Луқа
3 Рим қәйсәри Тиберий һөкүмранлиғиниң он бәшинчи жилида, Понтий Пилат Йәһудийәниң һакими болғинида, Һирод Җәлилийә өлкисиниң һакими, униң қериндиши Филип Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаний болса, Абилиния өлкисиниң һакими болғинида, 2 Қаяпа вә чоң роһаний Һананниң күнлиридә Зәкәрияниң оғли Йәһияға Тәңриниң сөзи чөлдә болди.
3 У Йордан дәрияси вадисидики барлиқ җайларға берип, гуналарниң кәчүрүлиши үчүн товва қилиш бәлгүси ретидә чөмдүрүшни вәз қилди. 4 Йәшая пәйғәмбәрниң китавида йезилғинидәк: «Һәй, тиңшаңлар! Бирси чөлдә: “Йәһва үчүн йолни тәйярлаңлар, Униң йоллирини түзләңләр. 5 Барлиқ сайлар толтурулсун, барлиқ тағлар һәм дөңләр пәсәйтилсун, әгир-тоқай җайлар түзләнсун вә оңғул-доңғул йәрләр тәкши болсун. 6 Шу чағда барлиқ инсанлар Худаниң Ниҗаткарини көриду”, дәп вақираватиду».
7 Йәһия йенида топлишип, чөмдүрүлүш үчүн алдиға кәлгән кишиләргә: «Иланниң нәсли, ким силәрни йеқинлишиватқан ғәзәптин қечишқа үгәтти, һә? 8 Товва қилишқа лайиқ ишларни қилиңлар. Һәм өзәңларға: “Бизниң атимиз — Ибраһим”, дегүчи болмаңлар. Силәргә дәймәнки, Худа мону ташлардин Ибраһимға пәрзәнтләрни яритишқа қадир. 9 Палта дәрәқләр йилтизлириниң түвигә қоюлди. Шуңа яхши мевиләрни әкәлмәйдиған һәрқандақ дәрәқ чепилишқа һәм отқа ташлинишқа тегишлик»,— деди.
10 «Әнди биз немә қилайли?»— дәп хәлиқ униңдин сориди. 11 У җававән: «Кимниң икки қур көйниги болса, кийими тамамән йоқ билән бөлүшсун вә кимдә ғиза болса, шундақла қилсун»,— деди. 12 Селиқ жиққучиларму шундақла чөмдүрүлүшкә келип, униңдин: «Устаз, биз немә қилайли?»— дәп сориди. 13 У уларға: «Адәмләрдин бәлгүләнгән селиқтин артуқ нәрсә тәләп қилмаңлар»,— деди. 14 «Бизчу немә қилайли?»— дәп сорашти униңдин әскәрләр. У уларға: «Һечкимгә қисим көрсәтмәңлар, һечкимни ялғандин әйиплимәңлар вә хизмитиңлар үчүн алидиған маашқа рази болуңлар»,— деди.
15 Хәлиқ Мәсиһни күтүштә еди вә һәммиси көңлидә Йәһия тоғрилиқ: «Мәсиһ мошу әмәсту?»— дәп мулаһизә қилишатти. 16 Лекин Йәһия һәммисигә: «Мән силәрни суда чөмдүрүватимән, амма мениңдин күчлүк бирси келиватиду вә мән униң сәндилиниң боққучлирини йешишкиму лайиқ әмәс. У силәрни муқәддәс роһта һәм отта чөмдүриду. 17 Униң қолида хаманни тазилаш һәм буғдайни амбарға жиғиш үчүн соруш гүҗиги бар. Топан-саманни у өчмәс отта көйдүрүветиду»,— деди.
18 Йәһия шундақла башқиму нурғун нәсиһәтләрни бәрди вә инсанларға хуш хәвәрни җакалиди. 19 Бирақ барлиқ явуз ишлири вә акисиниң аяли Һиродия үчүн Йәһия әйиплигән өлкә һакими Һирод 20 шу ишлириға йәнә бир ишни қошти: у Йәһияни зинданға ташлиди.
21 Пүткүл хәлиқ чөмдүрүлгән вақитта Әйсаму чөмдүрүлди. У дуа қиливатқанда асман ечилди 22 вә муқәддәс роһ җисманий түрдә, кәптәр қияпитидә, униң үстигә қонди. Һәм асмандин: «Сән — Мениң сөйүмлүк Оғлум! Мән сени қоллаймән»,— дегән бир аваз аңланди.
23 Әйса өз ишини башлиғанда 30 яшқа кирип қалған еди. У хәлиқ ойлиғандәк,
Йүсүпниң оғли, Йүсүп Илийниң, 24 Илий Мәтатниң, Мәтат Ләвийниң, Ләвий Мәлкийниң, Мәлкий Яннайниң, Яаннай Йүсүпниң, 25 Йүсүп Мататияниң, Мататия Амосниң, Амос Наһумниң, Наһум Һеслиниң, Һесли Нағайниң, 26 Нағай Мәһатниң, Мәһат Мәттатияниң, Мәттатия Шимиийниң, Шимиий Йосехниң, Йосех Йуданиң, 27 Йуда Йоһананниң, Йоһанан Ресаниң, Реса Зәрубабилниң, Зәрубабил Шалтийәлниң, Шалтийәл Нерийниң, 28 Нерий Мәлкийниң, Мәлкий Адиниң, Ади Қосамниң, Қосам Елмадамниң, Елмадам Ерниң, 29 Ер Йәшуниң, Йәшу Елизарниң, Елизар Йоримниң, Йорим Мәттатниң, Мәттат Ләвийниң, 30 Ләвий Симеонниң, Симеон Йәһуданиң, Йәһуда Йүсүпниң, Йүсүп Йонамниң, Йонам Елиакимниң, 31 Елиаким Мелеаһниң, Мелеаһ Мәннаниң, Мәнна Мәттатайниң, Мәттатай Натанниң, Натан Давутниң, 32 Давут Йишайниң, Йишай Обидниң, Обид Боазниң, Боаз Салмунниң, Салмун Наһшунниң, 33 Наһшун Аминадабниң, Аминадаб Арамниң, Арам Есромниң, Есром Паресниң, Парес Йәһуданиң, 34 Йәһуда Яқупниң, Яқуп Исһақниң, Исһақ Ибраһимниң, Ибраһим Тәраһниң, Тәраһ Нахорниң, 35 Нахор Серухниң, Серух Рагавниң, Рагав Пәләкниң, Пәләк Еверниң, Евер Саланиң, 36 Сала Каинанниң, Каинан Арпахсадниң, Арпахсад Самниң, Сам Нуһниң, Нуһ Ламәһниң, 37 Ламәһ Мәтушалниң, Мәтушал Һануһниң, Һануһ Йарәдниң, Йарәд Малалиилниң, Малалиил Кенанниң, 38 Кенан Һанушниң, Һануш Шетниң, Шет Адәм атиниң, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.