Бу китапчини қандақ қоллинишқа болиду?
Бу китапчида һәрбир күнгә айәт билән униңға бағлиқ мәлумат берилиду. Айәт билән әшу мәлуматни һәрқандақ вақитта оқушқа болсиму, көпчилик уларни әтигәнлиги оқуш пайдилиқ екәнлигини байқиған. Шу чағда улар пүткүл күн давамида оқуғанлири һәққидә мулаһизә қилалайду. Аилә әзалириниң җәм болуп, айәтни биллә муһакимә қилиши техиму пайдилиқ болиду. Дуния йүзи бойичә Бәйтәл аилилири һәр әтигәнлиги нәқ шундақ қилиду.
Айәткә бағлиқ мәлумат «Күзитиш мунариниң» (w) 2023-жилниң апрель ейидин башлап 2024-жилниң март ейиғичә нәширлиридин елинған. «Күзитиш мунариниң» датисидин кейин кәлтүрүлгән биринчи сан шу нәширдики бәтни көрситиду, кейинки сан болса, мәлумат елинған абзацларни көрситиду (Төвәндики рәсимгә қараң.). Асасий мавзуға бағлиқ қошумчә мәлуматни мақалиниң өзидин тепишқа болиду.