42-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
42-НАХША Аҗизларға ярдәм қил
Җамаәткә ғәмхорлуқ қилидиған әр кишиләр үчүн миннәтдар болуң
«Әршкә көтүрилип,. . . һәдийәләр сүпитидә инсанларни бәрди» (ӘФӘС. 4:8).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Хизмәт ярдәмчилири, ақсақаллар вә районға җавапкар ақсақаллар бизгә қандақ ярдәм берәләйду? Биз бу садақәтмән әр кишиләргә разилиғимизни қандақ билдүрәләймиз?
1. Әйса Мәсиһ бизгә қандақ соғиларни бәргән?
СЕХИЙЛИК тәрәптин Әйсаға бирму киши тәң кәлмәйду. Йәрдә болғанда у башқиларға ярдәм бериш үчүн көп қетим карамәтләрни қилған (Луқа 9:12—17). Әйса инсанлар үчүн өз җенини пида қилип, бизгә бебаһа соға бәргән (Йоһ. 15:13). У тирилдүрүлгәндин кейинму бизгә давамлиқ ярдәм қилип келиватиду. Өзи вәдә бәргәндәк, тәлим вә илһам-мәдәт бериш үчүн Әйса Мәсиһ Атисидин бизгә муқәддәс роһини беришни сориған (Йоһ. 14:16, 17; 16:13). Шундақла җамаәт учришишлирида Әйса бизни дунияниң җай-җайлирида вәз қилип, шагиртларни тәйярлашқа үгитиду (Мәт. 28:18—20).
2. Әфәсликләргә 4:7, 8дә тилға елинған «һәдийәләр сүпитидә инсанларға» кимләр ятиду?
2 Әйса Мәсиһ асманға көтүрүлгәндин кейин бизгә йәнә бир соғини бәргән. Бу — «һәдийәләр сүпитидә инсанлар» (Әфәсликләргә 4:7, 8ни оқуң). Әлчи Паул чүшәндүргәндәк, Әйса бу инсанларни җамаәтни һәр түрлүк йолларда қоллап-қувәтләш үчүн бәргән (Әфәс. 1:22, 23; 4:11—13). Бүгүнки күндә «һәдийәләр сүпитидә инсанларға» хизмәт ярдәмчилири, җамаәт ақсақаллири вә районға җавапкар ақсақаллар ятидуa. Әлвәттә, улар намукәммәл болғанлиқтин, хаталиқларни өткүзиду (Яқуп 3:2). Лекин һәзрити Әйса бизгә бу қәдирлик әр кишиләр арқилиқ ярдәм бериду.
3. Тәйинләнгән бурадәрләрниң хизмитини қандақ қоллисақ болиду?
3 Әйса Мәсиһ бу бурадәрләргә җамаәттикиләрни мустәһкәмләшни тапшурған (Әфәс. 4:12). Бирақ уларниң мошу муһим вәзипини орунлишиға һәрқайсимиз ярдәм берәләймиз. Буни Ибадәт өйини қуруш билән селиштурсақ болиду. Бәзиләр қурулушқа қатнашса, башқилар тамақ етип, керәклик нәрсиләрни йәткүзүп бериду яки башқа усулларда ярдәм бериду. Дәл шундақ, һәммимиз хизмәт ярдәмчилири, ақсақаллар вә районға җавапкар ақсақалларни гәп-сөзлиримиз вә иш-һәрикәтлиримиз билән қоллисақ болиду. Келиңлар, бу тиришчан бурадәрләрниң қандақ муһим ишни атқуруватқанлиғини вә уларниң әмгиги үчүн разилиғимизни ипадиләш усуллирини көрүп чиқайли.
ХИЗМӘТ ЯРДӘМЧИЛИРИ БАШҚИЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИДУ
4. Биринчи әсирдики хизмәт ярдәмчилири җамаәттикиләргә қандақ ярдәм бәргән?
4 Биринчи әсирдә бәзи бурадәрләр хизмәт ярдәмчилири болуп хизмәт қилған (Тим. 1-х. 3:8). Қаримаққа, әлчи Паул Коринтлиқларға 1-хәт 12:28-айәттә «ярдәм көрситиш» тоғрилиқ ейтқанда, уларни тилға алған. Ақсақаллар тәлим бериш вә җамаәттикиләргә ғәмхорлуқ қилишқа көпирәк вақит чиқиралиши үчүн, хизмәт ярдәмчилири нурғун муһим вә әмәлий ишларни атқурған. Мәсилән, улар Язмиларни көчирип йезишқа яки буниң үчүн керәклик нәрсиләрни сетивелишқа ярдәм бәргән.
5. Бүгүнки күндә хизмәт ярдәмчилири қандақ вәзипиләрни атқуриду?
5 Хизмәт ярдәмчилири җамаәттә қандақ ишларни қилидиғанлиғини биләмсиз? (Пет. 1-х. 4:10) Улар җамаәтниң хираҗити вә участкилар билән бағлиқ вәзипиләрни атқуриду, әдәбиятларни заказ қилип, қериндашларға бериду, аудио вә видео қоюшта ярдәмлишиду, учришишлар вә конгрессларда хизмәт қилиду вә Ибадәт өйини асрап-күтүшкә қатнишиду. Бу ишларниң һәммиси учришишлиримиз лайиқ өткүзүлүп, вәз хизмитимиз тәртиплик болуши үчүн муһим (Кор. 1-х. 14:40). Шундақла бәзи хизмәт ярдәмчилири һәптә арилиғидики учришишта тапшуруқлар билән чиқиду вә аммивий нутуқларни ейтиду. Униңдин башқа, улар топқа җавапкар ақсақалниң ярдәмчиси болалайду. Бәзидә ақсақал бирсини илһамландурушқа барғанда, хизмәт ярдәмчисини өзи билән әгәштүрүвелиши мүмкин.
6. Тиришчан хизмәт ярдәмчилиригә немә үчүн миннәтдарсиз?
6 Етиқатдашлар хизмәт ярдәмчилирини немә үчүн қәдирләйду? Боливиядә яшайдиған Беверлиb мундақ дәйду: «Хизмәт ярдәмчилириниң әҗри түпәйли учришишларниң толуқ пайдисини көримән. Мән учришишта нахша ейтимән, җавап беримән, нутуқларни тиңшаймән, экранда чиққан видеолар билән рәсимләрдин савақ алимән. Буларниң һәммиси уларниң әмгигиғу! Улар учришишниң бехәтәр өткүзүлүшигә ғәмхорлуқ қилиду. Шундақла учришишқа келәлмигәнләргә интернет арқилиқ қатнишишқа ярдәм бериду. Улар дайим зални бесиқтурушқа қатнишиду вә ианә сандуғидики пулларни санайду. Буниңдин башқа, биздә керәклик әдәбиятларниң бар екәнлигигә көз йәткүзиду. Бу бурадәрләргә шунчә разимән!» Колумбиядә яшайдиған бир ақсақалниң аяли Лесли болса: «Йолдишим хизмәт ярдәмчилиригә бола бирталай ишларни пүтиривалиду. Улар болмиса, қоли бошимай кетәтти. Қоли көксидә туридиған бу бурадәрләргә көптин-көп рәхмәт ейтқум келиду»,— дәп ейтти. Сизму мошу қериндашларниң сөзлиригә қошулидиғансиз (Тим. 1-х. 3:13).
7. Хизмәт ярдәмчилириниң әмгиги үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)
7 Сиз хизмәт ярдәмчилири үчүн миннәтдарлиқни һис қилидиғансиз. Лекин Муқәддәс китап бизни «миннәтдарлиқни көрситиңлар» дәп дәвәт қилиду (Кол. 3:15, ЙД). Финләндиядә ақсақал болуп хизмәт қилидиған Кристофер миннәтдарлиғини ипадиләп мундақ дәйду: «Мән открытка яки учурда бирәр айәтни вә хизмәт ярдәмчисиниң мени қандақ илһамландурғанлиғи яки униңға немә үчүн рәхмәт ейтқум келидиғанлиғини язимән». Йеңи Каледониядә яшайдиған Паскаль билән Жиел дайим хизмәт ярдәмчилири үчүн дуа қилиду. Паскаль мундақ чүшәндүриду: «Йеқиндин бери хизмәт ярдәмчилири үчүн көп дуа қилимиз. Йәһва Худаға улар үчүн рәхмәт ейтип, уларни қоллап, ярдәм беришини сораймиз». Йәһва Худа шундақ дуаларға қулақ салиду вә буниң пайдисини пүтүн җамаәт көриду (Кор. 2-х. 1:11).
АҚСАҚАЛЛАР АРИМИЗДА ӘҖИР СИҢДҮРИДУ
8. Немә үчүн Паул биринчи әсирдики ақсақалларни һармай-талмай хизмәт қилиду дәп ейтқан? (Салоникилиқларға 1-хәт 5:12, 13)
8 Биринчи әсирдики ақсақаллар җамаәт үчүн һармай-талмай хизмәт қилған (Салоникилиқларға 1-хәт 5:12, 13ни оқуң; Тим. 1-х. 5:17). Улар җамаәткә йетәкчилик қилип, учришишларни өткүзгән вә ақсақаллар кеңишидә хизмәт қилип, қарарларни чиқарған. Ақсақаллар җамаәттикиләрниң етиқатта мустәһкәм болуп қелиши үчүн уларға меһир-муһәббәт билән нәсиһәт бәргән (Сал. 1-х. 2:11, 12; Тим. 2-х. 4:2). Әлвәттә, бу тиришчан бурадәрләр өйидикилирини беқиш вә Йәһва Худа билән болған мунасивити вә ишәнчини күчәйтиш үчүн бар күчини салған (Тим. 1-х. 3:2, 4; Тит. 1:6—9).
9. Бүгүнки күндә ақсақалларниң бәзи вәзипилири немә?
9 Ақсақалларниң ишлири чачтин тола. Улар қизғин вәз ейтишта үлгә көрситиду (Тим. 2-х. 4:5). Улар җамаәт территориясидә вәз қилишни уюштуриду вә бизгә үнүмлүк вәз қилиш һәм тәлим беришни үгитиду. Шундақла улар рәһим-шәпқәтлик вә үз-хатирә қилмайдиған сотчилар. Бир қериндаш еғир гуна өткүзгән болса, ақсақаллар униң Йәһва Худа билән болған мунасивитини әслигә кәлтүришигә ярдәм беришкә күч чиқириду. Ақсақаллар җамаәтниң паклиғини сақлашқа тиришиду (Кор. 1-х. 5:12, 13; Гал. 6:1). Ақсақалларниң әң муһим вәзиписи — падини беқиш (Пет. 1-х. 5:1—3). Улар Муқәддәс китапқа асасланған нутуқларни ейтиду, җамаәттикиләр билән яхши тонушушқа тиришиду вә илһамландуруш үчүн қериндашларни йоқлайду. Бәзи ақсақаллар Ибадәт өйлирини қуруш вә асрашқа қатнишиду, конгрессларни уюштуриду вә Дохтурханилар билән алақилишиш комитетлири яки Бемарларни йоқлаш топлирида хизмәт қилиду. Ақсақаллар ғемимизни йәп, тәр төкүп әмгәк қилиду!
10. Тәр төкүп хизмәт қиливатқан ақсақаллиримизға немә үчүн миннәтдарсиз?
10 Йәһва Худа ақсақаллар бизгә убдан ғәмхорлуқ қилип, биз һечнемидин қорқуп титримәйдиғанлиғимизни алдин-ала ейтқан (Йәр. 23:4). Финляндиядә яшайдиған Джоаннаниң аписи еғир кесәлгә гириптар болғанда, у мошу сөзләрниң растлиғиға көз йәткүзгән. У мундақ дәйду: «Мән үчүн һис-туйғулиримни ипадиләш қийин. Лекин мән анчә яхши тонумиған бир ақсақал мени сәвирчанлиқ билән тиңшап, биллә дуа қилип, Йәһваниң мени сөйидиғанлиғини есимгә салған. Һәммә сөзлири есимдә йоқ, бирақ дәл шу пәйттә хатирҗәмликни сәздим. Йәһва Худа уни маңа ярдәм бериш үчүн дәл керәк вақитта әвәткәнлигигә ишинимән». Җамаитиңиздики ақсақаллар сизгә қандақ ярдәм бәргән?
11. Ақсақалларға разилиғимизни қандақ билдүрәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)
11 Йәһва Худа ақсақалларниң хизмити үчүн уларға чин жүрәктин рәхмәт ейтишимизни халайду (Сал. 1-х. 5:12, 13). Финляндиядә яшайдиған Хенриетта қериндишимиз мундақ дәйду: «Ақсақалларниң бизгә ярдәм беришкә тәйяр болғанлиғи уларниң вақти вә күчи бизниңкидин көп, һаятида һечқандақ қийинчилиқлар йоқлиғини билдүрмәйду. Бәзидә мән уларға: “Сизгә бирнәрсә дәй дегән, сиз әҗайип яхши ақсақал!”— дәп ейтимән». Түркийәдә яшайдиған Серай болса мундақ дәйду: «Хизмитини давамлиқ орунлаш үчүн ақсақалларға күч керәк. Шуңа, биз уларға открытка язсақ болиду, меһманға яки вәз қилишқа чақирсақ болиду». Сизму қайсибир ақсақалниң әмгиги үчүн разилиғиңизни билдүргиңиз келәмду? Шундақ болса, униңға рәхмәт ейтишниң мүмкинчилигини издәң (Кор. 1-х. 16:18).
Тәйинләнгән бурадәрләр давамлиқ хизмитини атқуралиши үчүн, уларға күч-мәдәт берәләйсиз (7, 11, 15-абзацларға қараң)
РАЙОНҒА ҖАВАПКАР АҚСАҚАЛЛАР БИЗНИ ИЛҺАМЛАНДУРИДУ
12. Әйса Мәсиһ җамаәтләрни мустәһкәмләш үчүн йәнә кимләрни бәргән? (Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8)
12 Әйса Мәсиһ җамаәттикиләргә ярдәм бериш үчүн йәнә башқа бурадәрләрни тәйинлигән. Әйсаниң йетәкчилигидә Йерусалимдики ақсақаллар җамаәтләрни зиярәт қилишқа Паул, Барнаба вә башқа бурадәрләрни әвәткән (Әлч. 11:22). Чүнки хизмәт ярдәмчилири билән ақсақалларға охшаш, уларму җамаәтләрни мустәһкәмлигән (Әлч. 15:40, 41). Бу бурадәрләр башқиларға тәлим бериш вә илһамландуруш үчүн қолайлиқ һаятидин баш тартқан. Бәзидә улар һәтта һаятини хәтәргә тиккән (Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8ни оқуң).
13. Районға җавапкар ақсақалларниң бәзи вәзипилири немә?
13 Районға җавапкар ақсақаллар җамаәтләрни зиярәт қилиш үчүн көп сәяһәт қилиду. Улар бәзи җамаәтләргә бериш үчүн йүзлигән километр йол жүриду. Районға җавапкар ақсақал һәр җамаәттә бирнәччә нутуқ ейтиду, илһамға муһтаҗ қериндашларни йоқлайду, пионерлар учришиши, ақсақаллар учришиши билән вәз хизмити үчүн учришишларни өткүзиду. У конгрессларни уюштуруп, нутуқларни ейтиду. Шундақла у пионерлар мәктивини өткүзүп, райондики пионерлар билән алаһидә учришишни уюштуриду. Буниңдин башқа, у Бәйтәлдин кәлгән башқа муһим вә бәзидә җиддий тапшуруқларни қилиду.
14. Районға җавапкар ақсақалларниң хизмитини немә үчүн қәдирләйсиз?
14 Районға җавапкар ақсақалларниң хизмитидин җамаәттикиләр қандақ пайда көриду? Түркийәдә яшайдиған бир бурадәр мундақ дәйду: «Һәрбир келип-кетишидин кейин мән қериндашлиримға техиму көп ярдәм бәргүм келиду. Уларниң һечқайсиси қоли бош әмәстәк яки мениң билән сөзлишишкә вақти йоқтәк тәсир қалдурмиди». Жуқурида тилға елинған Джоанна мундақ дәйду: «Мән районға җавапкар ақсақал билән вәзгә чиққанда, участкимда һечким болмиди. Лекин шу күнни һечқачан унтумаймән. Шу вақитта икки һәдәм башқа йәргә көчүп кәткәнликтин, уларни қаттиқ сеғинип жүрдүм. Униң билән сөзләшкәндин кейин қәдимкидәк йениклишип қалдим. У Йәһваға хизмәт қилиш үчүн бир-биримиздин жирақ яшаш вақитлиқ екәнлигини, җәннәттә болса мәңгү биллә болидиғанлиғимизни есимгә салди». Растинла, көпинчимиз бу қәдирлик бурадәрләрниң хизмити вә бизгә бәргән ярдими үчүн бәк миннәтдар (Әлч. 20:37—21:1).
15. а) Йоһанниң 3-хети 5—8гә мас районға җавапкар ақсақаллар үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (Рәсимгиму қараң.) ә) Тәйинләнгән бурадәрләрниң аяллирини немә үчүн қәдирлишимиз керәк вә буни қандақ қилалаймиз? («Аяллириниму унтумаң» дегән рамкиға қараң.)
15 Әлчи Йоһан Гайға җамаәткә кәлгән бурадәрләргә меһмандостлуқ көрситип, уларни «Худаға лайиқ һалда йолға» селишни ейтқан (Йоһанниң 3-хети 5—8ни оқуң). Буни қилишниң бир йоли — районға җавапкар ақсақални тамаққа чақириш. Шундақла у кәлгән һәптидә вәз учришишлириға қатнишалаймиз. Жуқурида тилға елинған Лесли миннәтдарлиқ билдүрүшниң йәнә бир усули тоғрилиқ ейтти: «Мән дуа қилип, Йәһвадин уларға керәклик нәрсиләрни беришини сораймән. Йәнә йолдишим иккимиз хәт йезип, уларниң бизгә қанчилик ярдәм бәргәнлигини ейтимиз». Есиңиздә болсунки, районға җавапкар ақсақалларниң җени төмүр әмәс, уларму гөш билән сүйәктин яритилған. Уларму ағрийду, ғәм қилиду, бәзидә көңли чүшүп кетиду. Иллиқ сөзлириңиз яки аддий соғиңиз һәтта уларниң дуасиға җавап болуши мүмкин (Пәнд н. 12:25).
БИЗ «ҺӘДИЙӘЛӘР СҮПИТИДӘ» ИНСАНЛАРҒА МУҺТАҖ
16. Пәнд-нәсиһәтләр 3:27-айәткә асасланғанда, бурадәрләр қандақ соаллар тоғрилиқ ойланса болиду?
16 Дуния йүзидики етиқатдашлиримиз җамаәткә ғәмхорлуқ қилидиған әр кишиләргә муһтаҗ. Сиз чөмдүрүлгән бурадәр болсиңиз, ярдәм берәләмсиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 3:27ни оқуң). Мәсилән, хизмәт ярдәмчиси болуш мәхситигә йетишкә тиришамсиз? Хизмәт ярдәмчиси болсиңиз, ақсақал болуп хизмәт қилишқа интиламсизc? Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә оқушни халайсиз дәйли. Буниң үчүн һаятиңизда бирәр нәрсини өзгәртәләмсиз? Бу мәктәптә оқуғандин кейин, сиз җамаәттә техиму көп вәзипиләрни атқуралайсиз. Әгәр буларни қилиш қолумдин кәлмәйду дәп ойлисиңиз, Йәһва Худаға дуа қилиң. Сизгә тапшурулған һәрқандақ вәзипини орунлалишиңиз үчүн, Униңдин муқәддәс роһни сораң (Луқа 11:13; Әлч. 20:28).
17. Әйсаниң көйүмчан вә сехий Падиша екәнлиги немидин көрүниду?
17 Әйса Мәсиһ шагиртлириға бу дунияниң ахириғичә улар билән биллә болидиғанлиғини вәдә қилған (Мәт. 28:20). У өз сөзидә туруп, бизгә «һәдийәләр сүпитидә инсанларни», йәни хизмәт ярдәмчилири билән ақсақалларни бәргән. Бизгә ғәмхорлуқ қилидиған қәбилийәтлик бурадәрләрни тәйинлигән көйүмчан вә сехий Падишайимиз Әйсаға интайин миннәтдармиз. Ундақта, бу тиришчан бурадәрлиримизниң әмгиги үчүн рәхмәт ейтишниң йоллирини издәйли. Худайимиз Йәһвағиму рәхмәт ейтишни унтумайли, чүнки «яхши һәм мукәммәл һәдийәләрниң һәммиси» Униңдин кәлгән (Яқуп 1:17).
31-НАХША Биз — Йәһва гувачилири
a Рәһбәрлик кеңәштики ақсақаллар, уларниң ярдәмчилири, филиал комитетиниң әзалири вә башқа тапшуруқларни орунливатқан бурадәрләрму «һәдийәләр сүпитидә инсанлар».
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.
c Хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болуп тәйинлиниш тоғрисида көпирәк биливелиш үчүн, «Күзитиш мунари» 2024-жил, ноябрь санидики «Бурадәрләр, хизмәт ярдәмчиси болуш мәхситиңлар барму?» вә «Бурадәрләр, ақсақал болуш мәхситиңлар барму?» дегән мақалиләргә қараң.