МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Гувалиқ беришкә пурсәт беридиған вәзийәтләрдә сөзни башлаш
Әйса самарийәлик аял билән сөһбәтни башлиғини үчүн, униңға нарәсмий гувалиқ берәлигән. Қандақ қилип, натонуш адәмләр билән сөһбәтни башлап утуқлуқ болалаймиз?
Адәмләр билән очуқ чирай сөзлишиң. Гәрчә Әйса һерип қалсиму, гәпни су сораштин башлиди. Шундақ қилип, иллиқ-чирай билән саламлишип, һава-райи яки ахирқи йеңилиқлар һәққидә бирнәрсә ейтсиңиз болиду. Есиңизда болсун, дәсләпки мәхситимиз сөз башлаш, шуңа адәмни қизиқтуридиған һәрқандақ нәрсә тоғрилиқ сөзлишиң. Әгәр у инкас қайтурмиса, һеч әнсиримәң. Йәнә башқа киши билән сөзини башлап көрсиңиз болиду. Йәһвадин җасурлуқ сораң (Нәһ 2:4; Әлч 4:29).
Хуш хәвәрни ейтишта пурсәтни қолдин чиқармас үчүн зерәк болуң. Адәттикидәк сөһбәтлишиң. Адәмни сөһбәткә мәҗбурлисиңиз униң сөзлигиси кәлмәй қелиши мүмкин. Әгәр гувалиқ бериштин авал сөһбәт тохтап қалса, хапа болмаң. Хуш хәвәрни ейтиштин қорқсиңиз, у тоғрисида гувалиқ бәрмәй, пәқәт сөһбәтләшсиңиз болиду [1-видеони көрситип, уни муһакимә қилиң].
Гувалиқ беришкә шараит яритип, адәмни соал қоюшқа дәвәт қилиш үчүн, етиқадиңиз тоғрилиқ бир сәмимий ойни ейтиң. Әйса аялни соал қоюшқа дәвәт қилиши үчүн уни қизиқтуридиған бир ойни ейтти. Шуңа Әйса униң соаллириға җавап берип, вәз қилған [2-видеони, андин 3-видеони көрситип, уларни муһакимә қилиң].