15-ДӘРИС
Ишәнч билән сөзләш
Салоникилиқларға 1-хәт 1:5
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Һәқиқәтни сөзләватқанлиғини вә униң муһимлиғини көрситиш үчүн ишәнч билән сөз қилиш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Пухта тәйярлиқ қилиш. Тәйярлиқ қилғанда оқумақчи болған мәзмунлар билән пишшиқ тонушуш вә айәтләр билән муһим ой-пикирләрниң бағлинишини яхши чүшиниш керәк. Аддий сөз-ибариләрни ишлитип, муһим ой-пикирләрни қандақ оттуриға қоюшқа болиду? Бу материал немә үчүн тиңшиғучиға пайдилиқ? Булар һәққидә ойлап көрүң. Муқәддәс роһ сорап, дуа қилиң.
Ишәнчни көрситидиған сөзләрни таллаш. Әдәбиятларда ишлитилгән сөзләрни сөзму сөз оқуп бәрмәй, өз сөзүңиз билән ипадиләң. Қолланған сөз-ибариләрдин тиңшиғучилар шу сөзләрни күчлүк ишәнч билән ейтиватқанлиғиңизни көрәлисун.
Қизғинлиқ вә сәмимийлик билән өзини ипадиләш. Сөз қилғанда авазниң жуқури-төвәнлиги мувапиқ болсун. Әгәр көзигә қарап сөзләш кишиләрни рәнҗитмисә, сөзлигәндә тиңшиғучилардин көзүңүзни үзмәң.