МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сөһбәт үлгилирини қоллиниш
Сөһбәт үлгилирини 2018-жилиниң январь ейидин башлап, «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптиридин» тапалайсиз. Уларни қандақ қоллиналайсиз?
Тапшуруқ билән чиққанда. Сөһбәт үлгилиридә көрситилгән соални, айәтни вә қайта йолуқуш үчүн соални ишлитишиңиз керәк. Амма бу сөһбәт үлгилиридики видеода көрситилгән көрүнүшни дәлму-дәл қайтилашниң кериги йоқ. Сиз халиған вәзийәтни, тәвсийәни, дәлил-испатларни вә қайта йолуқуш үчүн соални өзүңиз таллисиңиз болиду. Йәнә сиз көрсәтмиләрдә йезилмиған болсиму, Тәлим бериш қураллириниң бирини көрситәләйсиз.
Вәз хизмитигә чиққанда. Сөһбәт үлгилири вәз хизмитимизни яхши атқурушқа ярдәм бериш үчүн тәйярлиниду. Әгәр киши сәмимий қизиқишини көрситип, көпирәк билишни халиса, сиз биринчи бәттики қайта йолуқуш үлгисини ишлитип сөһбәтни давамлаштуралайсиз. Сөһбәт үлгисини өзгәртишкә яки башқа бир сөһбәт үлгисини ишлитишкә болиду. Бәлким районимиздики адәмләргә өткән айдики мавзу яки айәт қизиқ болидиғанду. Йәнә уларни ахирқи вә йәрлик йеңилиқлар қизиқтуридиғанду. Мәйли қандақ сөһбәт үлгилирини таллимайли, бизниң мәхситимиз бар күчимизни селип, хуш хәвәрни җакалаш (К1х 9:22, 23).