26-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
Һәммини билмәйдиғанлиғиңизни кәмтәрлик билән етирап қилиң
«Худа байлиғиниң һәм даналиғиниң, һәм илиминиң чәксиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмлиригә әқил йәтмәслик һәм Униң йоллирини тәтқиқ қилалмаслиқ нәқәдәрдур!» (РИМ. 11:33).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Алдимизда немә болидиғанлиғини билмигәндиму, өзүмиз билидиған нәрсиләр тоғрилиқ ойлинип, Йәһва Худаға таянсақ, биз қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәләймиз.
1. Йәһва Худа бизни қандақ қабилийәтләр билән яратқан вә немә үчүн?
ЙӘҺВА ХУДА бизни ойлиниш, йеңи нәрсиләрни үгиниш вә үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә қоллиниш қабилийити билән яратқан. У бизни немә үчүн шундақ әҗайип яратқан? Чүнки Йәһва Худа бизниң тоғра билимгә асасланған дана қарарларни чиқирип, Униңға хизмәт қилишимизни халайду (Пәнд н. 2:1—5; Рим. 12:1).
2. а) Биз немини етирап қилишимиз керәк? (Римлиқларға 11:33) (Рәсимгиму қараң.) ә) Һәммини билмәйдиғанлиғимизни етирап қилишниң қандақ пайдиси бар?
2 Худайимиз Йәһва бизни нурғун йеңи нәрсиләрни үгиниш қабилийити билән яратқан болсиму, биз көп нәрсиләрни билмәймиз (Римлиқларға 11:33ни оқуң). Аюп пәйғәмбәрниң мисалини көрүп чиқайли. Йәһва Худа униңға у нурғун нәрсиләрни билмәйдиғанлиғини тонуп йетишигә ярдәм бәргән көп соалларни қойған. Шу чағда Аюп кәмтәр болуп, ой-пикрини өзгәртиши керәклигини чүшәнгән (Аюп 42:3—6). Бизму һәммини билмәйдиғанлиғини етирап қилсақ, буниң пайдисини көримиз. Кәмтәр болсақ, Йәһва Худаниң бизгә тоғра қарарларни чиқиришимизға керәклик һәммә нәрсини мәлум қилидиғанлиғиға ишинимиз (Пәнд н. 2:6).
Аюптин үлгә елип, бәзи нәрсиләрни билмәйдиғанлиғимизни етирап қилиш бизгә пайда әкелиду (2-абзацқа қараң)
3. Бу мақалидә биз немиләрни муһакимә қилимиз?
3 Бу мақалидә биз өзүмиз билмәйдиған бәзи нәрсиләрни вә уларни билмигәнликтин қандақ қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғимизни муһакимә қилимиз. Шундақла уларни билмигәнлигимиз бизгә қандақ пайда әкелидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Буларни муһакимә қилғанда билимләрдә мукәммәл Йәһваниң бизгә керәклик һәммә нәрсини ейтидиғанлиғиға ишәнчимиз камил болиду (Аюп 37:16).
БУ ДУНИЯНИҢ АХИРИ ҚАЧАН КЕЛИДИҒАНЛИҒИНИ БИЛМӘЙМИЗ
4. Мәтта 24:36-айәткә асасән биз немини билмәймиз?
4 Мәтта 24:36ни оқуң. Биз бу заманниң ахири қачан келидиғанлиғини билмәймиз. Һәтта Әйса Мәсиһму йәрдә болғанда, шу «күн яки саатни» билмигәнa. Кейинирәк у әлчилиригә пәқәт Йәһва Худаниң айрим вақиәләрниң қачан йүз беридиғанлиғини қарар қилиш һоқуқи барлиғини ейтқан (Әлч. 1:6, 7). Йәһва бу дуния қурулуминиң ахири келидиған күнни бәлгүләп қойған болсиму, буниң дәл қачан болидиғанлиғини биләлмәймиз.
5. Бу дуния ахириниң қачан келидиғанлиғини билмигәнлигимиз бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
5 Биз бу дунияниң ахири кәлгичә қанчә вақит күтишимиз керәклигини билмәймиз. Шуңа болупму Йәһваниң күнини бираз вақит күтүп кәлгән болсақ, сәвирчанлиғимизни йоқитишимиз яки чүшкүнлүккә чүшүшимиз мүмкин. Шундақла уруқ-туққанлиримиз яки башқилар бизни заңлиқ қилғанда үмүтсизлинишимиз мүмкин (Пет. 2-х. 3:3, 4). Бу дуния ахириниң қачан келидиғанлиғини ениқ билсәк, заңлиққа қаримастин бу күнни күтүш асанирақ болатти дәп ойлишимиз мүмкин.
6. Бу дунияниң ахири келидиған күнни билмәйдиғанлиғимиз немә үчүн яхши?
6 Йәһва Худа бизгә бу дуния ахириниң қачан келидиғанлиғини ейтмиған. Шуңа биз Уни чин дилимиздин яхши көрүп, Униңға таянғанлиқтин хизмәт қиливатқанлиғимизни испатлалаймиз. Биз Йәһваға пәқәт бу дунияниң ахириғичә әмәс, мәңгү хизмәт қилишни халаймиз. Шуңа «Йәһваниң күни» қачан келидиғанлиғи тоғрилиқ ойлашниң орниға, у кәлгәндин кейин йүз беридиған яхши нәрсиләр тоғрилиқ көпирәк ойлайли. Шундақ қилсақ, Йәһва Худаға техиму йеқинлишип, Униңға тайинимиз вә Униң көңлини хошал қилидиған ишларни қилалаймиз (Пет. 2-х. 3:11, 12).
7. Биз немиләрни билимиз?
7 Биз өзүмиз билидиған нәрсиләр тоғрилиқ ойлишимиз муһим. Мәсилән, ахирқи күнләрниң 1914-жили башланғанлиғини билимиз. Муқәддәс китапта буни дәлилләйдиған пәйғәмбәрлик сөзләр йезилған. Шундақла у йәрдә 1914-жилдин башлап дунияниң әһвали қандақ болидиғанлиғи тоғрилиқ нурғун тәпсилатлар бар. Шу сәвәптин, «Йәһваниң улуқ күни йеқин» екәнлигигә ишинимиз (Зәф. 1:14). Биз Йәһваниң немә қилишимизни халайдиғанлиғиниму билимиз. У бизниң мүмкинқәдәр көпирәк адәмләргә «Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни» ейтип беришимизни халайду (Мәт. 24:14). Һазир бу хуш хәвәр 1000дин ошуқ тилда тәхминән 240 дөләттә ейтилмақта. Қизғинлиқ билән вәз қилиш үчүн бизгә шу күнни вә саатни билишниң һаҗити йоқ.
БИЗ ЙӘҺВАНИҢ НЕМӘ ҚИЛИДИҒАНЛИҒИНИ БИЛМӘЙМИЗ
8. «Тәңриниң ишлири» дегән сөз-ибарә немини билдүриду? (Вәз 11:5)
8 Биз «Тәңриниң ишлирини пүтүнләй» биләлмәймиз (Вәз 11:5ни оқуң). Бу сөз-ибарә Йәһва Худаниң Өз ирадисини орунлаш үчүн қилған яки У йол бәргән ишларни билдүриду. Йәһваниң бирәр ишқа йол қойғанлиғиниң сәвәплирини яки у бизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини билмәймиз. Муқәддәс китапта «Тәңриниң ишлирини» билмәслик балиниң қосақта қандақ өскәнлигини билмәслик билән селиштурулған (Зәб. 37:5). Балиниң қосақта қандақ тәрәққий етидиғанлиғини һәтта алимларму ахириғичә чүшәнмәйду. Дәл шуниңға охшаш, бизму Йәһваниң қандақ иш-һәрикәт қилидиғанлиғини ахириғичә чүшинәлмәймиз.
9. Йәһваниң дәл қандақ ярдәм беридиғанлиғини билмигәнликтин, қандақ һис-туйғуда болушимиз мүмкин?
9 Йәһва Худаниң бизгә дәл қандақ ярдәм беридиғанлиғини билмигәнликтин, қандақ қарар чиқиришни билмәй қалидиғандимиз. Мәсилән, көпирәк хизмәт қилиш үчүн һаятимизни аддийлаштуруштин яки вәз ейтқучилар аз йәргә көчүп беришқа иккилинип қелишимиз мүмкин. Шундақла роһий мәхсәтлиримизгә қол йәткүзәлмисәк яки хизмитимиз нәтиҗисиз көрүнсә, йә болмиса, тәшкилаттики қандақту бир иш илгири басмиса, дәрру Йәһва Худаниң разилиғидин айрилип қалдуқ дәп әнсиришимиз еһтимал.
10. Йәһваниң дәл немини қилидиғанлиғини билмигәнликтин, қайси хисләтни яхширақ риваҗландуралаймиз?
10 Йәһва Худаниң дәл қандақ һәрикәт қилидиғанлиғини билмигәнликтин, бизгә кәмтәрликни риваҗландуруш муһим. Шундақла биз Йәһваниң һәрқачан неминиң әң яхши екәнлигини билидиғанлиғини чүшинимиз (Йәшая 55:8, 9). Буниңдин башқа, биз һәммини Йәһваниң қолиға тапшуруп, Униң һәммә ишларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинимиз. Биз вәз хизмитидә яки тәшкилаттики башқа бир ишта утуққа еришкәндә, һәммә шан-шәрәпни Йәһва Худаға беримиз (Зәб. 127:1; Кор. 1-х. 3:7). Бәзи нәрсиләр биз күткәндәк болмисиму, Йәһва Худаниң һәммини билидиғанлиғини унтумаймиз (Йәшая 26:12). Биз қолумиздин келидиғанни қилип, Йәһваниң һәрдайим ярдәмгә келидиғанлиғини билимиз. Һәтта Йәһва қедимий заманда қилғандәк мөҗүзиләрни һазир қилмисиму, Униң бизгә чоқум йол-йоруқ көрситидиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Әлч. 16:6—10).
11. Биз қандақ муһим нәрсиләрни билимиз?
11 Биз Йәһваниң көйүмчан, адаләтлик вә дана Худа екәнлигини билимиз. У бизни Униңға садиқ хизмәт қилғанлиғимиз вә қериндашларға ярдәм бәргәнлигимиз үчүн интайин қәдирләйду. Билгинимиздәк Йәһва Худа садиқ хизмәтчилирини зор мукапатқа ериштүриду (Ибр. 11:6).
БИЗ ӘТӘ НЕМӘ БОЛИДИҒАНЛИҒИНИ БИЛМӘЙМИЗ
12. Яқуп 4:13, 14-айәтләргә мас биз немини билмәймиз?
12 Яқуп 4:13, 14ни оқуң. Һечбиримиз әтә биз билән немә болидиғанлиғини билмәймиз. Биз өзүмиз күтмигән яки башқуралмайдиған вәзийәтләргә учришимиз мүмкин (Вәз 9:11). Шуңа планлиримизниң утуқлуқ болидиған-болмайдиғанлиғини вә һәтта уларни әмәлгә ашуруш үчүн һаят болидиған-болмайдиғанлиғимизни билмәймиз.
13. Келәчәктә немә болидиғанлиғини билмигәчкә, қандақ һис-туйғуда болушимиз мүмкин?
13 Бәлким келәчәктә немә болидиғанлиғини ениқ билмигәнлигимиз биз үчүн қийин болидиғанду. Немә үчүн? Әгәр қайта-қайта шу тоғрилиқ ғәм-тәшвиш қилсақ, хошаллиғимиздин айрилишимиз мүмкин. Һаятимиз күтмигән йәрдә өзгирип кәткәндә яки еғир қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, көңлүмиз йерим болуп кетәр. Йә болмиса, бәзи нәрсиләр ойлиғинимиздәк болмиса, көңлүмиз чүшиши еһтимал (Пәнд н. 13:12).
14. Һәқиқәтән бәхитлик болушимиз үчүн немә қилишимиз керәк? (Рәсимләргиму қараң.)
14 Һаятимизда мәйли немә йүз бәрсун, асмандики Атимизға биз Уни яхши көргәнликтин хизмәт қиливатқанлиғимизни испатлаймиз. Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, Йәһва Худа бизни һәрбир қийинчилиқтин қутулдурмайду вә һаятимизда немә болидиғанлиғини алдин-ала бәлгүлимәйду. Келәчәктә немә болидиғанлиғини билмисәкму, Худа бизниң бәхитлик болалайдиғанлиғимизни билиду. Худадин йол-йоруқ издәп, Униңға бойсунсақ, һәқиқәтән бәхитлик болалаймиз (Йәр. 10:23). Қарарларни чиқарғанда Йәһваға таянсақ, биз худди мундақ дегәндәк болимиз: «Әгәр Йәһва халиса һәм аман болсақ, уни яки буни қилимиз» (Яқуп 4:15).
Әгәр Йәһвадин йол-йоруқ издәп Униңға бойсунсақ, У чоқум бизни қоғдайду (14, 15-абзацларға қараң)b
15. Биз келәчәк тоғрилиқ немини билимиз?
15 Һәр күни немә болидиғанлиғини билмисәкму, Йәһва Худаниң бирлиригә асманда, бирлиригә йәрдә мәңгү һаятни вәдә қилғанлиғини билимиз. Худайимизниң һәрқачан Өз сөзидә туридиғанлиғиға вә Униңға һечким кашила болалмайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Тит. 1:2). У Өзи мундақ дегән: «Мән ахирида немә болидиғанлиғини бешидила бәшарәт беримән, кәлгүсидики ишларни узун заман илгири алдин ейтимән». У қедимда ейтқан пәйғәмбәрлик сөзләр орунланғандәк, Униң келәчәккә болған вәдилириму чоқум әмәлгә ашиду (Йәшая 46:10, ЙД). Һечнәрсә бизни «Худайимизниң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду» (Рим. 8:35—39). У бизгә қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришимиз үчүн керәклик даналиқ вә күч бериду. Худайимиз Йәһва бизгә яр-йөләк болуп, бәрикәт беридиғанлиғи сөзсиз (Йәр. 17:7, 8).
ЙӘҺВАНИҢ БИЗНИ ҚАНЧИЛИК ЯХШИ БИЛИДИҒАНЛИҒИНИ АХИРИҒИЧӘ ЧҮШИНӘЛМӘЙМИЗ
16. Зәбур 139:1—6 айәтләргә асасланғанда, Йәһва Худа сиз тоғрилиқ немиләрни билиду?
16 Зәбур 139:1—6ни оқуң. Яратқучимиз ой-пикримизни вә һис-туйғулиримизни толуқ чүшиниду. У һәтта техи ағзимиздин чиқмиған көңүл сөзүмизни билиду. У һәммә иш-һәрикәтлиримизни көрүп, һәтта нийитимизниму билиду. Давут падиша ейтқандәк, Һәммигә Қадир Худайимиз һәрқачан бизгә ярдәм беришкә тәйяр. Асман билән йәрни яратқан Егимиз һәрбиримизгә көңүл бөлгәнлиги немә дегән әҗайип, шундақ әмәсму?! Давут падиша: «Мени шундақ билишиң таң қаларлиқ нәрсә, бу мениң чүшинишимдин артуқ нәрсә»,— дегән (Зәб. 139:6).
17. Йәһваниң бизни яхши билидиғанлиғиға ишиниш немә үчүн қийин болуши мүмкин?
17 Аилидики әһвал, мәдәнийитимиз яки бурундин башлап ишинип кәлгән нәрсиләр сәвәвидин, Йәһвани бизгә көңүл бөлидиған көйүмчан Атидәк көрүш қийин болуши мүмкин. Бәлким, өтмүштә өткүзгән хаталиқлириңиз сәвәвидин, Йәһва Худа мән билән дост болушни халимайду вә У мениңдин жирақ дәп ойлайдиғандимиз. Гәрчә Давутму шундақ ойларға берилип, роһи чүшкән (Зәб. 38:18, 21). Әхлақсиз һаят кәчүрүватқан вә Худаниң көңлини хошал қилиш үчүн өзгиришкә тиришиватқан киши шундақ ойлиши мүмкин: «Әгәр Худа мени һәқиқәтән чүшәнсә, немә үчүн мени һазирқидәк қобул қилмай, тәбиитимниң өзгиришини халайду?»
18. Йәһваниң бизни өзүмиздин яхши билидиғанлиғини чүшиниш немә үчүн муһим? (Рәсимләргиму қараң.)
18 Йәһва Худа бизни өзүмиздинму яхши билидиғанлиғиға гуманланмисақ болиду. У биздә башқилар көрмәйдиған яхши нәрсиләрни көриду. У бизниң хаталиқлиримизни көрсиму, бәрибир бизни сөйиду. Чүнки Йәһва бизниң немә үчүн шундақ қилғанлиғимизни яки ейтқанлиғимизни чүшиниду (Рим. 7:15). У бизниң немигә қол йәткүзәләйдиғанлиғимизни вә қандақ адәм болалайдиғанлиғимизни билиду. Буни чүшәнсәк, давамлиқ Худаға хошаллиқ билән садиқ хизмәт қилалаймиз.
Йәһва Худа кәлгүсидики әҗайип вәдиләргә болған ишәнчимизни күчәйтишимизгә ярдәм бериду (18, 19-абзацларға қараң)c
19. Биз немигә гуман қилмаймиз?
19 «Худа Өзи — меһир-муһәббәттур». Биз бу сөзләргә қилчиму гуман қилмаймиз (Йоһ. 1-х. 4:8). Йәһва Худа бизни яхши көргәнликтин вә бәхитлик һаят кәчүрүшимизни халиғанлиқтин, бизгә көрсәтмиләрни бериду. У бизниң мәңгү яшишимизни халайду вә биз үчүн төләм қурбанлиғини бәргән. Әйса Мәсиһ биз үчүн өлгәнликтин, хаталиқлиримизға қаримастин биз Йәһва Худаниң жүригини хошал қилип, Униңға хизмәт қилалаймиз (Рим. 7:24, 25). Һә, «Худа бизниң жүригимиздин улуқ вә һәммини билиду» (Йоһ. 1-х. 3:19, 20). Йәһва биз тоғрилиқ һәммини билиду вә Униң ирадисини орунлаш қолумиздин келидиғанлиғиға ишиниду.
20. Өзүмиз билмәйдиған нәрсиләр тоғрилиқ ғәм-әндишә қилмаслиғимизға немә ярдәм бериду?
20 Йәһва Худа бизгә керәклик һәммә нәрсиләрни ейтип бериду. Шуңа өзүмиз билмәйдиған нәрсиләр тоғрилиқ ғәм-әндишә қилмай, пәқәт һәқиқәтән муһим нәрсиләргә диққәт ағдуралаймиз. Шундақ қилсақ, биз кәмтәр екәнлигимизни вә Йәһва Худаға пүтүнләй ишинидиғанлиғимизни көрситимиз. Гәрчә һазир бәзи нәрсиләрни чүшәнмисәкму, Йәһва Худа бизни мәңгү йеңи нәрсиләргә үгитиду (Аюп 36:4). Улуқ Яратқучимиз тоғрилиқ дайим йеңи нәрсиләрни үгинәләйдиған вақитни тақәтсизлик билән күтимиз (Вәз 3:11).
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
b СҮРӘТЛӘРДӘ: Дадиси билән оғли тәбиий апәткә тәйярлиниш үчүн сумкиға керәклик нәрсиләрни жиғиватиду.
c СҮРӘТТӘ: Қийинчилиқларға дуч кәлгән бурадәр йеңи дуниядики әҗайип һаят тоғрилиқ ойлиниватиду.