МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Юнус китавидин қандақ савақ алимиз?
Биз садақәтмән әр вә аялларниң үлгисидин савақ елишимиз үчүн, Йәһва уларниң һаяти һәққидә өз Сөзидә яздурған (Рм 15:4). Юнус китавидин немигә үгинәләймиз? «Аиләвий ибадәт. Юнус пәйғәмбәр Йәһва Худадин рәһимлик болушқа үгәнгән» намлиқ видеони көрүп болғандин кейин, төвәндики соалларға җавап бериң:
Мошу видеодики үч җакалиғучи қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?
Бизни түзәткәндә яки хизмитимиздики шәрәплик вәзипидин айрилғанда, Юнус китави бизгә қандақ илһам бериду? (С1я 16:7; Юн 3:1, 2)
Юнусниң вақиәси территориямиздики адәмләргә болған иҗабий көзқарашни сақлашқа қандақ ярдәм бериду? (Юн 4:11; Мт 5:7)
Созулма кесәлгә дуч кәлгинимиздә, Юнусниң мисали бизгә қандақ тәсәлли бериду? (Юн 2:1, 2, 7, 9)
Бу видеодин Муқәддәс китапни оқуш вә мулаһизә қилишниң муһимлиғи һәққидә немигә үгәндиңиз?