4-САВАҚ
Сиз қандақ қилип Худа тоғрилиқ билим алалайсиз
Муқәддәс китапни оқиғач, сиз Йәһвә Худа тоғрилиқ биләләйсиз. Қедимий заманда Өзиниң ой-пикирлирини язидиғанға Худа гайбир адәмләрни таллавалған. Бу язмилар Муқәддәс китап дәп атилиду. Бүгүн биз Муқәддәс китапни оқуп, Худа билән тонушимиз. Муқәддәс китап Йәһвә Худаниң сөзи яки хети болғачқа, уни шундақла Худа Сөзи дәпму атайду. Биз Муқәддәс китапта ейтилғанларға ишәнсәк болиду, чунки Йәһвә Худа һеч қачан ялған ейтмайду. «Худа ялған ейтиши мүмкин әмәс» (Ибранийларға 6:18). Худа Сөзидә һәқиқәт тоғрилиқ ейтилған (Йоһан 17:17).
Муқәддәс китап — бу Худаниң бизгә бәргән әң қиммәтлик соғилириниң бири. Уни көйүмчан ата балилириға язған хәткә охшатса болиду. Униңда йәрни һаят кәчүрүдиған әҗайип җайға — җәннәткә — айландуруш вәдиси тоғрилиқ ейтилмақта. Муқәддәс китапта Худа Өзиниң садиқ балилири үчүн бурун немә қилғинини, һазир немә қиливатқинини вә келәчәктә немә қилидиғанлиғини ейтиду. У шундақла бизгә қийинчилиқлиримизни йешишта вә бәхит тепишта ярдәм көрситиду (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17).
Йәһвә Гувачилири — Худаниң достлири; улар сизгә Муқәддәс китап немигә үгитидиғини чүшиништә ярдәм бериду. Уларға Муқәддәс китаптин билим алғиңиз келидиғанлиғини ейтиң. Үгитиш үчүн улар һәқ алмайду (Мәтта 10:8). Униңдин башқа сиз мәсиһчиләрниң учришишлириға баралайсиз. Улар ибадәт қилидиған җайларда өткүзүлиду, уларни Падиша Сарайи дәп атайду. Әгәр сиз мәсиһчиләрниң учришишлириға берип турсиңиз, Худа тоғрилиқ билимгә чапсан егә болалайсиз.
Сиз Худа тоғрилиқ Униң яратмилиридин биләләйсиз. Мәсилән, Муқәддәс китапта ейтилған: «Худа асман билән йәрни яратти» (Яритилиш 1:1). Йәһвә Худа асманни яратқанда, У күнни яратти. Бу Худа тоғрилиқ немини ейтиду? Бу бизгә, Йәһвә Худаниң қудрити зор екәнлигини көрситиду. Мошундақ қудрәтлик қуяш яратмисини пәқәтла У бәрпа қилалайду. Шундақла бу Йәһвә Худаниң даналиғини көрситиду, чүнки иссиқлиқ вә йоруқлуқ чачидиған, бирақ көйүп пүтмәйдиған қуяшни яритиш үчүн даналиқ һаҗәт.
Йәһвә Худаниң яратмилири Униң бизни яхши көридиғанлиғини көрситиду. Йәрдики һәр түрлүк мевиләр тоғрилиқ ойлап көрүң. Йәһвә Худа бизгә пәқәт бирла мевә бериши яки һәч нәрсә бәрмиши мүмкин еди. Бирақ Йәһвә Худа шәкли, өлчими, рәңги вә дәми билән пәриқлинидиған түр-түрлүк көп мевиләрни бәрди. Буниң һәммиси Йәһвә Худаниң сөйүмлүк, мәрт, ғәмхорлуқ вә мәһриван екәнлигини көрситиду (Зәбур 103:24).