Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w17 март 9—14 б.
  • Етиқатни риваҗландуруп, дана қарар чиқириң!

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Етиқатни риваҗландуруп, дана қарар чиқириң!
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2017
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ҚАРАР ҚИЛИШ — ҺАЯТНИҢ МУҺИМ БИР ҚИСМИ
  • БАШҚИЛАРНИҢ БИЗ ҮЧҮН ҚАРАР ЧИҚАРҒАНЛИҒИ ТОҒРИМУ?
  • ҺИС-ТУЙҒУҒА БЕРИЛИП ҚАРАР ЧИҚАРМАҢ
  • ҚАРАРИҢИЗНИ ӨЗГӘРТИШ КЕРӘК БОЛҒАНДА
  • ҚАРАРИҢИЗҒА МАС ҺӘРИКӘТ ҚИЛИҢ
  • Тоғра қарар чиқиришқа немә ярдәм бериду?
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
  • Башлиған ишиңизни көзлигән ахирқи нишаниға йәткүзүң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2019
  • Қарариңлар Йәһва Худани хошал қилсун
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2017
w17 март 9—14 б.
Йәһвадин от чүшүп Елияниң қурбанлиғини йәвәтти

Етиқатни риваҗландуруп, дана қарар чиқириң!

«Әгәр араңларда бирсигә даналиқ йетишмисә...ишәнч билән, һечбир гуманланмай сорисун» (ЯҚУП 1:5, 6).

НАХШИЛАР: 54, 42

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРӘТТИҢИЗ?

  • Немә үчүн қарарларни чиқириш — һаятимизниң муһим бир қисми?

  • Немишкә башқилар биз үчүн қарар қилмаслиғи керәк?

  • Немишкә бәзидә қилған қараримизни өзгәртишкә тоғра келиши мүмкин?

1. Қабилниң натоғра қарар чиқиришиниң сәвәви немә еди вә буниң нәтиҗиси қандақ болди?

ҚАБИЛҒА муһим қарар қилиш керәк еди. У гунакар истәклирини тизгинлигән һалда, буниң нәтиҗиси яхши болатти. Амма истәклиригә берилсә, бу яман ақивәткә әкеләтти. Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, у натоғра қарар қилди. Қабилниң қарари иниси Һабилниң өлүмигә вә Яратқучи билән мунасивитиниң бузулушиға әкәлди (Яритилиш 4:3—16).

2. Немишкә тоғра қарар қилишимиз муһим?

2 Бизгиму һаятимизда таллаш вә қарар чиқиришқа тоғра келиду. Уларниң бири интайин муһим болса, башқилири анчә муһим әмәс. Шундақтиму, көп вәзийәттә қарарлиримиз һаятимизға қаттиқ тәсир қилиду. Тоғра қарар қилсақ, нурғун қийинчилиқларниң алдини елип, көңлүмиз теч болиду. Әгәр натоғра қарар қилсақ, һаятимизда қийинчилиқлар көпийип, көңлүмиз қелиши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 14:8).

3. а) Дана қарар қилиш үчүн немигә ишинишимиз керәк? ә) Биз қандақ соалларни қараштуримиз?

3 Дана қарарларни чиқириш үчүн немә қилсақ болиду? Биз Худаға ишәнч билдүрүп, униң бизгә ярдәм қилғуси келидиғанлиғиға вә тоғра қарар чиқиришимиз үчүн даналиқ беридиғанлиғиға һеч гуман қилмаслиғимиз һаҗәт. Шундақла Униң Сөзигә вә униңдики мәслиһәтләргә ишәнч билдүрүшимиз керәк (Яқуп 1:5—8ни оқуң). Йәһваға йеқинлишип, Сөзини яхши көргәнсири, униң биз үчүн неминиң әң яхши екәнлигини билидиғанлиғиға көзүмиз йетиду. Қарар қилиштин авал, Худа Сөзигә тайинишқа адәтлинимиз. Бирақ тоғра қарар чиқириш қабилийитимизни қандақларчә яхшилиталаймиз? Қарар қилғандин кейин уни һечқачан өзгәртишкә болмайду дегәнни билдүрәмду?

ҚАРАР ҚИЛИШ — ҺАЯТНИҢ МУҺИМ БИР ҚИСМИ

4. Адәм ата қандақ қарар қилиши керәк еди вә униң нәтиҗиси қандақ болди?

4 Инсанлар яритилғандин тартип, уларға муһим қарарларни чиқиришқа тоғра кәлгән. Мәсилән, тунҗа инсан, Адәм ата, йә Яратқучиси Йәһваға, йә аяли Һава аниға қулақ селишни қарар қилиши керәк еди. Әпсуски, у натоғра қарар чиқиришқа дәвәт қилған Һава анини тиңшиди. Нәтиҗидә, у Ерәм беғидин қоғлинип, ахирида өлүмгә дучар болған. Бүгүн бизму Адәм атиниң дәһшәтлик қарариниң азавини тартиватимиз.

Йәһва дана қарар чиқиришни үгинишимиз үчүн бизгә өзиниң Сөзини бәргән

5. Қарар қилиш мәсъулийитигә қандақ қаришимиз керәк?

5 Бәзибирлириниң ойичә, қарар чиқармисақ, һаят кәчүрүш асанирақ болатти. Сизму шундақ ойламсиз? Лекин шуни әстин чиқармаслиғимиз керәкки, Йәһва адәмләрни ойлашни вә қарар қилишни билмәйдиған роботлар охшаш яратмиған. У дана қарар чиқиришни үгинишимиз үчүн бизгә Сөзини бәрди. Йәһва қарар чиқиришимизни халайду вә бу мәсъулийәтниң яхшилиғини өзүмиз көримиз. Төвәндики мисалларни муһакимә қилайли.

6, 7. Исраиллиқларға қандақ қарар чиқириш керәк еди вә немишкә бу улар үчүн қийин болди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

6 Исраиллиқлар Вәдә қилинған йәрдә яшиғанда, йә Йәһваға ибадәт қилишни, йә башқа илаһларға хизмәт қилишни таллиши керәк еди (Йәшуа 24:15ни оқуң). Бир қариғанда, бу оңай болған. Лекин бу таллаш һаят-мамат мәсилиси еди. Һакимлар дәвридә исраиллиқлар қайта-қайта натоғра қарарларни чиқарған. Улар Йәһвадин үз өрүп, сахта илаһларға сәҗдә қилған еди (Һакимлар 2:3, 11—23). Кейинирәк, Елия пәйғәмбәрниң күнидиму Худа хәлқи йә Йәһваға, йә Баал дегән ялған худаға хизмәт қилишни таллиши керәк еди (Падишалар 1-язма 18:21). Бәлким, сиз «бу асанғу, сәвәви Йәһваға хизмәт қилиш әң яхши һаят йоли» дәп ойлайдиғансиз. Әсли, дана адәм җансиз худаға сәҗдә қилматти. Бирақ исраиллиқлар бу қарарни қилалмай жүргән. Муқәддәс китапта уларниң «икки тәрәпкә тәлмүрүп турғанлиғи», йәни иккиләнгәнлиги, йезилған. Елия пәйғәмбәр даналиқ билән хәлиқни һәқиқий Худа Йәһваға ибадәт қилишқа дәвәт қилди.

7 Исраиллиқларға дана қарар чиқириш немишкә қийин болди? Биринчидин, улар Йәһваға болған ишәнчини йоқитип, униңға қулақ салмиди. Шундақла улар Йәһваға ишәнч билдүрмиди вә униң даналиғи һәққидә билим елишқиму вақит чиқармиди. Әгәр чиқарған болса, дана қарар қилған болатти (Зәбур 25:12). Иккинчидин, исраиллиқларға башқа хәлиқләр тәсир қилған. Шу ят хәлиқләр уларниң пикир қилиш тәрзигә тәсир қилип, һәтта улар үчүн қарар чиқарди. Нәтиҗидә, исраиллиқлар ят хәлиқләрниң кәйнидин әгишип, сахта худалириға ибадәт қилишқа башлиди. Мошундақ болидиғанлиғини Йәһва Худа көп жил бурун агаһландуруп кәткән (Чиқиш 23:2).

БАШҚИЛАРНИҢ БИЗ ҮЧҮН ҚАРАР ЧИҚАРҒАНЛИҒИ ТОҒРИМУ?

8. Исраиллиқлардин қандақ муһим савақ алимиз?

8 Биз исраиллиқларниң мисалидин муһим савақ алимиз: әгәр дана қарар қилғумиз кәлсә, Худа Сөзигә тайинишимиз лазим. Галатилиқларға 6:5тә йезилғандәк, «һәрким өз жүкини көтириду», йәни қилған қарарлири үчүн өзи җавапкар. Демәк, қарар чиқириш җавапкарлиғини башқиларға дөңгәп қоюш натоғра. Әксичә, һәммимиз Худаниң көзқаришини билип, у тоғра дәп һесаплайдиған нәрсиләрни қилишимиз керәк.

Башқиларниң биз үчүн қарар чиқиришиға йол бәрсәк, уларға әгәшкән болимиз

9. Башқиларниң биз үчүн қарар чиқиришиға йол бериш немишкә хәтәрлик?

9 Қандақларчә бизниң орнумизға башқиларниң қарар чиқиришиға йол берип қоюшимиз мүмкин? Әгәр әқилсиз қарар қилиш бесимиға көнсәк (Пәнд-нәсиһәтләр 1:10, 15). Бундақ қилиш наһайити хәтәрлик. Муқәддәс китап бойичә тәрбийиләнгән вижданимизға қулақ селиш — бизниң җавапкарлиғимиз. Әгәр башқиларниң биз үчүн қарар чиқиришиға йол бәрсәк, уларға әгишимиз. Буму қарар, лекин униңдин зиян тартимиз.

10. Паул галатилиқларни немә һәққидә агаһландурған?

10 Әлчи Паул галатилиқларни башқиларниң өзи үчүн қарар чиқиришиға йол бәрмәсликкә агаһландурған (Галатилиқларға 4:17ни оқуң). Галатиядики җамаәттә бәзи қериндашлар башқилар үчүн қарар қилишқа тиришқан. Уларниң нийити қандақ болған? Мошу шәхсийәтчи кишиләр қериндашларниң әлчиләргә әмәс, уларға әгишишини халиған. Улар кәмтәр болмиған һәм қериндашларниң шәхсий қарар чиқириш һоқуқини һөрмәтлимигән.

11. Башқиларға шәхсий қарар чиқириш керәк болғанда, уларға қандақ ярдәм беришимиз мүмкин?

11 Әлчи Паул һәммимизгә яхши үлгә көрсәтти. У қериндашларниң шәхсий қарар қилишқа һоқуқи бар екәнлигини чүшәнгән вә һөрмәтлигән (Коринтлиқларға 2-хәт 1:24ни оқуң). Бүгүнки күндиму җамаәт ақсақаллири қериндашларға шәхсий қарар чиқириш керәк вәзийәтләргә тегишлик мәслиһәт бәргәндә, әлчи Паулға тәқлит қилиду. Улар Худа Сөзигә тайинип, мәслиһәт беришкә тәйяр. Амма ақсақаллар қериндашларниң орниға қарар чиқириштин пәхәс болиду, чүнки қарариниң нәтиҗисини һәрким өзи көриду. Буниңдин қилидиған хуласә: биз башқиларға вәзийәтлиригә тегишлик Муқәддәс китап принциплирини чүшинишкә ярдәм бәрсәкму, һәр қериндашниң шәхсий қарар қилиш мәсъулийити билән һоқуқи бар. Улар өзлири дана қарар қилғанда, буниң пайдисини көриду. Ениқки, биздә қериндашларниң немә қилиши керәклигини қарар қилиш һоқуқимиз бар дәп ойлаштин нери болушимиз керәк.

Қериндаш «Өз ирадисини билдүрүш һәм ишәнчхәт» һөҗҗити билән ақсақалға келип туриду; ақсақал униң билән мәлуматни қараштуриватиду; андин кейин қериндаш һөҗҗәтни толдуриватиду

Меһрибан ақсақалларниң ярдими билән қериндашлар өзлири қарар қилишқа үгиниду (11-абзацқа қараң)

ҺИС-ТУЙҒУҒА БЕРИЛИП ҚАРАР ЧИҚАРМАҢ

12, 13. Немишкә ғәзәпләнгәндә яки чүшкүнлүккә чүшкәндә қарар чиқиришимиз хәвплик?

12 Бүгүнки күндә көпчилик «жүрәк әмри билән» қарар қилиң дәйду. Лекин бу хәтәрлик болуши мүмкин. Муқәддәс китапта қарар чиқарғанда, мукәммәлсиз жүригимизгә, йәни һис-туйғулиримизға, тайиниш хәтәрлик дегән әскәртмә бар (Пәнд-нәсиһәтләр 28:26). Сәвәви «қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур» (Йәрәмия 17:9). Муқәддәс китапта мукәммәлсиз жүрәккә әгишип, буниң азавини тартқан нурғун адәмләрниң мисаллири йезилған (Падишалар 1-язма 11:9; Йәрәмия 3:17; 13:10). Ундақта, жүрәк әмри билән қарар қилсақ, немә йүз бериши мүмкин?

13 Бизгә Йәһвани пүтүн жүригимиз билән һәм башқиларниму өзүмизни яхши көргәндәк яхши көрүш буйруғи берилгән (Мәтта 22:37—39). Лекин пәхәс болушимиз керәк. Жуқуридики абзацта кәлтүрүлгән айәтләрдин көргинимиздәк, һис-туйғуларниң пикир қилиш тәрзимиз билән иш-һәрикитимизгә тәсир қилишиға йол бериш интайин хәвплик. Мәсилән, ғәзәплиниватқан адәмгә тоғра қарар чиқириш қийин (Пәнд-нәсиһәтләр 14:17; 29:22). Шундақла адәм чүшкүнлүккә чүшкәндә, дана таллаш қилалмайду (Санлар 32:6—12; Пәнд-нәсиһәтләр 24:10). Биз көзқаришимизға Худа қануниниң тәсир қилишиға йол беришимиз керәк (Римлиқларға 7:25). Шу чағда, муһим қарар чиқарғанда, һис-туйғулиримизниң һәрикитимизни башқурушиға йол қоймаймиз.

ҚАРАРИҢИЗНИ ӨЗГӘРТИШ КЕРӘК БОЛҒАНДА

14. Қарарларни өзгәртишниң һеч ямини йоқлиғини қәйәрдин билимиз?

14 Биз дана қарар қилишқа тиришишимиз керәк. Бирақ дана адәм қилған қарарини қайта қараштуруп, уни өзгәртәләйдиғанлиғини чүшиниду. Йәһва Худа бизгә мукәммәл үлгә көрсәтти. Юнусниң заманида У Нинәвәһ турғунлири билән немә қилғанлиғини қараштурайли: «Худа уларниң ишлирини, йәни яман йоллардин янғанлиғини көрүп, Худа өзиниң уларға қаратқан бала-қазани чүшириш райидин қайтип, шундақ қилмиди» (Юнус 3:10). Йәһва уларниң товва қилип, яман ишлирини өзгәрткәнлигини көргәндә, қарарини өзгәртти. Буниңдин Униң һәққаний, кәмтәр вә рәһимлик екәнлиги көрүниду. У һәтта ғәзәпләнгән чағдиму, көп адәмләргә охшаш ойланмастин қарар чиқармайду.

15. Немишкә бәзидә қарарлиримизни өзгәртиш керәк болиду?

15 Бәзи вақитларда, мәсилән, вәзийәт өзгәргәндә, қараримизни қайтидин қарап чиққинимиз тоғра болуши мүмкин. Йәһваму вәзийәт өзгәргән чағда, қарарини өзгәрткән (Падишалар 1-язма 21:20, 21, 27—29; Падишалар 2-язма 20:1—5). Қараримизни өзгәртишниң йәнә бир сәвәви — йеңи мәлуматни алғинимиз. Давут падишаниң мисалини көрүп бақайли. Униңға Шаулниң нәвриси Мефибошәт һәққидә ялған мәлумат берилгән вә у шуниңға асаслинип қарар қилған еди. Кейинирәк болса, тоғра мәлумат алғанда, Давут бурунқи қарарини өзгәртти (Самуилниң 2-язмиси 19:24—29). Бәзидә бизниңму шундақ қилғинимиз дана болиду.

16. а) Қарар қилғанда қандақ пайдилиқ мәслиһәтләргә таянсақ болиду? ә) Немишкә бурун қилған қарарлиримизни қайтидин қараштуруш керәк болуши мүмкин вә буни қандақ қилалаймиз?

16 Муқәддәс китапқа бенаән, муһим бир қарар чиқарғанда, алдиримаслиғимиз лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5). Қараримизниң дана болушини халисақ, барчә тәпсилатларни таразиға селиш үчүн вақит чиқиришимиз керәк (Салоникилиқларға 1-хәт 5:21). Қарар қилиштин авал аилә бешиниң Язмилар билән әдәбиятларни тәтқиқ қилғини яхши. Шундақла аилә әзалириниң ой-пикриниму инавәткә елиш керәк. Йәһва Худа Ибраһим пәйғәмбәргә аялиңниң сөзини тиңша дегәнлигини унтумаң (Яритилиш 21:9—12). Ақсақалларниңму тәтқиқ қилишқа вақит аҗритиши зөрүр. Улар қилған қарариға тегишлик йеңи бир мәлуматқа егә болғанда, һөрмәтни йоқитиштин қорқмай, шу қарарини қайтидин қараштуриду. Әқил-парасәтлик вә кичик пеил ақсақаллар, орунлуқ болса, ой-пикри билән қарарлирини өзгәртишкә тәйяр болуши керәк. Һәммимиз улардин үлгә алғинимиз яхши. Шу чағда җамаәттә тинчлиқ билән инақлиқ һөкүм сүриду (Әлчиләр 6:1—4).

ҚАРАРИҢИЗҒА МАС ҺӘРИКӘТ ҚИЛИҢ

17. Қандақ қилип қарар чиқиришта муваппәқийәтлик болушимиз мүмкин?

17 Бәзи қарарлар башқиларға қариғанда нәқәдәр җиддий болиду. Мәсилән, аилә қуруш-қурмаслиқ яки тоғра яр таллаш — наһайити муһим қарар. Толуқ вақитлиқ хизмәтни башлашму бәк җиддий бир қарар. Мошундақ интайин муһим қарарларни чиқириштин бурун, вәзийәтни ой әглигидин өткүзүп, Йәһвадин дуада ярдәм соришимиз лазим. Әлвәттә, бу бираз вақитни тәләп қилиду, амма дана қарар қилмақчи болсақ, биз Йәһваға тайинишимиз, нәсиһитигә қулақ селишимиз вә рәһбәрлигигә риайә қилишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 1:5). Йәһва бизгә әң пайдилиқ мәслиһәтләр ғәзниси, Муқәддәс китапни, бәрди. Шуңа биз уни тәтқиқ қилишимиз вә дуада Худадин рәһбәрлик соришимиз муһим. Шу чағда У өзиниң ирадисигә уйғун қарарлар чиқиришимиз үчүн һаҗәт хисләтләрни риваҗландурушимизға ярдәм бериду. Ундақта, муһим қарар қилишниң алдида өзүмиздин: «Бу қарарим Йәһвани яхши көридиғанлиғимни көрситәмду? Аиләмгә хошаллиқ билән тинчлиқ әкеләмду? Шундақла чидамлиқ вә меһрибан екәнлигимни көрситәмду?»— дәп соришимиз керәк.

18. Немишкә Йәһва өзүмиз қарар чиқиришимизни күтиду?

18 Йәһва бизни уни яхши көрүшкә вә униңға хизмәт қилишқа мәҗбурлимайду. Әксичә, У бизгә таллаш әркинлигини бәрди. Йәһва Худа униңға хизмәт қилиш-қилмаслиқни қарар қилиш һоқуқумизни вә җавапкарлиғимизни һөрмәтләйду (Йәшуа 24:15; Вәз 5:4). Лекин У бизниң Муқәддәс китапқа асаслинип чиқарған қараримизға мас һәрикәт қилишимизни күтиду. Йәһваниң көрсәтмилиригә ишәнч көрситип, униң принциплирини қоллансақ, дана қарар қилалаймиз. Шундақ қилип, һәммә ишимизда тәврәнмәс екәнлигимизни көрситимиз (Яқуп 1:5—8; 4:8).

БӘЗИ ИБАРИЛӘРНИҢ ИЗАҺИ

  • Жүрәк әмри билән жүрсәк, һис-туйғумиз билән көңлүмиз яқтурған нәрсигә асаслинип қарар қилимиз. Бу интайин хәтәрлик болуши мүмкин. Йәһваға вә униң Сөзидики даналиққа таянсақ, тоғра қарар қилимиз

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш