Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 106-һекайә
  • Зиндандин азат болуш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Зиндандин азат болуш
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Әйса Мәсиһниң өлтүрүлүши
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 106-һекайә
An angel opens the prison door, setting free Jesus’ apostles

106-һЕКАЙӘ

Зиндандин азат болуш

ҚАРАҢ, бир периштә зинданниң ишигини ечип туруватиду. Периштә зиндандин азат қиливатқан бу кишиләр болса Мәсиһ Әйсаниң әлчилири. Ундақта, уларниң немә үчүн зинданға қамалғанлиғини көрүп бақайли.

Муқәддәс роһ Әйсаниң шагиртлириниң үстигә төкүлгәндин кейин, анчә узун өтмәй мундақ бир иш йүз бәрди. Бир күни чүштин кейин, Петрус билән Юһанна Йерусалимдики ибадәтханиға кирип кетивататти. Ибадәтхана ишигиниң йенида, туғулушидин мәйип бир киши бар еди. Һәр күни, кишиләр уни ибадәтханиға маңғанлардин сәдиқә тиләп җан бақсун, дәп шу йәргә әкелип қоятти. У Петрус билән Юһаннани көргәндә, улардин сәдиқә тилиди. Әлчиләр немә иш қилди?

Улар тохтап, бу бечарә кишигә қариди. Әлчи Петрус: “Мәндә пул йоқ. Бирақ мән, мәндә барини саңа берәй. Әйсаниң исми билән, орнуңдин туруп маң!”, деди. Андин кейин, Петрус у кишини оң қолидин тартти. У киши дәрһал орнидин сәкрәп туруп, меңишқа башлиди. Көпчилик буни көргәндә, наһайити һәйран болуп, бу әҗайип мөҗүзә үчүн хошал болушти.

Әлчи Петрус: “Биз мөҗүзини, Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә тайинип қилдуқ”, деди. Петрус билән Юһанна сөзләватқанда, бәзи диний йетәкчиләр келип қалди. Улар Петрус билән Юһаннаниң көпчиликкә Әйса өлүмдин тирилди, дәп сөз қилғанлиғи үчүн қаттиқ аччиқланди. Шуниң билән, диний йетәкчиләр уларни тутуп, зинданға ташлиди.

Әтиси, диний йетәкчиләр алий кеңәшмидә жиғилишти. Петрус билән Юһанна вә улар сақайтқан һелиқи киши диний йетәкчиләрниң алдиға елип келинди. Улар: “Кимниң күч-қудритигә тайинип бу мөҗүзини қилдиңлар?”, дәп сориди.

Петрус уларға, бу мөҗүзини Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә тайинип қилғанлиғини ейтти. Роһанийлар немә қилишни билмиди. Чүнки, улар бу әҗайип мөҗүзиниң йүз бәргәнлигини инкар қилалматти. Шуңа, улар әлчиләрни буниңдин кейин Әйса тоғрисида сөзлимәңлар, дәп агаһландуруп қоюп бәрди.

Күнләрниң өтишигә әгишип, әлчиләр давамлиқ Әйса Мәсиһ тоғрисида вәз ейтип, кесәлләрни сақайтти. Бу мөҗүзиләр һәққидики хәвәрләр тарқалди. Шуңа, кишиләр һәтта кесәлләрни әлчиләрниң сақайтиши үчүн Йерусалимниң әтрапидики шәһәрләрдин елип келишти. Буни көрүп, диний йетәкчиләр һәсәт қилишти. Шуңа, улар әлчиләрни тутуп зинданға ташлиди. Амма, улар зинданда узун турмиди.

Сиз бу рәсимдә көрүп турғандәк, Худаниң периштәси кечидә зинданниң ишигини ачти. Периштә уларға: “Берип, ибадәтханида кишиләргә давамлиқ хуш хәвәр ейтиңлар”, деди. Әтиси әтигәндә, диний йетәкчиләр әлчиләрни елип келишкә зинданға адәм әвәтти. Бирақ, улар зинданда йоқ еди. Кейин, бәзи кишиләр әлчиләрниң ибадәтханида тәлим бериватқанлиғини хәвәр қилди. Шуниң билән, уларни алий кеңәшмигә елип кәлди.

Диний йетәкчиләр: “Биз силәргә Әйса һәққидә тәлим бәрмәңлар, дәп буйруқ қилған едуқ, лекин силәр шу тәлимиңларни пүтүн Йерусалимға яйдиңлар”, деди. Әлчиләр җавап берип: “Биз инсанға әмәс, Худаға бойсунушимиз керәк!”, деди. Шуниң билән, улар давамлиқ кишиләргә “хуш хәвәр” йәткүзди. Бу биз үчүн яхши бир үлгә әмәсму?!

Әлчиләр 3-5.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш