Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Римлиқларға 10
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Римлиқларға 10:1—21

Римлиқларға

10 Қериндашлар, жүрәк истигим вә Худаға ялвурушум улар тоғрисида — уларниң қутқузулуши үчүндур. 2 Гувалиқ қилимәнки, уларда Худаға болған қизғинлиқ бар, бирақ тоғра билим билән мувапиқлиқта әмәс, 3 чүнки Худаниң һәққанийлиғини билмәй һәм өзлириниң һәққанийлиғини тәстиқлимәкчи болуп, улар Худаниң һәққанийлиғиға бойсунмиди. 4 Сәвәви, Тәврат қануниниң ахири — Мәсиһтур. Шуңа униңға етиқат билдүргән һәрқандақ адәм һәққаний дәп атилиду.

5 Муса язғанки, Қанунниң һәққанийлиғини орунлиған инсан шуниңға түпәйли һаят болиду. 6 Етиқаттин чиққан һәққанийлиқ болса, мундақ дәйду: «Көңлүңдә: “Ким асманға чиқар?” (Мәсиһни елип чүшүш үчүн) 7 Яки “Ким һаңға чүшәр?” (Мәсиһни өлүмдин қайтуруш үчүн) демигин». 8 Бирақ Язмиларда немә ейтиливатиду? «Бу сөз силәргә йеқин: у тилиңларда вә қәлбиңләрдә». У биз вәз қиливатқан нәқ шу етиқат сөзидур. 9 Һәм әгәр сән Әйсаниң Һакимдар екәнлигини тилиңдики сөз билән әл алдида җакалисаң вә жүригиңдә Худа уни өлүмдин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән. 10 Қәлб билән һәққанийлиққа етиқат билдүриду, еғиз билән әл алдида қутқузулушқа җакалайду.

11 Язмиларда дейилгән: «Униңға етиқатини асаслиған һечким үмүтсиз қалмайду». 12 Бу җәһәттин йәһудий билән грекниң пәрқи йоқ, чүнки барлиқ чақириватқанлар үчүн бай вә һәммисиниң үстидин бирла Рәбб бар. 13 Шу сәвәптин, «Йәһваниң исмини чақириватқан һәрқандақ киши қутқузулиду». 14 Лекин Униңға ишәнмәй туруп, Уни қандақ чақирғили болиду? Униң тоғрилиқ аңлимай, Униңға қандақ ишиниду? Һәм вәз қилғучисиз қандақ аңлайду? 15 Әгәр улар әвәтилмисә, қандақ вәз қилалайду? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яхшилиқ тоғрисида хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири нәқәдәр гөзәл!»

16 Амма хуш хәвәрни һәммә адәм қобул қилмиди. Йәшая ейтқандәк: «Йәһва, биздин аңлиғанға ким ишәнди?» 17 Демәк, етиқат аңлаштин келиду. Аңлаш болса, Мәсиһ һәққидики сөзни вәз қилиштин ибарәттур. 18 Лекин сораймәнки: улар аңлимиғанму? Чүнки Язмиларда: «Уларниң авази пүткүл дунияға таралди вә сөзлири йәр йүзиниң булуң-пушқақлириға йәтти». 19 Амма сораймәнки: Исраил билмидиму? Алди билән Муса: «Хәлқим болмиғанлар билән силәрдә қизғиниш қозғаймән, әқилсиз хәлиқ арқилиқ силәрдә қаттиқ ғәзәп қозғаймән»,— деди. 20 Йәшая җүръәтликкә толуп: «Издимигәнләр Мени тапти, Мениң тоғрилиқ соримиғанларға Мән рошән болдум»,— деди. 21 Исраил һәққидә болса: «Мән күн бойи итаәтсиз вә һакавур хәлиққә қолумни сунған едим»,— деди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш