МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһва дайим есиңиздә болсун
Иш тепиш қийин болғанда, Худа Падишалиғи билән Униң адаләтлигини биринчи орунға қоюш оңай әмәс. Биз Йәһва Худаға болған хизмитимизгә тосалғу болидиған яки Муқәддәс китап принциплирини бузушқа үндәйдиған ишқа орунлишишқа езиқишимиз мүмкин. Лекин биз Йәһваниң Өзигә «тамамән садиқ болғанларға ярдәм» беридиғанлиғиға һеч гуман қилмисақ болиду (Т2я 16:9). Көйүмчан Атимиз бизгә чоқум ярдәм бериду (Рм 8:32). Шуңа ишқа тегишлик қарар чиқарғанда, Йәһваға тайинишимиз вә биринчи новәттә Униңға болған хизмитимизни есимиздә тутушимиз керәк (Зб 16:8).
«ЙӘҺВА ХУДА ҮЧҮН БАР ВУҖУДИҢИЗ БИЛӘН ИШЛӘҢ» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Немә үчүн Джейсон пара алмиди?
Колосилиқларға 3:23ни әмәлийәттә қандақ орунлисақ болиду?
Джейсонниң үлгилик жүрүш-туруши Томасқа қандақ тәсир қилди?
Қарарлириңиз вә иш-һәрикәтлириңиздә Йәһвани есиңиздә тутуң
Мәтта 6:22ни әмәлийәттә қандақ орунлисақ болиду?