ТӘРҖИМИҺАЛ
Йәһваниң һаят йолини көрситип, мени йетәклишигә йол қойдум
ӨСМҮРЛҮК чеғимда, мән өзүм үчүн бир йол таллидим. Мән һәқиқәтән кәспимни интайин яхши көрәттим. Амма Йәһва мени башқичә йолға меңишқа тәклип қилди. У маңа шундақ дәвататти: «Саңа әқил-идрәк беримән вә тоғра йолни көрситимән. Мәслиһәт берип, байқаймән» (Зәб. 32:8). Йәһваниң йол көрситип, мени йетәклишигә йол қоюп, шунчә көп әҗайип пурсәтләр вә бәрикәтләргә ериштим. Мәсилән, 52 жил Африкида хизмәт қилдим.
ҚАРА ДӨЛӘТТИН АФРИКИНИҢ ОТ ЖҮРИГИГӘ БАРДИМ
Мән 1935-жили, Англияниң қара дөләт райони болған, Дарластон дегән шәһәр-базирида туғулдум. У йәрдә металл тавлаш вә қоймичилиқ заводлири вә башқа санаәт карханилири һавани қара ис-түтәк билән толдурғачқа, қара дөләт дегән исим билән аталған. Мән төрт яш вақтимда, ата-анам Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишкә башлиди. Өсмүрлүк чеғимда, һәқиқәтни тапқинимға қайил болуп, 1952-жили 16 яш вақтимда суға чөмдүрүлдим.
Шуниң билән бир вақитта, мән қолда ишлитидиған әсваплар вә моторлуқ қатнаш васитилириниң запчаслирини ясайдиған чоң бир заводқа шагиртлиққа кирдим. Ширкәт мени катиплиқ хизмитидә тәрбийиләшкә башлиди. Мән бу хизмәтни шунчилик яхши көрүп қалдим.
Районға җавапкар ақсақал мени Уилленхоллдики җамаитимиздә һәптә оттурисидики җамаәт Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишигә риясәтчилик қилишни башлашқа тәклип қилғанда, маңа муһим бир қарар чиқиришқа тоғра кәлди. Амма мениң бир қийинчилиғим бар еди. У вақитта мән икки җамаәткә бараттим, йәни һәптә оттурисида, өйүмиздин 32 километр жирақлиқтики Уилленхоллдики хизмәт орнумға әң йеқин җамаәткә қатнишип, һәптә ахирида ата-анамниң өйигә қайтип, Уилленхоллдики җамаәткә қатнишаттим.
Йәһваниң тәшкилатини қоллашни халайттим, шуңа мән районға җавапкар ақсақалниң тәкливини қобул қилдим. Демәк, мән интайин яхши көрүп қалған кәсиптә шагирт болушни тохтаттим. Мән қарарим үчүн һәргизму пушайман қилмидим. Чүнки Йәһваниң маңа йол көрситип, йетәклишигә йол қоюш хошал-хорам һаятниң дәрвазисини кәң ачти.
Мән Бромсгров җамаитигә қатнашқанда, чирайлиқ, Худаға хизмәт қилишни биринчи орунға қойған Энн исимлиқ қериндаш билән тонуштум. Биз 1957-жили той қилдуқ. Биллә пионер, мәхсус пионер, җамаәтләрни зиярәт қилиш вә Бәйтәлдә хизмәт қилиш қатарлиқ шан-шәрәпләрдин бәһримән болдуқ. Энн һаятимда хошаллиғимниң мәнбәси болуп кәлди.
1966-жили, биз Гилиад мәктивиниң 42-қарарлиқ синипиға қатнишип, интайин хошал болдуқ. Биз Малавида хизмәт қилишқа әвәтилдуқ. Кишиләр бу дөләтни Африкиниң «от жүриги» дәп аташқан еди, чүнки бу йәрдә кишиләр ақ көңүл вә меһмандост еди. У йәрдә узун вақит туралмайдиғанлиғимизни ойлапму бақмиған едуқ.
МАЛАВИДА ХИЗМӘТ ҚИЛҒАНДА ЙҮЗ БӘРГӘН ИШЛАР
Малавидики зиярәт хизмитидә ишләткән дала машиниси (джип)
1967-жили, 1-февральдә биз Малавиға кәлдуқ. Қисқа бир ай давамлашқан тил курсидин кейин, биз зиярәт хизмитини башлидуқ. Биз бәзи кишиләр тәсәввур қилидиған һәрқандақ җайлардин, һәтта дәриялардин өтәләйдиған дала машинисини һайдидуқ. Амма бу пәқәт хам-хиял еди. Биз пәқәт наһайити тейиз судинла өтәләттуқ. Бәзи вақитларда, биз пәқәт қомуш билән йепилған лай кәпиләрдә тураттуқ, ямғур пәслидә өгизиниң астиға су өткүзмәйдиған рәхтләрни тартип, ямғур өтүп кетиштин сақлинаттуқ. Бу миссионерлиқ хизмитиниң муқәддимиси еди. Амма бу хизмитимизни яхши көрәттуқ.
Мән узун өтмәй, апрель ейида һөкүмәтниң қийинчилиқ туғдуридиғанлиғини һис қилдим. Мән Малавиниң дөләт башлиғи Хастингс бандиниң радиода қилған сөзлирини аңлидим. У Йәһва гувачилири баҗ тапшурмиди вә сәясәткә арилашти дәп төһмәтләрни чаплиған. Әлвәттә, бу әйипләшләр ялған еди. Һәммимизгә аянки, һәқиқий мәсилә болса бетәрәпликни сақлиғанлиғимиз, болупму сәясий партияниң әзалиқ картисини сетивелишни рәт қилғанлиғимиз еди.
Сентябрь ейида, дөләт башлиғиниң қериндашларни һәммә җайларда аваричилик туғдуриватиду, дәп әйиплигәнлигини гезиттин оқудуқ. Бир қетимлиқ сәясий жиғинда, у һөкүмитиниң Йәһва гувачилирини чәкләшни тезликтә қарар қилишини тәвсийә қилидиғанлиғини елан қилған еди. Бу чәкләш 1967-жили, 20-октябрьдин башлап йолға қоюлди. Узақ өтмәй, сақчилар вә көчмәнләр идарисидики хадимлар миссионерларни чегаридин қоғлап чиқирип, Бәйтәлни тақаш үчүн кәлди.
1967-жили, Малавида хизмәтдашлири Джек вә Линда Йохансонлар билән қолға елинған вә чегаридин қоғлап чиқирилған
Үч күн түрмидә ятқандин кейин, бизни Англия контроллуғидики дөләт, Маврикийгә қоғлап чиқарди. Бирақ Маврикий һөкүмити бизниң миссионер болуп қелишимизға рухсәт қилмиди. Шуңа биз Родезиягәгә (һазирқи Зимбабве) әвәтилдуқ. Биз бу дөләткә кәлгәндә, наһайити қопал чегара сақчиси, чегаридин киришимизгә рухсәт қилмиди. У бизгә: «Силәрни Малавидин қоғлап чиқарди. Маврикийда турушиңларғиму рухсәт қилинмиди. Әмдиликтә болса, бу йәр қолай болғачқа, бу йәргә кәлдиңлар, шундақму?!»— деди. Энн жиғлашқа башлиди. Һечким бизни халимайдиғандәк қилатти! Шу тапта мән у йәрдин айрилип, удул өйгә, йәни Англиягә қайтмақчи болдум. Ахирида, көчмәнләр идарисиниң тармақ ишханиси бизниң бир кечә уларниң ишханисида қонушимизға рухсәт бәрди. Лекин әтиси чоқум уларниң баш идарисиға мәлум қилишимиз шәрт еди. Биз бәк чарчап кәттуқ, амма давамлиқ ишларни Йәһваниң қолиға ташлап қойдуқ. Әтиси чүштин кейин, ойлимиған йәрдин Зимбабведа саяһәтчи сүпитидә туруш рухситигә ериштуқ. У күндики һис-туйғулиримни һәргиз унталмәймән, Йәһваниң маңа йол көрситип, йетәкләватқанлиғиға ишәндим.
ЗИМБАБВЕДӘ ТУРУП МАЛАВИДИКИ ХИЗМӘТЛӘРГӘ ЯРДӘМ БӘРДИМ
1968-жили, Энн билән Зимбабведики Бәйтәлдә
Зимбабве Бәйтәлниң хизмәт бөлимидә, Малави вә Мозамбиктики қериндашларға көңүл бөлүш иши тапшурулди. Малавидики қериндашлар қаттиқ зиянкәшликкә учравататти. Хизмитимниң бир қисими сүпитидә, Малавидики районға җавапкар ақсақаллардин кәлгән хәт яки мәлуматларни тәрҗимә қилдим. Мәлуматларни тамамлаш үчүн бир күни кәчтә ишләветип, қериндашлиримниң учратқан зораванлиғи һәққидә оқуп жиғлап кәттимa. Шундақтиму, уларниң садақәтмәнлиги, иман-етиқади вә чидамчанлиғи мени чоңқур тәсирләндүрди (Кор. 2-х. 6:4, 5).
Биз Малавида қалған қериндашларни вә зораванлиқтин қутулуш үчүн Мозамбикқа қечип кәлгән қериндашларни роһий озуқлуқлар билән тәминләш үчүн барлиқ амаллардин пайдиландуқ. Малавида көпүнчә кишиләр чичева тилида сөзләтти. Бу тилниң тәрҗимә групписи Зимбабведики бир бурадәрниң чоң деханчилиқ мәйданиға көчүрүп келинди. У улар үчүн өйләрни вә бир ишхана бенасини салди. У йәрдә, тәрҗиманлар муһим хизмәтни, йәни Муқәддәс китапқа асасланған китап-журналларни тәрҗимә қилишни давамлаштурди.
Малавидики районға җавапкар ақсақалларни һәр жили Зимбабведики чичева тилида өткүзүлидиған конгрессқа қатнишишқа орунлаштурдуқ. У йәрдә улар конгрессниң нутуқлириниң тезислириға еришәтти. Улар Малавиға қайтиш йолида, амални баричә бурадәрләр билән материалларни ортақлишатти. Бир жили улар Зимбабведа болған мәзгилдә, әшу җасарәтлик районға җавапкар ақсақалларға илһам-мәдәт беридиған падишалиқ вәз хизмәт мәктивини орунлаштурдуқ.
Зимбабведики чичева/шона конгрессида нутуқ ейтиватимән
1975-жил, февраль ейида, мән Малавидин Мозамбиктики мусапирлар лагерлириға қечип кәлгән гувачиларни йоқлап бардим. Бу қериндашлар Йәһваниң тәшкилатиниң әң йеңи көрсәтмилиригә, йәни ақсақаллар кеңиши орунлаштурушиға әгишип кетивататти. Йеңи ақсақаллар аммивий нутуқ сөзләш, күндилик айәт вә «Күзитиш мунарини» муһакимә қилиш вә конгрессларни өткүзүш дегәндәк нурғун иш-паалийәтләрни орунлаштурған. Улар лагерларни худди конгрессларға охшаш тәшкиллигән болуп, тазилап асраш, йемәклик тәхсимләш вә бехәтәрлик бөлүмлири бар еди. Шу садақәтмән қериндашлар Йәһваниң бәрикити билән нурғун ишларни вуҗудқа чиқарған. Мән уларни йоқлап берип, бәк көп илһам алдим.
1970-жилларниң ахирлирида, Малавидики қериндашларға Замбия Бәйтили ғәмхорлуқ қилишқа башлиди. Шундақтиму, мән һәрдайим Малавидики қериндашларни ойлап, улар үчүн дуа қилдим, башқиларму шундақ қилди. Бир қанчә қетим, Зимбабве Бәйтәл комитетиниң әзаси сүпитидә, Малави, җәнубий Африка вә Замбиядин кәлгән мәсъулийәтчан қериндашлар билән бирликтә, дуниявий баш башқармидин кәлгән вәкилләр билән көрүштүм. Һәр қетим охшаш соал үстидә муһакимә қилдуқ. «Малавидики қериндашлар үчүн йәнә немиләрни қилалаймиз?»
Вақитниң өтүшигә әгишип, зиянкәшлик азайди. Малавидин қечип кәткән қериндашлар аста-аста дөлитигә қайтишқа башлиди. Малавида қалғанлар болса зиянкәшликкә азирақ учриди. Йеқин әтраптики дөләтләр Йәһва гувачилирини қанунлуқ етирап қилди вә чәкләшләрни бекар қилди. 1991-жили, Мозамбикму шундақ қилди. Амма биз «қачанму Малавидики Йәһва гувачилири әркин болар?» дәп ойлидуқ.
МАЛАВИҒА ҚАЙТТИМ
Малавиниң сәясий вәзийити ахири өзгәрди. 1993-жили һөкүмәт Йәһва гувачилириға болған чәкләшни бекар қилди. Узақ өтмәй, мән бир миссионер билән параңлаштим. У мәндин: «Малавиға қайтип келәмсиз?»— дәп сориди. Мән әйни вақитта 59 яшта болғачқа: «Яқ, мән бәк қерип кәттим!»— дәп җавап бәрдим. Амма дәл шу күни Рәһбәрлик кеңәшниң бизни Малавиға қайтиш тәклип хәвирини тапшурувалдуқ.
Биз Зимбабведики вәзипимизни яхши көрәттуқ. Шуңа бу биз үчүн қийин бир қарар болди. Биз Зимбабведа йилтиз тартип, узун жиллиқ қәдинас достларни тутқан едуқ. Рәһбәрлик кеңәш әгәр халимисақ, йәнила бу дөләттә қелиш тоғрисида наһайити меһрибанлиқ билән тәклип бәрди. Шуңа биз асанла йолумизни таллап, Зимбабведә туруп қалдуқ. Бирақ мән яшанған Ибраһим билән Сарәниң Йәһваниң йол-йоруғиға бойсунуп, әркин-азадә өйидин қандақ айрилғанлиғи һәққидә ойлиғанлиғим есимдә бар (Ярит. 12:1—5).
Биз Йәһваниң тәшкилатиниң көрсәтмиси бойичә меңишни қарар қилип, 1995-жил, 1-февральдә, йәни тунҗа қетим 28 жил илгири Малавиға кәлгән күни, Малавиға қайтип бардуқ. Мән вә башқа икки қериндаштин тәшкил қилинған Бәйтәл комитети қурулди. Биз узун өтмәйла Йәһва гувачилириниң иш-паалийәтлирини әслигә кәлтүрүш үчүн хизмәткә киришип кәттуқ.
ЙӘҺВА УНИ ӨСТҮРДИ
Йәһваниң хизмәтни тез илгирләткәнлигини көрүш немә дегән зор бәрикәт! 1993-жили 30 миң вәз ейтқучи бар еди. 1998-жили болса 42 миңдин ешип кәттиb. Рәһбәрлик кеңәш тезликтә өсүватқан хизмәт еһтияҗини көздә тутуп, йәр сетивелип, Бәйтәл ишхана беналирини селиш планлирини мақуллиди. Биз Лилонгведа 12 гектар йәр сетивалдуқ. Мән қурулуш комитетида хизмәткә тәйинләндим.
2001-жил, май ейида Рәһбәрлик кеңәш әзаси Гай Пирс бурадәр йеңи Бәйтәлни беғишлаш нутуғини сөзлиди. Икки миңдин көпирәк йәрлик гувачилар қатнашти. Уларниң көпинчиси 40 жил бурун суға чөмдүрүлгәнләр еди. Бу садақәтмән қериндашлар иш-паалийитимиз чәкләнгән жилларда тәсвирлигүсиз қийинчилиқларни баштин кәчүргән. Улар намрат турмуш кәчүргән болмисиму, амма иман-етиқатта күчлүк, Йәһваниң нәзәридә бай кишиләр еди. Һазир улар йеңи Бәйтәлни экскурсия қилип, шат-хорамлиққа чөмүшти. Улар Бәйтәлдә қәйәргә бармисун, Африка услубида Падишалиқ мәдһийә нахшилирини ейтишти. Бу барчә иш-вақиәләрни мән өз көзүм билән көргән әң тәсирлик кәчүрмишкә айланди. Бу Йәһваниң синақларға садиқлиқ билән бәрдашлиқ бәргәнләрни мол бәрикәтләргә егә қилидиғанлиғиниң җанлиқ испатидур.
Бәйтәл қурулуши тамамланғандин кейин, мән Падишалиқ сарайлирини беғишлаш вәзипилирини тапшурувелишқа башлиғанлиғимдин хошал болдум. Тәшкилатниң ихтисадий әһвали яхши әмәс дөләтләрдә Ибадәт өйилириниң қурулушлирини тезлитиш планлири Малавидики җамаәтләрни пайда-мәнпәәтләргә ериштүрди. Илгири бәзи җамаәтләр эвкалипт дәриғидин ясалған панагаһ җайларда жиғилиш өткүзгән еди. Улар өгзигә қомуш бориларни япқан вә олтириш үчүн узун лай кесәк орундуқларни ишләтти. Һазир бурадәрләр чирайлиқ йеңи жиғилиш җайлирини пишшиқ хиш-кесәкләрдин салди. Амма улар ялғуз кишилик орундуқларни әмәс, бәлки узун орундуқларни ишлитишни халиған еди. Бундақ болғанда, улар һәрдайим йәнә бир киши үчүн орун чиқиралатти.
Мән йәнә Йәһваниң кишиләрниң роһий җәһәттин өсүп йетилишигә ярдәм бәргәнлигини көрүп бәк хошал болдум. Африкидики яш қериндашлар мени бәк тәсирләндүрди, чүнки улар өз ихтиярлиғи билән хизмәтләргә өзини атап, Йәһваниң тәшкилати бәргән тәлим-тәрбийәләр вә әмәлий тәрбийиләшләрдин тезла тәҗрибиләрни топлиди. Улар Бәйтәл вә җамаәтләрдә техиму көп мәсъулийәтләрни өз үстигә алди. Бу җамаәтләр йеңидин тәйинләнгән йәрлик районға җавапкар ақсақаллар тәрипидин техиму күчәйтилди. Уларниң көпинчиси той қилған. Бу җүпләр мәдәнийәт вә бәзи әһвалларда аилисидикиләрниң бесимиға қаримай, ахирқи заманниң бу мәзгилидә балилиқ болмаслиқни қарар қилип, Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилишни таллиди.
ҚАРАРЛИРИМ БИЛӘН ШҮКҮР-ҚАНАӘТ ТАПТИМ
Энн билән Англиядики Бәйтәлдә
Африкида 52 жил хизмәт қилғандин кейин, тән саламәтлигимдә бәзи мәсилиләр пәйда болди. Рәһбәрлик кеңәш Бәйтәл комитетиниң бизниң Англиягә қайта тәйинлиниш тәвсийисини мақуллиди. Биз үмүтсизләндуқ, чүнки өзүмиз яхши көридиған хизмәт орнидин айрилдуқ. Амма Англиядики Бәйтәл аилиси яшанған жиллиримизда бизгә наһайити яхши ғәмхорлуқ қиливатиду
Мән шуниңға ишинимәнки, Йәһваниң һаят йолини көрситип, мени йетәклишигә йол қоюш һаятимда мән чиқарған әң яхши қарар. Әгәр мән өз әқлимгә таянған болсам, бу дунияда қилидиған кәспим мени нәгә елип бараттекин, һечким билмәйду. Йәһва һәрқачан йоллиримни тоғрилаш үчүн немиләрни қилишим керәклигини билгән (Пәнд н. 3:5, 6). Йәһваниң йәр йүзидики тәшкилати көңлүмни һәқиқий қанаәт тапқузидиған кәсипни бәрди. Йәһваға хизмәт қилиш мән үчүн толиму хошаллинарлиқ һаят болған вә давамлиқ шундақ болуватиду!
a «Йәһва гувачилириниң 1999-жиллиқ жилнамиси», (рус) 148—223 бәтләрдә Малавидики гувачиларниң тарихи елан қилинған.
b Малавида һазир 100 миңдин артуқ Йәһва гувачиси бар.