142-нахша
Һәрхил инсанларға вәз қилимиз
- Үлгә елип Рәб Худайимиздин, - Биз һечкимгә үз-хәтир қилмайли. - Рәһимдил Атиниң ирадиси — - Һәрхил инсанниң қутқузулуши. - ҚАЙТУРМИСИ: - Миллити, ирқи әмәс, - Әң муһими — дил вә шәхс. - Барчә адәм билсун хуш хәвәрни. - Уларниң ғемини йәп, - Җакалаймиз мундақ дәп: - «Һәрким болалайду Худа дости». 
- Алдамчи боп дәсләпки тәсират, - Қәйәрдин кәлгини муһим әмәс. - Һәммидин адәмниң дили әвзәл, - Көрәләйду қәлбини Рәб Йәһва. - ҚАЙТУРМИСИ: - Миллити, ирқи әмәс, - Әң муһими — дил вә шәхс. - Барчә адәм билсун хуш хәвәрни. - Уларниң ғемини йәп, - Җакалаймиз мундақ дәп: - «Һәрким болалайду Худа дости». 
- Ташлап дун’я вә һәвәслирини, - Келиңлар Йәһ қанити астиға. - Чиқирайли биз бар күчимизни - Вәз қилишқа һәрхил инсанларға! - ҚАЙТУРМИСИ: - Миллити, ирқи әмәс, - Әң муһими — дил вә шәхс. - Барчә адәм билсун хуш хәвәрни. - Уларниң ғемини йәп, - Җакалаймиз мундақ дәп: - «Һәрким болалайду Худа дости» 
(Шундақла Йоһ. 12:32; Әлч. 10:34; Тим. 1-х. 4:10; Тит. 2:11ни қараң.)