ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 1—6
«Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин»
Йәһва униңға толуқ тайинишимизға лайиқ. Исминиң мәнаси У өз вәдилириниң һәммисини әмәлгә ашурушқа қудрәтлик екәнлигигә ишәнчимизни ашуриду. Дуа Йәһваға болған ишәнчимизни мустәһкәмләшкә зор ярдәм берәләйду. Пәнд-нәсиһәтләр 3-баптин билгинимиздәк, Йәһваға таянсақ, у бизниң йолумизни түзәп, үмүтимизни сөзсиз ақлайду.
Өзини дана һесаплайдиғанлар....
- қарар қилиштин авал Йәһвадин рәһбәрлик соримайду 
- өзиниң яки мошу дунияниң әқлигә тайиниду 
Йәһваға тайинидиғанлар...
- Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, мулаһизә вә дуа қилиш арқилиқ униң билән мунасивәтни риваҗландуриду 
- қарар қилиштин авал, Йәһвадин рәһбәрлик елиш үчүн Муқәддәс китаптики принципларни қараштуриду 
| АВАЛ маңа тоғра болуп көрүнгән қарарни қобул қилимән | АВАЛ дуа вә шәхсий тәтқиқ өткүзүш арқилиқ Йәһваниң рәһбәрлигини издәймән | 
| АНДИН Йәһвани шу қараримға бәрикәт беришини сораймән | АНДИН Муқәддәс китапниң принциплириға мас келидиған қарарни қобул қилимән |