14-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
49-НАХША Йәһва — бизниң Панагаһимиз
«Кимгә хизмәт қилишни таллавелиңлар»
«Мән болсам һәм мениң өйүм Йәһваға хизмәт қилимиз» (ЙӘШУА 24:15).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Немә үчүн биз Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллидуқ?
1. Бәхитлик болушимиз үчүн немә қилиш керәк вә немишкә? (Йәшая 48:17, 18)
АСМАНДИКИ АТИМИЗ бизни қаттиқ яхши көриду. Шуңа У һазир вә келәчәктә бәхитлик яшишимизни халайду (Вәз 3:12, 13). У бизни бәзибир әҗайип хисләтләр билән яратқан. Лекин У бизгә Өз қәдәмлиримизни утуқлуқ басқидәк неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигини өзүмиз аҗриталайдиғандәк қабилийәт бәрмигән (Вәз 8:9; Йәр. 10:23). Биз Йәһва Худаға хизмәт қилсақ вә бойсунсақ, У бизниң һәқиқәтән бәхитлик болидиғанлиғимизни билиду (Йәшая 48:17, 18ни оқуң).
2. Шәйтан бизни немигә ишәндүргүси келиду, лекин Йәһва Худа немә қилған?
2 Шәйтан бизни Йәһва Худасиз бәхитлик яшап, өзүмизни өзүмиз башқуралайдиғанлиғимизға ишәндүргүси келиду (Ярит. 3:4, 5). Шәйтанниң ялған ейтқанлиғини дәлилләш үчүн, Йәһва Худа инсанийәткә бираз вақит өзлирини өзи башқурушқа рухсәт бәргән. Лекин буниң ақивети яхшилиққа елип кәлмигән. Амма Муқәддәс китапта Йәһва Худаға хизмәт қилип, бәхитлик болған нурғун әрләр вә аяллар тоғрилиқ йезилған. Уларниң бири Әйса Мәсиһ болған. Бу мақалидә немә үчүн Әйса Мәсиһ Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиғанлиғини биливалимиз. Шундақла Йәһваға немә үчүн хизмәт қилишни таллиғанлиғимизниң бәзи сәвәплирини көрүп чиқимиз.
ӘЙСА НЕМӘ ҮЧҮН ХУДАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШНИ ТАЛЛИҒАН?
3. Шәйтан Әйса Мәсиһкә немини тәғдим қилған вә Әйса немә қилған?
3 Әйса йәрдә болғанда кимгә хизмәт қилишни алдин-ала таллиған. Әйсаниң чөмдүрүлүшидин көп өтмәй, Шәйтан униңға: «Әгәр бир қетим маңа сәҗдә қилсаң, мән саңа йәрдики һәммә байлиқни беримән»,— дәп ейтқан. Шу чағда Әйса җававән: «Көзүмдин йоқал, Шәйтан! Чүнки Муқәддәс Язмиларда: “Худайиң Йәһваға сәҗдә қилғин вә пәқәт Униңға ибадәт қилғин” дәп йезилған»,— деди (Мәт. 4:8—10, ЙД). Немә үчүн Әйса шундақ қарар қилған? Келиңлар, буниң бәзибир сәвәплирини көрүп чиқайли.
4, 5. Әйсаниң Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиғанлиғиниң қандақ сәвәплири бар?
4 Әйса немә үчүн Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиған? Чүнки у Атисини чин дилидин яхши көриду вә уларниң мунасивити интайин йеқин (Йоһ. 14:31). Буниңдин башқа, Әйса Йәһва Худаға хизмәт қилишниң тоғра екәнлигини чүшәнгән (Йоһ. 8:28, 29; Вәһ. 4:11). У Йәһваниң һәқиқәт һәм һаятниң мәнбәси екәнлигини вә мол яхшилиқларни беридиғанлиғини билиду (Зәб. 33:4; 36:9; Яқуп 1:17). Йәһва Худа дайим Әйсаға һәқиқәтни ейтқан вә униңдин һечбир яхшилиғини айимиған (Йоһ. 1:14). Шәйтан болса, инсанийәткә гуна вә өлүмни бәргән. У ачкөз вә өзини яхши көридиған ялғанчи (Йоһ. 8:44). Әйса кимниң ким екәнлигини билип турғанлиқтин, Шәйтанни әмәс, Йәһва Худани үлгә қилишни халиған (Флп. 2:5—8).
5 Әйсаниң Йәһва Худаға хизмәт қилғанлиғиниң йәнә бир сәвәви — у садиқ хизмәт қилишниң нәтиҗиси қандақ болидиғанлиғини билгән (Ибр. 12:2). Әйса садиқ болуп қалса, у Атисиниң исмини шәрәпләйдиғанлиғини вә инсанийәтни гуна вә өлүмдин азат қилидиғанлиғини чүшәнгән.
НЕМӘ ҮЧҮН БИЗ ЙӘҺВАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШИМИЗ КЕРӘК?
6, 7. Немишкә бүгүн нурғунлири Худаға хизмәт қилмайду, лекин немә үчүн У бизниң ибадәт қилишимизға лайиқ?
6 Бүгүнки күндә нурғунлири Йәһва Худаниң әҗайип хисләтлирини вә уларға қилған яхшилиқлирини билмигәнликтин, Униңға хизмәт қилмайду. Шуниңға охшаш, афинилиқлар Худани тонумиғанлиқтин, әлчи Паул уларға вәз қилғанда, уни тиңшимиған (Әлч. 17:19, 20, 30, 34).
7 Әлчи Паул тиңшиғучиларға Худа «һәммигә һәм һаятлиқ, һәм нәпәс, һәм барлиқ нәрсини бәрмәктә» дәп чүшәндүргән. Кейин у давамлаштуруп: «Униң арқисида һәм яшаймиз, һәм һәрикәт қилимиз, һәм моҗутмиз»,— дегән. «У һәрқандақ хәлиқләрни йәр йүзидә яшиши үчүн бәрпа қилди», шуңа Йәһва Худа хизмәт қилишимизға лайиқ (Әлч. 17:25, 26, 28).
8. Йәһва Худа немә қилмайду? Чүшәндүрүп бериң.
8 Йәһва Худа Яратқучи вә Аләмниң һөкүмрани болғанлиқтин, У бизни Өзигә хизмәт қилишқа зорлиса болатти. Лекин У һечқачан ундақ қилмайду. Әксичә, Тәңримиз Өзиниң бар екәнлигини вә һәрбиримизни бәк яхши көридиғанлиғини дәлилләп келиватиду. Худайимиз мүмкинқәдәр көп адәмләр Униң билән мәңгү дост болушини халайду (Тим. 1-х. 2:3, 4). Шуңа Йәһва Худа бизгә Өз нийити вә келәчәктә инсанийәткә қандақ яхшилиқларни қилидиғанлиғи тоғрилиқ башқиларға вәз қилишни үгитиду (Мәт. 10:11—13; 28:19, 20). Шундақла У бизгә җамаәтни вә көйүмчан ақсақалларни бәрди (Әлч. 20:28).
9. Йәһваниң муһәббити немидин көриниду?
9 Йәһва Худа һәтта Униңға ишинишни халимайдиғанлардин яхшилиғини айимай, Өзиниң зор меһир-муһәббитини көрситиватиду. Ойлап көрүң: миң жиллар бу ян нурғунлиған адәмләр Йәһваға бойсунушниң орниға өзлири немә тоғра, немә натоғра екәнлигини қарар қилип келиватиду. Шундақ болсиму, Йәһва Худа уларға бәхитлик яшиши үчүн һәммә нәрсини меһрибанлиқ билән бериватиду (Мәт. 5:44, 45; Әлч. 14:16, 17). Достлиримиз, аилилик болуп пәрзәнт көрүшимиз, ишләп һаяттин һөзүр көрүшимиз — Йәһва Худаниң бизгә бәргән соғиси (Зәб. 127:3; Вәз 2:24). Буларниң һәммиси асмандики Атимиз адәмләрни яхши көридиғанлиғини дәлилләйду (Чиқ. 34:6). Һазир болса, Йәһва Худаға немә үчүн хизмәт қилишни таллиғанлиғимизни вә У бизни қандақ бәрикәтләйдиғанлиғини әскә алайли.
НЕМӘ ҮЧҮН ЙӘҺВА ХУДАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШНИ ТАЛЛИДУҚ
10. а) Немә үчүн Йәһва Худаға хизмәт қилимиз? (Мәтта 22:37) ә) Йәһваниң кәчүрүмчанлиғиға сиз немә үчүн миннәтдар? (Зәбур 103:13, 14)
10 Йәһваға хизмәт қилишимизниң муһим сәвәви — Әйса Мәсиһкә охшаш, бизму Уни җан-дилимиз билән яхши көримиз (Мәтта 22:37ни оқуң). Йәһваниң әҗайип хисләтлирини билгәнсири, Униңға техиму йеқинлишимиз. Мәсилән, У бизни кәчүрүшкә тәйяр. Исраил хәлқи Йәһва Худаға бойсунмиғанда, У уларға: «Илтимас, һәрқайсиңлар нуқсанлиқ йоллириңлардин [қайтиңлар]»,— дәп ейтқан (Йәр. 18:11). У бизниң топа екәнлигимизни әстә тутиду (Зәбур 103:13, 14ни оқуң). Йәһваниң кәчүрүмчанлиғи вә башқа әҗайип хисләтлири тоғрисида ойланғанда, бу сизни Униңға мәңгү хизмәт қилишқа дәвәт қилмамду?
11. Асмандики Атимизға хизмәт қилишни таллиғанлиғимизниң бәзибир сәвәпләр қандақ?
11 Биз Йәһва Худаға хизмәт қилиш нийитимизниң әң яхши қарар екәнлигини чүшәндуқ (Мәт. 4:10). Униңдин башқа, Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилсақ, буниң нәтиҗиси қандақ болидиғанлиғини билимиз. Йәһваға садиқ хизмәт қилғинимизда, Униң исмини мәдһийиләп, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлаймиз вә асмандики Атимизниң жүригини хошал қилимиз. Әгәр бүгүнки күндә Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллисақ, биз Униңға мәңгү хизмәт қилалаймиз (Йоһ. 17:3).
12, 13. Джейн вә Пэмниң мисалидин немини үгәндуқ?
12 Һәтта балиларму Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитини риваҗландуралайду. Бу муһәббәт жилдин жилға техиму күчлүк болиду. Джейн вә Пэмa дегән ача-сиңилларниң мисалини көрүп чиқайли. Улар Муқәддәс китап үгинишини башлиғанда, Джейнға 11 яш, Пэмға 10 яш болған. Уларниң ата-анилири һәқиқәткә қизиқмиған. Әгәр улар аилиси билән чиркоға барса, шу чағдила ата-аниси уларға Муқәддәс китапни үгинишкә рухсәт қилатти. Джейн мундақ дәйду: «Йәһва гувачилири маңа Муқәддәс китаптин үгәткәнлири тәңдашлиримниң нәшә чекип, әхлақсизлиқ қилиш бесимиға қарши турушқа ярдәм бәрди».
13 Жиллар өтүп, шу икки қиз чөмдүрүлүштин өтти. Кейинирәк иккилисиму пионер болуп хизмәт қилғач, яшанған ата-анилириға қариди. Өткән һаятиға қарап, Джейн мундақ дәйду: «Йәһва Худа Өзиниң садақәтмән достлирини һечқачан ташлимайдиғанлиғиға көзүм йәтти. Буни Тимотийға 2-хәт 2:19 испатлайду: “Йәһва Униңға мәнсүпләрни билиду” ». Йәһва Худаниң Уни яхши көрүп, Униңға садиқ хизмәт қилидиғанларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға қилчиму гуман қилмайли!
14. Бизниң сөзимиз вә иш-һәрикәтлиримиз Йәһва Худаниң исмини ақлашқа қандақ ярдәм бериду? (Рәсимләргиму қараң.)
14 Биз адәмләрниң Йәһва Худа тоғрилиқ һәқиқәтни билишини халаймиз. Сизниң меһрибан, мәрт вә кәчүрүмчан җан достуңиз бар дәйли. Бир күни достуңизниң яман вә инсапсиз екәнлиги тоғрилиқ аңлап қалсиңиз, немә қилаттиңиз? Әлвәттә, уни ақлаттиңиз. Шуниңға охшаш, Шәйтан Йәһва Худаниң нам-абройиға дағ кәлтүргәнликтин, биз Йәһва тоғрилиқ һәқиқәтни ейтип, Униң исмини қизғин қоғдаймиз (Зәб. 34:1; Йәшая 43:10). Биз Йәһва Худаға бар вуҗудимиз билән хизмәт қилишни халайдиғанлиғимизни гәп-сөзлиримиз вә иш-һәрикәтлиримиз билән көрситимиз.
Сиз Йәһва Худаниң исмини ақлаватамсиз? (14-абзацқа қараң)b
15. Әлчи Паул һаятини өзгәрткәндә, қандақ бәрикәтләргә еришкән? (Филипиликләргә 3:7, 8)
15 Йәһва Худани хошал қилип, Униңға көпирәк хизмәт қилиш үчүн биз һаятимизни өзгәртишкә тәйяр. Мәсилән, әлчи Паул Мәсиһниң шагирти болуп, Йәһва Худаға хизмәт қилиш үчүн хәлиқ алдидики нам-абройидин баш тартқан (Гал. 1:14). Нәтиҗидә, у мәналиқ һаят кәчүрүп, Әйса билән асманда һакимдарлиқ қилиш мукапитиға еришкән. Паул Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиғанлиғиға һеч пушайман қилмиған, бизму һечқачан пушайман қилмаймиз (Филипиликләргә 3:7, 8ни оқуң).
16. Джулияниң мисалидин немигә үгәнсәк болиду? (Рәсимләргиму қараң.)
16 Әгәр Йәһва Худаға хизмәт қилишни һаятимизда биринчи орунға қойсақ, У бизни бәрикәтләйду. Джулия қериндишимизниң мисалини көрүп чиқайли. Джулия кичигидин чиркосида нахша ейтатти. Униң қабилийитини бир нахшичи байқап, уни операда нахша ейтишқа үгитишни башлиған. Көп өтмәй Джулия атақлиқ болуп, чоң концертларни бәргән. Музыкилиқ академиядә оқуп жүргән вақтида бир студент униңға Худа тоғрилиқ һәқиқәтни вә Униң исми Йәһва екәнлигини ейтти. Шундақ қилип, Джулия һәптисидә икки қетим Муқәддәс китап үгинишини башлиди. Ахирида у Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллап, нам-атақтинму, мәнсәптинму баш тартти. Шундақ қарарға келиш оңай болмиғанлиғини ейтип, Джулия мундақ дәйду: «Худа бәргән талантни қолланмисаң, бу наданлиқ болиду дәп ейтқанлар көп болди. Лекин мән һаятимни пүтүнләй Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлидим». 30 жил бурун қилған қарари тоғрилиқ һазир у немә дәйду? «Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиғанлиғимдин мән интайин бәхитлик, чүнки келәчәктә У чоқум жүригимдики арманлиримни толуғи билән орунлайду» (Зәб. 145:16).
Һаятимизда Йәһва Худаға хизмәт қилиш әң муһим орунда болса, бәхитлик вә мәналиқ һаят кәчүримиз (16-абзацқа қараң)c
ЙӘҺВА ХУДАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШНИ ТОХТАТМАҢ
17. Вақитниң аз қалғанлиғи Йәһваға хизмәт қилидиғанлар вә қилмайдиғанлар үчүн немини билдүриду?
17 Биз ахирқи күнләрниң ахирида яшаватимиз. Әлчи Паул мундақ дәп язған: «Чүнки йәнә “азирақла вақит” вә “Кәлгүчи келиду һәм кечикмәйду” » (Ибр. 10:37). Бу немини билдүриду? Техи Йәһва Худа тәрәптә турмиғанлар үчүн Униңға хизмәт қилишни башлашқа интайин аз вақит қалди. Шуңа улар тез һәрикәт қилиши зөрүр (Кор. 1-х. 7:29). Йәһва Худаға хизмәт қилидиған кишиләргә болса, Паулниң сөзлири илһам бериду. Чүнки уларниң тартиватқан азап-оқубәтлири азғинә вақиттин кейин пүтиду.
18. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ бизниң немә қилишимизни халайду?
18 Әйса адәмләрни униң шагирти болушқа вә давамлиқ униң кәйнидин әгишишкә дәвәт қилған (Мәт. 16:24). Әгәр биз Худаға нурғунлиған жиллар бойи хизмәт қилип келиватқан болсақ, қолумизни чүшәрмәй, давамлиқ хизмәт қиливерәйли. Йәһва Худа биз таллиған мошу хизмәтни давамлиқ атқурушимизни халайду. Бу оңай болмисиму, бу хизмәттә нурғун бәрикәтләргә еришимиз вә бәхитлик болимиз (Зәб. 35:27).
19. Джонниң мисалидин немигә үгинимиз?
19 Бәзибирлири: «Йәһва Худаға хизмәт қилсам, көп нәрсиләрдин қуруқ қалимән»,— дәп ойлайду. Яшлар, силәрму шундақ ойламсиләр? Силәргиму Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиған адәм көп нәрсидин қуруқ қалғандәк көрүнәмду? Джон исимлиқ яш бурадәр мундақ дәйду: «Йәһва гувачиси болсам, оюн-тамашилардин қуруқ қалимән дәп ойлаттим. Мән қатарлиқ яшлар олтиришларға бериш, муһәббәтлишиш яки зораван видеоларни көрүш билән һузурлиниватқанда, мән вақтимни вәз хизмитидә вә учришишларда өткүзәттим». Бу Джонға қандақ тәсир қилди? «Мән тәңдашлиримға қошулуп, яман ишларни қилишқа башлидим. Буни һечким билмигән. Бешида хошал-хорам жүргәндәк туюлди. Бирақ бу узаққа созулмиди. Аста-аста Муқәддәс китапта ейтилғанларға қулақ селишниң пайдиси һәққидә ойлинишқа башлидим. Андин Йәһва Худаға бар вуҗудум билән хизмәт қилай дәп қарар қилдим. Шу вақиттин тартип Йәһва Худа һәрбир дуайимға җавап берип келиватиду».
20. Қараримизда чиң туруш үчүн немә қилсақ болиду?
20 Зәбур язғучиси Йәһвани мәдһийиләп: «Сән таллиған һәм Өзәңгә йеқинлаштурған кишилириң нәқәдәр бәхитликтур! Улар Сениң һойлаңда яшайду»,— дәп нахша ейтқан (Зәб. 65:4). «Мән болсам һәм мениң өйүм Йәһваға хизмәт қилимиз»,— дегән Йәшуадин үлгә елип, Йәһва Худаға хизмәт қилиш қараримизда чиң турайли (Йәшуа 24:15).
27-НАХША Йәһва тәрәптә туруңлар
a Бәзи исимлар өзгәртилгән.
b СҮРӘТТӘ: Бир топ адәм конгресс өтидиған залниң алдида Гувачиларни яманлап, вақириватиду. Уларниң қешидин бир аял өтүватиду. Кейин у әдәбиятлар қол һарвусиниң қешиға келип, қериндашлардин һәқиқәт тоғрилиқ биливатиду.
c СҮРӘТТӘ: Бу сүрәтләр Йәһваға хизмәт қилишни биринчи орунға қоюш үчүн Джулияниң һаятида немиләрни өзгәрткәнлигини тәсәввур қилишқа ярдәм бериду.