3-САВАҚ
Сизгә Худа тоғрилиқ билим елиш керәк
Худаниң дости болуш үчүн, сизгә Униң торғилиқ билим елиш керәк. Достлириңиз сизниң исимиңизни биләмду вә шундақла сизни исимиңиз бойичә атамду? Әлвәттә. Шундақла Худа сизни Униң исмини билишиңизни вә исми билән Уни чақиришиңизни халайду. Худаниң исми — Йәһвә (Чиқиш 15:3; Мәтта 6:9). Шуниң билән биллә сиз Униңға немә яқиду вә немә яқмайдиғанлиғини билишиңиз лазим. Сиз шундақла ким Униң дости вә ким Униң дүшмини екәнлигини билишиңиз шәрт. Бирини билиш үчүн вақит керәк. Йәһвә Худа билән тонушумаққа вақит бөлгәнликни Муқәддәс китап даналиқ дәп атайду (Әфәсликләргә 5:15, 16).
Худаниң достлири Униңға яқидиған ишларнила қилиду. Өзиңизниң достлири тоғрилиқ ойлап көрүң. Әгәр улар билән яман муамилә қилсиңиз вә уларға яқмайдиған ишларни көрсәтсиңиз, улар сизниң достиңиз болуп қаламду? Шубһисиз, яқ! Әгәр сиз Худаниң дости болғуңиз кәлсә, шундақла сизму Униңға яқидиған ишларни қилишиңиз керәк (Йоһан 4:24).
Худа билән дост болушқа апармайдиған динлар көп. Худаниң әң йеқин дости Әйса икки йол тоғрилиқ ейтқан еди. Биринчи йол кәң, униңда нурғун адәмләр бар. У йол һалакәткә елип бариду. Иккинчиси — тар, униңда азла адәм маңиду. Бу йол мәңгү һаятқа елип бариду. Бу сиз Худа билән дост болушни халисиңиз, Униңға дурус ибадәт қилишни шәртлик түрдә үгинишиңизни билдүриду (Мәтта 7:13, 14).