Марк
14 Қутқузулуш мәйрими яки Песахқа вә петир нанлар мәйримигичә икки күн қалған еди. Чоң роһанийлар һәм Тәврат устазлири Әйсани қувлуқ билән өлтүрүш үчүн пурсәт издиди, 2 лекин: «Хәлиқ арисида наразилиқ болмаслиғи үчүн, бу ишни байрамда қилмайли»,— дейишти.
3 У Бәйтаниядә авал мохо болған Симун исимлиқ кишиниң өйидә янпашлинип тамақланғанда, гәнч қутисида қиммәтбаһалиқ хушпурақлиқ таза сумбул мейи бар бир аял кәлди. У қутиниң ағзини чеқип, Әйсаниң бешиға майни қуюшқа башлиди. 4 Бирақ бәзилириниң аччиғи келип, өзара: «Хушпурақлиқ майниң мундақ исрапчилиғиниң немә кериги бар? 5 Уни 300 динардинму артуғирақ сетишқа һәм гадайларға тарқитишқа болаттиғу!»— дәп сөзләшти. Улар аялға бәк нарази еди. 6 Лекин Әйса: «Униңға тегишмәңлар. Немишкә уни хиҗаләт қиливатисиләр? У мениң үчүн яхши иш қилди. 7 Чүнки гадайлар дайим силәр билән болиду вә халиған вақтиңларда уларға яхшилиқ қилалайсиләр, мән болсам, силәр билән дайим болмаймән. 8 У қолидин кәлгинини қилди: дәпин қилинишим алдида у мениң тенимни алдин-ала хушпурақлиқ май билән сүркәп қойғандәк болди. 9 Силәргә һәқни ейтимәнки: пүткүл дуния бойичә қәйәрдә хуш хәвәр вәз қилинмисун, бу аялниң хатирисигә униң қилған иши һәққидиму ейтилиду»,— деди.
10 Шу вақитта Йәһуда Ишқарийот, 12ниң бири, Әйсаға сатқуңлуқ қилиш үчүн, чоң роһанийларға барди. 11 Уни аңлап, улар хошал болушти һәм униңға күмүч тәңгиләрни беришкә вәдә қилди. Һәм у сатқунлуққа қолайлиқ пурсәтни издиди.
12 Петир нанлар мәйриминиң биринчи күни, адәт бойичә Песахқа беғишланған қурбанлиқни қиливатқанда, шагиртлар Әйсадин: «Саңа Песах мәйриминиң тамиғини тәйярлаш үчүн қәйәргә барайли?»— дәп сориди. 13 Шу чағда у икки шагиртини әвәтип, мундақ деди: «Шәһәргә бериңлар. У йәрдә сапал козида су әкетип барған адәмни учритисиләр. Шуниң кәйнидин меңиңлар 14 вә у киргән өйниң егисигә: “Устаз сораватиду: “Шагиртлирим билән Песах мәйриминиң тамиғини йәйдиған меһманлиқ бөлмә қайси җайда тәйярланди?”— дәңлар. 15 У силәргә һәммә һаҗәтлик нәрсиләр бар үстүнки йоған бөлмини көрситиду, шу йәрдә биз үчүн кәчки зияпәтни тәйярлаңлар». 16 Шагиртлири шәһәргә барди һәм, у дегинидәк, барлиқ нәрсә шундақ болди. Улар Песахни мәйрәмләш үчүн һәммини тәйярлиди.
17 Кәч киргәндә, у шу йәргә 12 әлчи-шагирти билән кәлди. 18 Улар тамақлинишқа җозиниң өп-чөрисидә янпашлиғанда, Әйса: «Силәргә һәқни ейтиватимән: мениң билән тамақлиниватқан силәрниң араңлардин бирси мени сетиветиду»,— деди. 19 Улар қайғуруп, биридин кейин бири униңдин: «У мән әмәсқу, һә?»— дәп сорашти. 20 У уларға: «Бу мениң билән биллә бир парчә нанни тәхсигә чилаватқан 12ниң бирсидур. 21 Шундақ екән, инсан Оғли униң тоғрисида йезилғандәк, кетиватиду, амма инсан Оғлиға сатқунлуқ қиливатқан кишиниң һалиға вай! У адәмниң туғулмиғини яхширақ болатти»,— деди.
22 Улар тамақ йәватқанда, Әйса нанни елип, шүкүр ейтип ушттидә вә уларға берип: «Елиңлар. Бу мениң тенимни билдүриду»,— деди. 23 Андин у қәдәһни елип, Худаға шүкүр ейтти вә уларға бәрди, һәммиси униңдин ичти. 24 У уларға: «Бу шарап көплири үчүн төкүлидиған мениң “келишим қенимни” билдүриду. 25 Силәргә һәқни ейтиватимән, Худа Падишилиғида йеңи шарапни ичиш күнигичә шарапни башқа ичмәймән»,— деди. 26 Ахирида улар мәдһийә нахшилирини ейтти вә Зәйтун теғиға қарап маңди.
27 Андин Әйса уларға: «Барлиғиңлар мәндин путликашаң болисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда: “Қойчини уҗуқтуримән һәм қойлири қечип кетиду”, дәп йезилған. 28 Амма мән тирилгәндә, силәрни Җәлилийәдә күтимән»,— деди. 29 Шунда Петрус униңға етираз билдүрүп: «Һәтта һәммиси путликашаң болсиму, мән путлашмаймән!»— деди. 30 Әйса җававән: «Саңа һәқни ейтай: бүгүнла, мошу түндә, ғораз икки рәт қичқарғичә, сән мәндин үч қетим танисән»,— деди. 31 Лекин Петрус техиму қизип: «Һәтта маңа сениң билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, мән һечқачан сәндин танмаймән!»— деди. Қалған шагиртларму шундақла дейишти.
32 Кейин улар Гетсиманә дәп атилидиған җайға кәлди вә у шагиртлириға: «Мән дуа қилғичә, мошу җайда олтирип туруңлар»,— деди. 33 Буни ейтип, у өзи билән Петрусни, Яқупни һәм Йоһанни елип, нери кәтти. Әйсани қаттиқ қорқунуч билән күчлүк әндишә басти. 34 Шу чағда у уларға: «Маңа интайин еғир, һәтта өлгидәк еғир... Мошу йәрдә қелип, һошияр болуңлар»,— деди. 35 Кичиккинә нери берип, у тизиға жиқилип, әгәр мүмкин болса, мошу вақит-саатниң бешиға кәлмәслиги һәққидә дуа қилди. 36 У мундақ ялвурди: «Абба*, Атам, Сән үчүн һәммә нәрсә мүмкин. Бу қәдәһни мәндин нери қилғайсән. Бирақ мән халиғинимчә әмәс, бәлки Сән халиғандәк болсун». 37 Андин у шагиртлириниң қешиға келип, уларниң ухлаватқинини көрди. Шунда у Петрусқа: «Симун, сән ухлаватамсән? Һәҗәпла сән бир саатму һошияр болалмапсәнғу? 38 Аздурулуп кәтмәс үчүн һошияр болуп, дайим дуа қилиңлар. Роһ һошияр, бирақ тән аҗиздур»,— деди. 39 Шуниңдин кейин у йәнә нери берип, һелиқи сөзлирини қайтилап, дуа қилди. 40 У яңливаштин қайтип келип, уларниң йәнә ухлаватқинини көрди, сәвәви уларниң көзлири илинип кәткән еди. Улар униңға немә дейишини билмиди. 41 Андин у үчинчи қетим қайтип кәлгәндә, уларға: «Мошундақ вақиттиму силәр ухлап, дәм еливатисиләр! Йетәр! Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит кәлди. 42 Туруңлар, кәттуқ! Мени сатқучи йеқинлашти»,— деди.
43 У техи сөзләватқанда, 12ниң бирси — Йәһуда һәм униң билән чоң роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар әвәткән, қиличлар һәм тоқмақлар билән қуралланған кишиләр топи кәлди. 44 Сатқун уларға: «Мән берип кимни сөйсәм, у шу киши. Уни тутуп, ишәшлик күзәт астида елип кетиңлар»,— дәп, бәлгү бериш һәққидә келишкәнди. 45 У удул Әйсаға келип: «Устаз!»— дәп, уни сөйди. 46 Шу мәзгилдә Әйсани тутуп, күзәт астиға алди. 47 Лекин йенида турған бирси қиличини чиқирип, башроһанийниң қулиниң қулиғини чепивәтти. 48 Шу чағда Әйса топқа: «Мени тутуш үчүн неманчивала қилич-тоқмақлар билән чиқтиңлар, мән қарақчи едимму? 49 Ибадәтханида мән күндин-күнгә силәр билән болуп, тәлим бәргәндә мени тутмидиңлар. Һалбуки, Муқәддәс Язмилар орунлиниши үчүн, буниң һәммиси йүз бериватиду»,— деди.
50 Шу вақитта барлиқ шагиртлири уни ташлап, қечип кәтти. 51 Униң кәйнидин ялиңач тениға есил зиғирдин кийим артқан пәқәт бир яш жигит әгәшти. Уни тутувелишқа урунди, 52 лекин у кийимини ташлап, ялиңач қечип кәтти.
53 Әйсани башроһанийниң алдиға апарди. У җайда барлиқ чоң роһанийлар, ақсақаллар һәм Тәврат устазлири жиғилип турупту. 54 Петрус болса бирмунчә арилиқ сақлап, башроһанийниң һойлисиғичә барди. У йәрдә хизмәткарлар билән биргә ярқин гүлхан алдида олтирип, иссинди. 55 Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн, чоң роһанийлар вә пүткүл Алий кеңәш униңға қарши гувалиқларни издисиму, тапалмиди. 56 Көплигән сахта гувачилар қарши сөзлисиму, уларниң гувалиқлири бир-биригә маслашматти. 57 Бәзилири униңға қарши мундақ дәп, сахта гуваларни бәрди: 58 «Биз униң: “Мән инсанлар қоли билән селинған мошу мәркизий ибадәтханини бузуп, үч күн ичидә инсанларниң қоли тәгмигән башқа мәркизий ибадәтханини салимән”, дегинини аңлидуқ». 59 Амма бу һәққидики гуваларму бир-биригә уйғун кәлмәтти.
60 Ахирида башроһаний орнидин туруп, Әйсадин: «Сән һечқандақ җавап қайтурмайсәнғу? Аңлаватамсән, улар саңа қарши қандақ гуваларни бериватиду?»— дәп сориди. 61 Бирақ Әйса җим туруп, һечқандақ җавап бәрмиди. Башроһаний йәнә униңдин: «Мубарәк Худаниң Оғли — Мәсиһмусән?»— дәп сориди. 62 Шунда Әйса җававән: «Һә, мән. Силәр Һәммигә Қадирниң оң тәрипидә олтарған вә асман булутлири билән келиватқан инсан Оғлини көрисиләр»,— деди. 63 Шу чағда башроһаний кийимини жиртип: «Бизгә башқа гувачиларниң немә кериги бар? 64 Силәр Худани һақарәтләйдиған күпүрлүк сөзләрни аңлидиңлар. Немә дәп ойлайсиләр?»— деди. Уларниң барлиғи Әйсани әйиплигәч, у өлүмгә лайиқ, дәп қарар чиқарди. 65 Шу чағда бәзилири униңға түкәрди, үзини йепип муштумлиғач, мундақ деди: «Пәйғәмбәр екәнлигиңни бизгә дәлиллә, ким сени урғанлиғини ейтип бәр!» Һөкүм иҗрачилириму уни качатлириға урғач, әкәтти.
66 Шу вақитта Петрус төвәндә, һойлида еди вә шу йәргә башроһанийниң аял хизмәткарлиридин бири кәлди. 67 Отниң йенида иссиниватқан Петрусни көрүп, у униңға синчилап қарап: «Сәнму әву насирәлик Әйса билән биллә болған»,— деди. 68 Бирақ у буни инкар қилип: «Мән уни тонумаймән, сениң немә дәватқиниңни чүшәнмәйватимән»,— дедидә, дәрвазиға чиқип кәтти. 69 Шу йәрдә хизмәткар аял уни көрүп қелип, йенида турғанларға: «Бу уларниң бирси»,— деди. 70 У йәнә буни рәт қилди. Бираз вақит өткәндин кейин йенида турған кишиләр Петрусқа: «Сән нәқ шуларниң бирси, чүнки сән Җәлилийәдинғу»,— дейишти. 71 Лекин у қәсәм ичип: «Силәр дәватқан кишини мән зади тонумаймән!»— деди. 72 Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим қичқарди. Петрус Әйсаниң униңға: «Ғораз икки қетим қичқарғичә, сән мениңдин үч қетим танисән»,— дегән сөзлирини әскә елип, чидимай жиғлавәтти.