Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w24 сентябрь 20—25 б.
  • Агаһландурушларға қулақ саламсиз?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Агаһландурушларға қулақ саламсиз?
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ҚОЙЛАР БИЛӘН ӨШКИЛӘР
  • ӘҚИЛЛИҚ ВӘ ӘҚИЛСИЗ ҚИЗЛАР
  • ТАЛАНТЛАР ТОҒРИЛИҚ МИСАЛ
  • КИМЛӘР «ЕЛИП КЕТИЛИДУ»?
  • АГАҺЛАНДУРУШЛАРҒА ҚУЛАҚ СЕЛИҢ
  • «Һошияр болуңлар»
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2018)
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
w24 сентябрь 20—25 б.

38-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

147-НАХША Алаһидә мүлүк

Агаһландурушларға қулақ саламсиз?

«Икки кишиниң бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» (МӘТ. 24:40, ЙД).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Бу мақалидә Әйса ейтқан үч мисал бизгә Армагедонниң алдида болидиған сотқа тәйяр болушқа қандақ ярдәм беридиғанлиғини көримиз.

1. Әйса Мәсиһ пат арида немә қилиду?

ПАТ АРИДА чоң өзгиришләр болиду! Әйса Мәсиһ һәрбир инсанни сотлайду. Шу вақитниң йеқинлап қалғанлиғини чүшиниш үчүн Әйса шагиртлириға өзиниң һазир болуши вә «заман ахири» келишиниң бәлгүси тоғрисида ейтқан (Мәт. 24:3). Бу бәлгү тоғрисида Мәтта 24, 25, Марк 13 вә Луқа 21-баплирида йезилған.

2. Бу мақалидә биз немиләрни көрүп чиқимиз вә бу бизгә қандақ ярдәм бериду?

2 Әйса бизни әскәртиш үчүн үч мисални ейтқан. У қойлар билән өшкиләр, он қиз вә талант тоғрилиқ мисалларни кәлтүргән. Бу мисаллар келәчәктә Әйсаниң адәмләрни қайси иш-һәрикәтлиригә қарап һөкүм қилидиғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Бу тәмсилләрдин алған савақларни һаятимизда қандақ қоллиниш керәклигини көрүмиз. Авал қойлар вә өшкиләр һәққидики мисални көрүп чиқайли.

ҚОЙЛАР БИЛӘН ӨШКИЛӘР

3. Әйса Мәсиһ адәмләргә қачан һөкүм чиқириду?

3 Қойлар билән өшкиләр тоғрисидики мисалда Әйса адәмләрни немигә қарап һөкүм қилидиғанлиғини чүшәндүргән. У уларни хуш хәвәргә қандақ инкас қайтурғанлиғиға вә майланғанларни қоллиған яки қоллимиғанлиғиға қарап һөкүм қилиду (Мәт. 25:31—46). Әйса адәмләргә дәһшәтлик чоң балаю апәтниң ахириға аз қалғанда, йәни дәл Армагедонниң алдида һөкүм чиқириду (Мәт. 24:21). Худди падичи қойларни өшкиләрдин айриғандәк, Әйса Мәсиһ майланған қериндашлирини қоллиған кишиләрни қоллимиғанлардин айрийду.

4. Йәшая 11:3, 4-айәтләргә асасланғанда, немә үчүн биз Әйса Мәсиһниң адәмләрни адил һөкүм қилидиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз? (Муқавидики рәсимгиму қараң.)

4 Йәһва Худа Әйсани Сотчи қилип тәйинлигән. Муқәддәс китапта алдин-ала йезилғандәк, Әйса дайим адил һөкүм чиқириду (Йәшая 11:3, 4ни оқуң). Һазир Әйса адәмләрниң жүрүш-туруши, нийити, гәп-сөзлири, майланғанларни қанчилик қоллиғанлиғиға диққәт қилиду (Мәт. 12:36, 37; 25:40). Әйса адәмләрни сотлиғанда, майланғанларни ким қоллиғанлиғини вә кимниң қандақ әмгәк қилғанлиғини билидуa. Әйса Мәсиһниң қериндашлирини қоллап-қувәтләшниң әң муһим йоллириниң бири — уларға вәз қилишта ярдәм бериш. Майланғанларни шундақ қоллиғанлар «һәққанийлар» дәп һөкүм қилинип, мәңгү яшаш үмитигә еришиду (Мәт. 25:46; Вәһ. 7:16, 17). Бу немә дегән әҗайип соға! Улар дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә вә униңдин кейин садақәтмәнлигини сақлап қалса, исимлири һаятлиқ китавида қалиду (Вәһ. 20:15).

Әйса Мәсиһ Падишалиқ тәхтидә олтирип, асмандин йәрдики икки топ кишиләргә қараватиду. Коллаж: Қериндашлар Йәһва Худаға ибадәт қиливатиду. 1. Қериндаш планшетни қолида тутуп, асманға қараватиду. 2. Әр-аял Муқәддәс китапни оқуватиду. 3. Қериндашлар қурулуш ишиға қатнишиватиду. 4. Бурадәр түрмидә дуа қиливатиду. 5. Яшанған қериндаш учришишта җавап бериватиду. 6. Дохтурханида орун тутуп йетиватқан қериндаш сестраға варақчини тәвсийә қиливатиду. 7. Дадиси аилиси билән үгиниш дәрисини өткүзиватиду. Коллаж: Әр киши вә аял киши Муқәддәс китаптики принципларға зит иш-һәрикәт қиливатиду. 1. Әр киши қимарханида дуа қиливатиду. 2. Ери аялини уруватиду. 3. Ғәзәпләнгән нәмайишчилар. 4. Тапанчиси бар әр киши машина тохтитиш җайида бир аялниң кәйнидин кетиватиду. 5. Дин хизмәтчиси әскәрләр үчүн дуа қиливатиду. 6. Бир аял нәшә чекиватиду.

Пат йеқинда Әйса Мәсиһ адәмләрни иш-һәрикәтлиригә қарап сотлап, қойлар вә өшкиләргә бөлиду (4-абзацқа қараң)


5. Қойлар вә өшкиләр тоғрисидики мисалдин қандақ савақ алалаймиз вә бу мисалдин кимләр пайдисини көриду?

5 Садиқ болуң. Әйсаниң қойлар билән өшкиләр тоғрилиқ мисали биринчи новәттә йәрдә яшаш үмүти барларға қаритилған. Улар Мәсиһниң майланған қериндашлирини қоллаш үчүн вәз ишиға қатнишиду. Буниңдин башқа Әйса рәһбәрлик қилишқа тәйинлигән садиқ вә әқил парасәтлик қулниң көрсәтмилиригә садақәтмәнлик билән бойсуниду (Мәт. 24:45). Әйсаниң бу мисалидин асманда яшаш үмүти барларму савақ елиши керәк. Чүнки Әйса уларниңму жүрүш-туруши, нийити вә гәп-сөзлиригә диққәт қилиду. Уларму садақәтмәнлигини сақлиши керәк. Шуңа Әйса майланғанларни агаһландуруш үчүн икки мисални ейтқан. Бу мисалларму Мәтта 25-бапта йезилған. Авал әқиллиқ вә әқилсиз қизлар тоғрилиқ мисални көрүп чиқайли.

ӘҚИЛЛИҚ ВӘ ӘҚИЛСИЗ ҚИЗЛАР

6. Бәш қиз әқиллиқ екәнлигини қандақ көрсәткән? (Мәтта 25:6—10)

6 Әйса мисалида той қилидиған жигитни қарши елишқа чиққан он қиз тоғрилиқ ейтқан (Мәт. 25:1—4). Уларниң һәммиси жигитниң тойиға барғуси кәлди. Әйса бу қизларниң бәшини «әқиллиқ», йәнә бәшини «әқилсиз» дегән. Әқиллиқ қизлар сәгәк вә тәйяр болған. Улар жигитни қанчә керәк болса, шунчә вақит, һәтта түн йеримиғичә, күтүшкә тәйяр болған. Улар қошумчә май еливалғанлиқтин, чирақлири өчмәй, һәтта жигит кечикип қалсиму, уни қарши елишқа тәйяр еди (Мәтта 25:6—10ни оқуң). Жигит кәлгәндә, әқиллиқ қизлар униң билән биллә той зияпитигә киргән. Дәл шундақ, майланғанларму өйлинидиған жигит, йәни Мәсиһ кәлгичә садиқ болуп, тәйяр туруши керәк. Шундақ қилип, сот вақтида Әйса Мәсиһ уларни асман Падишалиғиға киришкә лайиқ дәп һесаплайдуb (Вәһ. 7:1—3). Әқилсиз бәш қиз билән немә болди?

7. Әқилсиз қизларға немә болған вә немә үчүн?

7 Әқилсиз бәш қиз өйлинидиған жигитниң келишигә тәйяр болмиған. Уларниң чирақлири өчәй дәп қалған вә уларда артуқ май болмиған. Улар жигитниң келишигә аз қалғанлиғини билгәндә, май сетивелишқа кетип қалған. Бирақ улар үлгирәлмигән. «Яхши тәйярлиқ қилған қизлар [күйоғул] билән бирликтә той зияпитигә кирипту вә ишик тақилипту» (Мәт. 25:10, ЙД). Кейинирәк әшу әқилсиз қизлар қайтип келип, той зияпитигә кирмәкчи болғанда, жигит уларға: «Силәрни тонумаймән»,— деди (Мәт. 25:11, 12). Бу қизлар жигитни қанчә вақит керәк болса, шунчә вақит күтүшкә тәйяр болмиған. Бу мисалдин майланғанлар қандақ савақ алиду?

8, 9. Майланғанлар он қиз тоғрисидики мисалдин немини үгинәләйду? (Рәсимгиму қараң.)

8 Тәйяр болуп, сәгәк туруң. Он қиз тоғрилиқ мисал келәчәктә немә болидиғанлиғини алдин ейтмиған. Әйса майланғанларниң йерими мошу дунияниң ахири келишини күтүшкә тәйяр, йерими тәйяр әмәс болидиғанлиғини ейтмақчи болмиған. Әксичә, у майланғанлар ахирғичә садиқ болуп қалмай, тәйяр турмиса, мукапатқа еришмәйдиғанлиғини чүшәндүргән (Йоһ. 14:3, 4). Бу муһим агаһландуруш! Үмүтимиз асманда яки йәрдә яшаш болсун, он қиз тоғрилиқ мисалдики агаһландурушқа қулақ селишимиз лазим. Һәрқайсимиз сәгәк туруп, ахирғичә чидашқа тәйяр болушимиз керәк (Мәт. 24:13).

9 Әйса Мәсиһ тәйяр болуп, сәгәк турушниң муһимлиғини чүшәндүрүш үчүн бу мисалдин кейин, талантлар тоғрисида мисални ейтқан. Бу мисал әмгәкчан болушниң муһимлиғини тәкитләйду.

Бир бурадәр йеңилиқларни көрүп, Муқәддәс китаптин оқуғанлири билән селиштуруватиду. Қистурма сүрәттә Әйсаниң он қиз тоғрилиқ мисали көрситилгән.

Һәрқайсимиз тәйяр вә һошияр болуп, ахирғичә бәрдашлиқ бериш үчүн он қиз тоғрилиқ мисалдики агаһландурушқа диққәт қилишимиз керәк (8, 9 абзацларға қараң)


ТАЛАНТЛАР ТОҒРИЛИҚ МИСАЛ

10. Икки қул өзлириниң ишәнчлик екәнлигини қандақ испатлиған? (Мәтта 25:19—23)

10 Бу мисалда Әйса ғоҗайиниға ишәнчлик икки қул вә садиқ болмиған йәнә бир қул тоғрилиқ ейтқан (Мәт. 25:14—18). Икки қул ғоҗайиниға җанпидалиқ билән ишләп, ишәнчлик екәнлигини испатлиған. Ғоҗайин башқа дөләткә кетиштин бурун, уларға талантларни, йәни көп пулни тапшурған. Икки садиқ қул ишчан болуп, пулни ақиланә ишләткән. Нәтиҗиси қандақ болған? Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, улар берилгән пулни икки һәссә көпәйткән. Ғоҗайин уларни бу үчүн махтиған. Шундақ қилип, улар униң хошаллиғиға ортақ болған (Мәтта 25:19—23ни оқуң). Бирақ үчинчи қул ғоҗайин униңға бәргән пул билән немә қилған?

11. «Һорун» қулға немә болған вә немә үчүн?

11 Бир талант алған үчинчи қул «һорун» болуп чиқти. Ғоҗайин шу қул униңға тапшурулған талантни ақиланә ишлитиду дәп үмүт қилған. Бирақ у уни йәргә көмүп қойған. Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, бу қул алған талантни қайтуруп бәргән. Бу қулниң қилған иши интайин яман болған. Пулни көпәйтмигәнлиги үчүн ғоҗайинидин кәчүрүм сорашниң орниға, у уни қаттиқ қол адәм дәп сәвәпсиз әйиплигән. Шуниң үчүн ғоҗайини бу қулға аччиқланған еди. Буниңдин башқа, ғоҗайин яман қулдики талантни башқа қулға берип, уни қоғлап чиқарған (Мәт. 25:24, 26—30).

12. Бүгүнки күндә икки ишәнчлик қул кимләрни билдүриду?

12 Икки ишәнчлик қул майланғанларни билдүриду. Ғоҗайин, йәни Әйса, уларни өз ғоҗайининиң хошаллиғиға ортақ болушқа тәклип қилиду. Улар асмандики мукапатиға, йәни дәсләпки тирилишкә, еришиду (Мәт. 25:21, 23; Вәһ. 20:5ә). Амма һорун қулниң яман мисали майланғанлар үчүн агаһландуруш болалайду. Қандақларчә?

13, 14. Майланғанлар талантлар тоғрисидики мисалдин қандақ савақ алалайду? (Рәсимгиму қараң.)

13 Тиришчан екәнлигиңизни көрситиң. Талантлар тоғрилиқ мисал арқилиқму, он қиз тоғрилиқ мисал арқилиқму Әйса майланғанларниң һорун болуп кетидиғанлиғини ейтқуси кәлмигән. Әксинчә, улар қизғинлиғини йоқатса, немә болидиғанлиғини чүшәндүрүп бәргән. Улар һорун болуп кәтсә, чақирилғанлиғиға вә талланғанлиғиға лайиқ болмай қалиду вә асман Падишалиғиға кирәлмәйду (Пет. 2-х. 1:10).

14 Әйса Мәсиһниң он қиз вә талантлар һәққидики мисаллиридин көргинимиздәк, һәммә майланғанлар тәйяр болуп, сәгәк туруши вә тиришчан әмгәк қилиши керәк. Бирақ Әйса уларға йәнә бир агаһландуруш бәргән. Бу тоғрилиқ Мәтта 24:40, 41-айәтләрдин биләләймиз.

Майланған қериндаш бир аял билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзиватиду. Қистурма сүрәттә Әйсаниң талантлар һәққидики мисали көрситилгән.

Әйса Мәсиһ майланғанларниң ахирғичә тиришчанлиқ көрситишини халайду (13, 14 абзацларға қараң)d


КИМЛӘР «ЕЛИП КЕТИЛИДУ»?

15, 16. Мәтта 24:40, 41-айәтләр майланғанлар һошияр болуши керәклигини қандақ көрситиду?

15 Жуқуридики үч мисални кәлтүрүштин авал, Әйса майланғанларниң бәзилири соғисини алғичә лайиқ болмай қелиши мүмкин екәнлигини әскәрткән. У етизда ишләватқан икки әр киши вә қол түгмини билән меһнәт қиливатқан икки аял киши тоғрисида сөз қилған. Уларниң һәр иккилиси охшаш иш қилғандәк көрүниду. Бирақ Әйса бири елинип, йәнә бири қалдурулиду дәп ейтқан (Мәтта 24:40, 41ни оқуң). Шуңа у шагиртлирини: «Һошияр туруңлар, чүнки һәзритиңларниң қайси күни қайтип келидиғанлиғини билмәйсиләр»,— дәп үндигән (Мәт. 24:42, ЙД). Бу сөзләр майланғанларға қаритилғанму? Шундақ охшайду. Чүнки Әйса он қиз тоғрилиқ мисалдин кейинму дәл шу сөзләрни ейтқан (Мәт. 25:13). Әйса асмандики Падишалиғиға пәқәт ахирғичә садақәтмәнлигини сақлап қалған майланғанларни елип кетиду (Йоһ. 14:3).

16 Һошияр болуң. Майланғанлар һошиярлиқни сақлимиса, талланғанларниң арисида болмайду (Мәт. 24:31). Мәйли үмүтимиз қандақ болсун, һәммимиз Әйсаниң агаһландурушиға қулақ селип, һошиярлиқ вә садақәтмәнликни сақлишимиз керәк.

17. Йәһва Худа бирини майланған сүпитидә таллиған болса, немә үчүн буниңдин әнсиримәймиз?

17 Биз Йәһва Худани яхши көргәнликтин, Униң һәрдайим дурус һөкүм чиқиридиғанлиғиға ишинимиз. Әгәр Йәһва бизниң күнимиздә садиқ хизмәтчилириниң бирини майланған дәп таллиса, биз буниңға әнсиримәймизc. Бу бизгә Әйсаниң үзүмзарлиққа саат 11дә ишләшкә кәлгән ишчи һәққидики мисалини әслитиду (Мәт. 20:1—16). Етизға таң сәһәрдә кәлгәнләрму, кәч кәлгәнләрму охшаш һәқ алған. Шуниңға охшаш, қайси вақитта майлансиму, садиқ болуп қалған майланғанларниң һәммиси асмандики соғисини алиду.

АГАҺЛАНДУРУШЛАРҒА ҚУЛАҚ СЕЛИҢ

18, 19. Бу мақалидә биз қандақ савақлар билән агаһландурушларни көрүп чиқтуқ?

18 Немиләрни көрүп чиқтуқ? Қойлар билән өшкиләр тоғрилиқ мисалдин көргинимиздәк, йәрдә яшаш үмити барлар Йәһва Худаға һазир вә келәчәктики чоң балаю апәт вақтида садиқлиғини сақлап қелиши керәк. Әйса чоң балаю апәтниң ахиридики сот вақтида, Худаға садиқ болғанларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ дәп һесаплайду (Мәт. 25:46).

19 Йәнә биз бу мақалидә майланғанлар үчүн агаһландуруш сүпитидә йезилған икки мисални көрүп чиқтуқ. Әйса бир мисалида бәш әқиллиқ вә бәш әқилсиз қиз тоғрилиқ ейтқан. Бәш әқиллиқ қиз алдин ала тәйярлинип, һошияр турған. Шуниң үчүн той қилидиған жигитни қанчә күтүш керәк болса, шунчә күткән. Әқилсиз қизлар болса, тәйяр болмиған. Шу сәвәптин, жигит уларни тойға киргүзмигән. Әйса мошу дунияни йоқ қилғичә қанчә вақит күтүш керәк болса, бизму шунчә күтүшкә тәйяр болушимиз керәк. Әйсаниң талантлар тоғрилиқ мисалидики җанпидалиқ билән ишлигән икки садиқ қул ғоҗайининиң киримини көпәйтиш үчүн тинмай ишлигән. Тиришчанлиғи үчүн улар ғоҗайининиң разилиғиға еришкән. Амма ғоҗайини һорун қулға нарази болған. Буниңдин қандақ савақ алимиз? Бизму бу дунияниң ахириғичә, Йәһва Худа тапшурған ишни һармай-талмай қилишимиз керәк. Андин майланғанлар Әйса билән һөкүмранлиқ қилишқа елиниши үчүн ахирғичә һошияр болуп қелиши керәклигини көрдуқ. Улар Әйса Мәсиһ билән биллә болидиған вақитни төрт көзи билән күтмәктә. Армагедон урушидин кейин Қозиниң нека тойи болиду. Той қилидиған жигит — Әйса, той қизи болса — тирилгән майланғанлар (Сал. 2-х. 2:1; Вәһ. 19:7, 9).

20. Йәһва Худа Униң агаһландурушлириға қулақ салидиғанларға немә қилиду?

20 Һөкүм күни илдамлиқ билән келиватсиму, бизгә қорқушниң һеч һаҗити йоқ. Әгәр садиқ болуп қалсақ, асмандики көйүмчан Атимиз бизгә «адәттики күчтин ешип чүшүдиған күч» бериду (Кор. 2-х. 4:7; Луқа 21:36). Асманда яшаш яки йәрдә яшаш үмүтимиз болсун, Әйсаниң мисаллиридики агаһландурушларға қулақ салсақ, Худайимиз Йәһваниң разилиғиға еришәләймиз. Йәһва Худаниң меһир-шәпқити түпәйли исимлиримиз «һаятлиқ китавида йезилиду» (Дан. 12:1; Вәһ. 3:5).

. . . ҚАНДАҚ САВАҚЛАРНИ АЛАЛАЙМИЗ?

  • Қойлар вә өшкиләр һәққидики мисалдин

  • Әқиллиқ вә әқилсиз қизлар һәққидики мисалдин

  • Талантлар һәққидики мисалдин

146-НАХША Маңа қилдиңлар

a «Күзитиш мунари» 2024-жил, май санидики «Йәһваниң келәчәктики һөкүмлири һәққидә биз немиләрни билимиз?» дегән мақалигә қараң.

b Көпирәк билиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2015-жил, 15-март санидики «Һошияр боламсиз?» дегән мақалигә қараң.

c «Күзитиш мунари» 2020-жил, январь, 29, 30-бәтләр, 11—14 абзацларға қараң.

d СҮРӘТТӘ: Майланған қериндаш вәз хизмитидә учратқан бир аял билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзиватиду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш