9-ноябрь, йәкшәнбә
Қорқма сән (Дан. 10:19).
Җасарәтни йетилдүрүш үчүн немә қилишимиз керәк? Ата-анимиз бизни җасарәтлик болушқа үндиши мүмкин, бирақ улар бу пәзиләтни бизгә мирас қалдуралмайду. Җасарәтлик болуш худди йеңи бир һүнәрни үгәнгәнгә охшайду. Һүнәрни егиләшниң бир усули — устиниң һәрикәтлирини йеқиндин күзитип, униң һәрикәтлирини дораш. Худди шуниңға охшаш, бизму башқиларниң бу пәзиләтни қандақ көрситидиғанлиғини диққәт билән күзитип, андин уларниң үлгисини дорап, җасарәтлик болушни үгинимиз. Бизму Даниялға охшаш Худаниң Сөзини пишшиқ билишимиз керәк. Йәһва билән дайим әркин-азадә параңлишиш арқилиқ Униң билән йеқин мунасивәт орнитишимиз керәк. Униңдин башқа, Йәһваниң һәрдайим биз билән биллә болуп, бизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишинишимиз лазим. Шундақ қилсақ, иман-етиқадимиз синалғанда җасарәтлик болимиз. Җасарәтлик кишиләр дайим башқиларниң һөрмитигә еришиду. Улар йәнә сәмимий кишиләрни Йәһваға җәлип қилиши мүмкин. Дәрвәқә, җасарәтни йетилдүрүшимизниң көп яхши сәвәплири бар. w23.08 2-б., 2-абз.; 4-б., 8, 9-абз.
10-ноябрь, дүшәнбә
Һәммә нәрсигә көз йәткүзүңлар (Сал. 1-х. 5:21).
«Көз йәткүзүш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи һәрдайим қиммәтлик металларни тәкшүрүшкә қарита қоллинилған. Шуңлашқа, биз аңлиған яки оқуған нәрсиләрниң тоғра-хаталиғини тәкшүрүп көрүшимиз керәк. Чоң балаю апәт йеқинлашқансири, бундақ қилиш биз үчүн интайин муһим болуватиду. Башқиларниң гәп-сөзлиригә саддилиқ қилип қулақ селишниң орниға, тәпәккүр қилиш иқтидаримизни ишлитип, оқуған яки аңлиғанлиримизни Муқәддәс китап вә Йәһваниң тәшкилатиниң ейтқанлири билән селиштурушимиз керәк. Шу арқилиқ җин-шәйтанларниң тәшвиқатлири яки һийлә-микирлиригә алданмаймиз (Пәнд н. 14:15; Тим. 1-х. 4:1). Биз, Худаниң хизмәтчилири, бир топ сүпитидә чоң балаю апәттә аман қалимиз (Яқуп 4:14). Бирақ шәхсән һәрбиримизгә әтә немә болидиғанлиғини билмәймиз. Мәйли чоң балаю апәттә һаят болайли яки униңдин бурун өлүп кетәйли, әгәр садақәтмәнлигимизни сақлисақ, мәңгүлүк һаятлиқ мукапатиға еришимиз. Һәммимиз диққитимизни әҗайип үмүтимизгә қаритип, Йәһваниң күнигә тәйяр турайли. w23.06 13-б., 15, 16-абз.
11-ноябрь, сешәнбә
[У] Өз хизмәтчилири[гә],. . . сирини ачмай туруп, һечнемини қилмайду (Амос 3:7).
Биз Муқәддәс китаптики бәзи бәшарәтләрниң қандақ әмәлгә ашидиғанлиғини билмәймиз (Дан. 12:8, 9). Амма бир бәшарәтниң қандақ әмәлгә ашқанлиғини толуқ чүшәнмисәк, бу униң әмәлгә ашмайдиғанлиғини билдүрмәйду. Йәһва Худаниң худди илгирикигә охшаш мувапиқ вақит-саатта бәшарәтләрни чүшинишимизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишинәләймиз. Пат арида течлиқ вә бехәтәрлик елан қилиниду (Сал. 1-х. 5:3). Андин дуниядики сәясий күчләр ялған динға һуҗум қилип, уларни пүтүнләй йоқ қилиду (Вәһ. 17:16, 17). Андин кейин улар Худаниң хәлқигә һуҗум қилиду (Әзәк. 38:18, 19). Мошу ишлар әң ахирқи җәң Һармагедон урушиға йол ачиду (Вәһ. 16:14, 16). Шуниңға ишинимизки, бу ишлар пат арида йүз бериду. Амма шулар йүз бериштин авал, Муқәддәс китаптики бәшарәтләргә давамлиқ диққәт қилип, башқиларниңму шундақ диққәтчан болушиға ярдәм берәйли. Шундақ қилиш арқилиқ асмандики меһир-шәпқәтлик Атимизға болған миннәтдарлиғимизни давамлиқ билдүрәләймиз. w23.08 13-б., 19, 20-абз.