МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Соалларни маһирлиқ билән пайдилиниң
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? «Кишиниң көңлигә пүккән ой-пикирлири чоңқур қудуқтики суға охшиса», соаллар болса, уни тартип алидиған челәккә охшайду (П.н 20:5). Соаллар адәмни биз билән сөзлишишкә дәвәт қилиду Әйса соалларни маһирлиқ билән қолланған. Биз униңға қандақ тәқлит қилалаймиз?
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
- Адәмниң ой-пикригә тегишлик соаллар. Шагиртлириниң көзқаришини билиш үчүн Әйса бирнәччә соал қойған (Мт 16:13—16; be-U 238-б., 3—5 абз.). Адәмниң көзқаришини билиш үчүн қандақ соалларни қойсиңиз болиду? 
- Тоғра нәтиҗигә әкелидиған соаллар. Петрусниң көзқаришини өзгәртиш үчүн Әйса униңға тоғра нәтиҗигә елип келидиған соалларни қойди (Мт 17:24—26). Адәм тоғра нәтиҗигә келиши үчүн сиз қандақ соалларни қоюшиңиз мүмкин? 
- Тиңшиғучини махтаң. Тәврат устази «чүшинип җавап бәргини» үчүн Әйса уни махтиди (Мк 12:34). Соалға җавап бәргән адәмни қандақ махтисақ болиду? 
«ӘЙСА МӘСИҺНИҢ АТҚУРҒАН ИШИНИ ОРУНЛАЙЛИ. ТӘЛИМ БЕРИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИҢ БИРИНЧИ ҚИСМИНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
- Мәлумат тоғра чүшәндүрүлгән болсиму, немишкә бу тәлим бериш усули натоғра? 
- Немишкә мәлуматни чүшәндүрүшниң өзи йетәрлик әмәс? 
ВИДЕОНИҢ ИККИНЧИ ҚИСМИНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
- Бурадәр соалларни қандақ маһирлиқ билән қолланди? 
- Мошу видеодики йәнә қайси тәлим бериш усуллирини хизмәттә қоллинишни халаттиңиз? 
Бизниң тәлим беришимиз башқиларға қандақ тәсир қилиду? (Лқ 24:32)