9—15 ИЮНЬ
ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 17
157-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
Исраиллиқ әр-аял тинч-хатирҗәмликтә аддий тамақ йәп, хошал-хорам олтириду.
1. Некадики течлиқтин һузурлиниң
(10 мин.)
Некаңиз тинч-инақ болуши үчүн, көп күч чиқарсиңиз, буниң пайдисини көрисиз (Пәнд н. 17:1; рәсимгә қараң)
Түгмидәк нәрсини төгидәк қилмаң (П.н 17:9; g 9/14 11-б., 2-абз.)
Һиссиятиңизға егә болуң (П.н 17:14; w08 5/1 10-б., 6-абз.—11-б., 1-абз.)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
П.н 17:3: Мошу айәткә асасланғанда, немә үчүн қәлбимизни қоғдишимиз лазим? (w23.06 20, 21-б., 3-абз.)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) П.н 17:1—17 (th 10-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 3-дәрис, 5-абзац).
5. Сөһбәт башлаш
(4 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 6-дәрис, 4-абзац).
6. Нутуқ
(5 мин.) ijwbv-U 60-мақалә. Мавзуси: Пәнд-нәсиһәтләр 17:17дики сөзләрниң мәнаси немидә? (th 13-дәрис)
39-нахша
7. Очуқ-йоруқ сөзлишишкә имканийәт яритиң
(15 мин.) Муһакимә.
Очуқ-йоруқ сөзлишиш — бәхитлик аилиниң сири. Аилә әзалири бир-бири билән очуқ сөзләшсә, мәхсәтлиригә биллә йетип, қийинчилиқ вақтида бир-бирини қоллап-қувәтләләйду (Пәнд н. 15:22). Һәрбир аилә әзаси өз һис-туйғуси вә ойлирини әркин-азадә ейтиши үчүн немә қилалайду?
Биллә вақит өткүзүңлар (Қ. шәр. 6:6, 7). Әгәр аилә әзалири өй ишлирини, роһий ишларни биллә қилип, шундақла биллә дәм алса, уларниң бир-биригә болған муһәббити вә ишәнчиси өсиду. Бу уларға бир-бири билән бемалал сөзлишишкә пурсәт яритиду. Бәзидә сизгә өзүңиз халиған ишларни әмәс, аилиңиз халайдиған ишларни қилишқа тоғра келиду. Лекин шундақ иш-һәрикитиңиз бекарға кәтмәйду (Флп. 2:3, 4). Биллә өткүзидиған вақитни қандақ қилип үнүмлүк пайдилиналайсиз? (Әфәс. 5:15, 16)
«Аилиниң тинч-хатирҗәмлигигә йетәкләйдиған көрсәтмә. Очуқ-йоруқ сөзлишиш» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
Электронлуқ үскүнләрни натоғра қоллиниш аилиниң очуқ-йоруқ сөзлишигә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
Бу видеони көргәндә аилә әзалири билән муңдишиш тоғрилиқ йәнә немини үгәндиңиз?
Зеһин қоюп тиңшаң (Яқуп 1:19). Әгәр ата-анилар балилириға дәрру аччиқланмай, уларни чүшинишкә тиришса яхши болиду. Шу чағда балилириға өзлириниң һис-туйғулирини ейтишқа асан болиду. Шуңа балиңиз ғәзивиңизни қозғайдиған нәрсә ейтсиму, сәвир-тақәтлик болуң (Пәнд н. 17:27). Балиңизни меһрибанлиқ билән тиңшаң. Әгәр балиңизниң һис-туйғулирини вә ойлирини чүшинишкә тиришсиңиз, уни яхши көридиғанлиғиңизни испатлап, пәрзәндиңизгә әң яхши йол билән ярдәм берәләйсиз.