Хизмәт маһаритимизни мукәммәлләштүримиз. Адәмләргә шәхсий қизиқишни көрситиш
Немишкә бу муһим? Әйса һәрбир адәмниң еһтияҗлириға диққәтлик болған вә адәмләргә шәхсий қизиқишни көрсәткән. Мәсилән, Әйса бир паң кишини сақайтмақчи болғанда, униң хиҗаләт болуватқинини байқайду. Әйса уни сақайтиш үчүн, көпчиликтин нери елип чиқти (Мар. 7:31—35). Шагиртлириниң мүмкинчиликлириниң чәкләнгәнлигини нәзәргә елип, уларға көп мәлумат бәрмигән (Йоһ. 16:12). Һәтта Әйса асманда болсиму, адәмләргә шәхсий қизиқишни көрситиватиду (Тим. 2-х. 4:17). Биз Әйсаниң әгәшкүчилири болғанлиқтин, униңға тәқлит қилишимиз керәк (Пет. 1-х. 2:21; Йоһ. 1-х 3:16, 18). Әгәр адәмләр тоғрилиқ ойлап, уларниң шараитлирини нәзәрдә тутуп, немидин ғәм йәйду, немигә қизиқиду, шуларға көңүл бөлсәк, биз нурғун утуқларға йетимиз. Адәм бизниң мәхситимиз пәқәт мәлумат йәткүзүш әмәс екәнлигини чүшиниши керәк. У биз тәрипимиздин өзигә дегән сәмимий қизиқишни һис қилсила, тиңшашқа тәйяр болиду.
Мошу айда мундақ қилип көрүң:
Аиләвий ибадәт вақтида яки хизмәттә болғанда тәвсийәни өй егисиниң ейтиши мүмкин болған җававиға маслаштуруп, мәшиқлиниң.
Вәзилик хизмәт учришишни өткүзидиған бурадәр адәмләргә шәхсий көңүл бөлүшниң усуллири тоғрилиқ бәзидә муһакимә қилса яки көрситишләрни уюштурса болиду.