МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Кариб араллирида қийнчилиқ тартиватқанларға ярдәм бериш
Биринчи әсирдә болғандәк, бүгүнки күндә апәтләрдин қийинчилиқ тартиватқан етиқатдашларға сөйгү-муһәббәтни көрситиш, биз үчүн чоң шан-шәрәп (Йоһ 13:34, 35). «Меһир-муһәббәтни әмәлийәттә көрситиш. Аралларда ярдәм бериш хизмити» намлиқ видеода етиқатдашлар Кариб араллирида яшайдиған қериндашларға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп, төвәндики соалларға җавап бериң:
- Кариб аралиридики етиқатдашлиримиз «Ирма» вә «Мария» дәп аталған ямғурлуқ боран чапқунға учрап, қандақ қийинчилиқни тартти? 
- Йәһва Худа Кариб аралиридики Өз хизмәтчилиригә етиқатдашлар арқилиқ қандақ ярдәм бәргән? 
- Ямғурлуқ боран чапқундин қийинчилиқ тартиватқанларға етиқатдашларниң меһир-муһәббити қандақ тәсир қилған? 
- Көплигән қериндашлар қайта қуруш ишлириға қандақ қатнашқан? 
- Биз қайта қуруш ишлириға қандақ қатнишалаймиз? 
- Меһир-муһәббәткә толған тәшкилатниң әзаси болуш һәққидә бу видео сизни қандақ һис-туйғуға кәлтүрди?