15-ДӘРИС
Ишәнч билән сөзләш
Салоникилиқларға 1-хәт 1:5
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Һәқиқәтни сөзләватқанлиғини вә униң муһимлиғини көрситиш үчүн ишәнч билән сөз қилиш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
- Пухта тәйярлиқ қилиш. Тәйярлиқ қилғанда оқумақчи болған мәзмунлар билән пишшиқ тонушуш вә айәтләр билән муһим ой-пикирләрниң бағлинишини яхши чүшиниш керәк. Аддий сөз-ибариләрни ишлитип, муһим ой-пикирләрни қандақ оттуриға қоюшқа болиду? Бу материал немә үчүн тиңшиғучиға пайдилиқ? Булар һәққидә ойлап көрүң. Муқәддәс роһ сорап, дуа қилиң. 
- Ишәнчни көрситидиған сөзләрни таллаш. Әдәбиятларда ишлитилгән сөзләрни сөзму сөз оқуп бәрмәй, өз сөзүңиз билән ипадиләң. Қолланған сөз-ибариләрдин тиңшиғучилар шу сөзләрни күчлүк ишәнч билән ейтиватқанлиғиңизни көрәлисун. 
- Қизғинлиқ вә сәмимийлик билән өзини ипадиләш. Сөз қилғанда авазниң жуқури-төвәнлиги мувапиқ болсун. Әгәр көзигә қарап сөзләш кишиләрни рәнҗитмисә, сөзлигәндә тиңшиғучилардин көзүңүзни үзмәң.