МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Қурғақчилиқ жиллири кәлгәндә немә қилмақчисиз?»
Ишәнч билән етиқат бир-бири билән зич бағлинишлиқ. Йәһваға болған күчлүк етиқат Униң бизни һимайә вә ғәмхорлуқ қилалайдиғанлиғиға ишинишкә ярдәм бериду (Зб 23:1, 4; 78:22). Бу дуния түзүми ахирлашқансири, биз Шәйтанниң һуҗумиға көпирәк дуч келидиғанлиғимизни билимиз (Вһ 12:12). Бизгә немә ярдәм бериду?
«ҚУРҒАҚЧИЛИҚ ЖИЛЛИРИ КӘЛГӘНДӘ НЕМӘ ҚИЛМАҚЧИСИЗ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
- Қайси мәнада биз Йәрәмия 17:8дә ейтилған дәрәқкә охшаймиз? 
- Қурғақчилиқниң бир түри қандақ? 
- Қурғақчилиқ дәрәқкә қандақ тәсир қилған, бирақ бу дәрәқ немә үчүн қуруп кәтмигән? 
- Шәйтан немини вәйран қилишни халайду? 
- Қандақ мәнада биз тәҗрибилик учқучиларға охшаймиз? 
- Биз немә үчүн садиқ һәм әқил-парасәтлик қулға ишинишни давамлаштурушимиз керәк вә бизниң уларға болған ишәнчимиз қандақ синилиду? 
- Немә үчүн биз бу дуния кишилириниң заңлиқ қилишиға қаримай, Муқәддәс китаптики принципларға ишәнч қилишни давамлаштурушимиз керәк?