Марк
12 Андин Әйса халайиққа тәмсилләрни кәлтүруп: «Бир адәм үзүмзарлиқ бәрпа қилип, униң әтрапини қоршапту, үзүм шаравини чиқириш үчүн көлчәк қезипту. Мунар ясап вә үзүмзарлиқни деханларға иҗаригә берип, өзи башқа бир дөләткә кетипту. 2 Мевә жиғидиған вақит кәлгәндә, у қулини үзүмзарлиқ һосулидин өзигә тәәллуқ қисмини елип келишкә деханларға әвәтипту. 3 Лекин улар уни тутувелип, уруп, қуруқ қол қайтуриду. 4 Ғоҗайин йәнә башқа қулини әвәтиду, бирақ улар униң бешини йерип, пәсләштуриду. 5 Шу чағда у йәнә бирсини әвәтиду, лекин улар уни өлтүрүветиду. Ғоҗайин көплигән башқа қуллириниму әвәтиду, амма уларниң бирмунчилирини уруп-соқиду, бәзилирини өлтүрүветиду. 6 У кишиниң сөйүмлүк бир оғли болған екән. Ахирида у уни уларға әвәтип: “Мениң оғлумға һөрмәт көрситиду”,— дәп ойлайду. 7 Лекин деханлар бир-биригә: “Бу болса мирасхор. Келиңлар, уни өлтүрүветәйли, шу чағда униң мираси бизгә қалиду”,— дейишиду. 8 Улар уни тутуп, өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташлаветиду. 9 Үзүмзарлиқ егиси әнди немә қилиду? У келип, мошу деханларни һалак қилип, үзүмзарлиқни башқиларға иҗаригә тапшуриду. 10 Силәр Муқәддәс Язмиларда: “Қурулушчилар рәт қилған булуң таш асасий һул теши болди. 11 Бу Йәһва тәрәптин қилинди һәм бизниң көзүмиздә һәҗәплинәрликтур”, дегән сөзләрни һечқачан оқумидиңларму?»— дәп сориди.
12 Бу мисалниң уларға қарита ейтқанлиғини чүшинип, дүшмәнләр қандақ қилип, уни тутушни ойлашти, бирақ хәлиқтин қорқатти. Шуңлашқа улар униңға тәгмәй, кәтти.
13 Бундин кейин улар Әйсани сөздә тутувелиш үчүн, пәрисийләр вә Һирод тәрәпдарлиридин бәзилирини әвәтти. 14 Улар келип: «Устаз, биз билимизки, сиз һәққаний адәм һәм башқиларниң ой-пикри сизгә тәсир қилмайду, чүнки қандақла киши болмисун, униң тутқан орни-дәриҗисидин қәтъий нәзәр, сиз Худа йолини һәқиқәткә уйғун үгитисиз. Ейтиңа, қәйсәргә* кишилик селиқни төләш Қанунимизға мувапиқму яки мувапиқ әмәсму? 15 Уни төләйлиму яки төлимәйлиму?»— дәп униңдин сорашти. Уларниң иккийүзлүклигини сәзгән Әйса: «Немә үчүн силәр мени синаватисиләр? Маңа динарни* елип келиңлар, көрүп бақай»,— деди. 16 Улар динарни елип кәлди, у улардин: «Мону сүрәт һәм йезиқ кимниңки?»— дәп сориди. Улар җававән: «Қәйсәрниң»,— дейишти. 17 Шу вақитта Әйса уларға: «Қәйсәрниңкини қәйсәргә, Худаниңкини Худаға бериңлар»,— деди. Улар униң сөзлиригә таң қелишти.
18 Униң алдиға тирилиш йоқ, дәйдиған садуқийлар келип: 19 «Устаз, Муса пәйғәмбәр бизгә язғандәк, әгәр кимду-бирсиниң қериндиши балисиз өлүп кәтсә һәм униң аяли тул қалса, у чағда униң акиси яки иниси униң аялиға өйлинип, униңдин қериндишиға әвлат қалдуруши лазим. 20 Йәттә қериндаш болған еди. Биринчиси өйлинип, пәрзәнт көрмәй өлүп кетипту. 21 Шунда униң тул аялиға иккинчиси өйлинипту, лекин уму әвлат қалдурмай өлүп кетипту. Үчинчиси биләнму шундақла бопту. 22 Шундақ қилип, йәттисиниң барлиғи өзлиридин кейин әвлат қалдурмапту. Ахирида әшу аялму өлүп кетипту. 23 Тирилиш дәвридә шу аял уларниң қайси-бирсиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси униңға өйләнгән еди»,— дәп сорашти. 24 Әйса уларға: «Йә Муқәддәс Язмиларни, йә Худаниң қудритини билмигиниңлардин адишиватисиләр. 25 Чүнки өлүмдин тирилгәнләр өйләнмәйду һәм турмушқа чиқмайду, амма улар асмандики пәриштиләргә охшаш болиду. 26 Өлүмдин тирилиш мәсилисигә кәлсәк, силәр Мусаниң китавидики көйүватқан тикәнлик тоғрилиқ оқумидиңларму? Шу йәрдә Тәңри Мусаға: “Мән Ибраһимниң Худайи, Исһақниң Худайи вә Яқупниң Худайи”,— дегән. 27 У өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Худайидур. Демәк, силәр қаттиқ адишиватисиләр»,— деди.
28 Шунда уларниң бәс-муназирисини көргән һәм Әйсаниң уларға яхши җавап қайтурғинини аңлиған бир Тәврат устази алдиға келип: «Вәсийәтләрниң қайси-бирси әң муһим?»— дәп униңдин сориди. 29 Әйса җававән: «Биринчиси: “Қулиғиңға қисқин, Исраил, бизниң Худайимиз Йәһва. Пәқәт бирдинбир Йәһва бардур. 30 Йәһва Худайиңни пүтүн жүригиң, пүтүн җениң, пүтүн әқлиң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин”. 31 Иккинчиси болса: “Өз йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин”. Булардин артуқ муһим вәсийәт йоқ»,— деди. 32 Тәврат устази униңға: «Устаз, сиз һәқиқәткә уйғун яхши ейттиңиз: “Худа бирдур һәм Униңдин башқа һечким йоқ”. 33 Һәм Уни пүткүл җүригиң, пүткүл әқлиң вә пүткүл қудритиң билән сөйүш һәм йениңдики кишини өзәңдәк сөйүш — бу һәммәйлән көйдүрмиләр вә қурбанлиқлардин толиму баһалиқтур»,— деди. 34 Шу чағда Әйса бу кишиниң чүшинип, җавап бәргинини көрүп, униңға: «Сиз Худа Падишалиғидин жирақ әмәс»,— деди. Шуниң билән һечким әнди униңға соал қоюшқа петиналмиди.
35 Мәркизий ибадәтханида тәлим беришни давамлаштуруп, Әйса: «Немишкә Тәврат устазлири Мәсиһни Давутниң оғли дәйду? 36 Чүнки Давут пәйғәмбәр өзи муқәддәс роһниң тәсиридә мундақ дегәнғу: “Йәһва Һакимдаримға: “Сениң дүшмәнлириңни айиғиң астиға ташлап бәргичә, Мениң оң йенимда олтарғин”,— деди”. 37 Давут өзи уни Һакимдарим дәватса, у қандақларчә униң оғли болуши мүмкин?»— дәп сориди.
Көплигән инсанлар уни раһәтлинип тиңшиди. 38 У уларға тәлим беришни давамлаштуруп: «Узун кийимләрдә жүрүшни халайдиған, базар мәйданлирида уларға салам беришларни һәм 39 йәһудий ибадәтханилар билән зияпәтләрдә әң алдиңқи иззәтлик орунларни яхши көрүдиған Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. 40 Улар тул аялларниң мүлкини тартивелип, уларниң һесавидин бай болуватқанлар вә башқилар көрсун дәп, узақтин-узақ дуа қилидиғанлар. Улар һәммидин сүрлүк һөкүм алиду»,— деди.
41 Ғәзнә қачилирини көрәләйдиған җайға олтирип, хәлиқ өз ианилирини селиватқинини байқиди. Нурғунлиған байлар көп пул салди. 42 Бир кәмбәғәл тул аял болса келип, икки ушшақ тийин ташлиди. 43 Шу вақитта у шагиртлирини қешиға чақиривелип, уларға: «Силәргә һәқни ейтиватимән: бу кәмбәғәл тул аял ғәзнә қачисиға һәммисидин көп ианә ташлиди. 44 Сәвәви, қалғанлар байлиғиниң ашқан-ташқанлиғидин бәрди, у болса, муһтаҗлиқта яшисиму, һаят кәчүрүшкә һаҗәтлик болған һәммә нәрсисини беривәтти»,— деди.