төһмәтхор*, өзини туталмайдиған, вәһши, яхшилиққа өч, 4 сатқун, мәнмән, мәғрур, Худани әмәс, бәлки һөзүрлинишни яхши көридиған, 5 Худаға вападар көринидиған, амма вапалиқниң күчини рәт қилидиған болиду. Шундақлардин жирақ тур. 6 Уларниң арисидин чевәрлик билән өйләргә киривелип, һәрхил һәвәсләр билән йетәклинидиған вә гуналарға патқан аҗиз аялларни өз тутқунлири қиливалидиғанлар пәйда болиду. 7 Бу аяллар дайим тәлим алсиму, лекин һәқиқәтниң тоғра билимигә зади егә болалмайду.
8 Янний билән Ямбрий Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши турған болса, уларму шундақ һәқиқәткә қарши турмақта вә улар әқли тамамән бузулған һәм етиқат тәрипидин мақуллашқа яримайдиған адәмләрдур. 9 Шундиму улар муваппәқийәт қазиналмайду, чүнки әву иккисиниң әқилсизлиги рошән болғандәк, буларниңму әқилсизлиги һәммәйлән үчүн рошән болиду. 10 Лекин сән тәлимдә, һаят тәрзиңдә, мәхсәттә, етиқатта, сәвирликтә, меһир-муһәббәттә һәм тәқабиллиқта маңа тәқлит қилдиң. 11 Антакия, Кония вә Листрада маңа дучар болған тәқипләрдинму сән хәвәрдар һәм азап-оқубәтләрдимму мән тәқабиллик көрсәттим вә шуларниң һәммисидин Пәрвәрдигарим мени қутулдурди. 12 Әсли Худаға Мәсиһ Әйсада вападарлиқ көрситип яшиғанларниң барлиғи тәқипкә учрайду. 13 Явуз һәм ялғанчи адәмләр болса, аздурулуп вә башқиларни аздуруп, барғансири техиму рәзиллишип кетиду.
14 Лекин сән кимдин тәлим алғиниңни билип, үгәнгиниңдә һәм көз йәткүзгиниңдә әстаидил турғин. 15 Бовақ чеғиңдин Муқәддәс Язмилар билән тонуш болғиниң сени Мәсиһ Әйсадики етиқат арқилиқ қутқузуш үчүн дана қилалайду. 16 Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған вә тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш үчүн, һәққанийлиқта тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур. 17 Сәвәви, Худаниң адими һәммидин хәвәрдар болуп, һәрқандақ яхши ишқа толуғи билән тәйяр болуши үчүндур.