Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w23 июнь 14—19 б.
  • Немә үчүн Йәһвадин әйминишимиз керәк?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Немә үчүн Йәһвадин әйминишимиз керәк?
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ХУДАДИН ӘЙМИНИШ ДЕГӘН НЕМӘ?
  • ХУДАДИН ӘЙМИНИШНИ ҮГИНИШ
  • ХУДАДИН ӘЙМИНИДИҒАН ОБАДИЯДӘК ҖАСАРӘТЛИК БОЛУҢ
  • ХУДАДИН ӘЙМИНИДИҒАН БАШ РОҺАНИЙ ЙӘҺОЯДАҺДӘК САДИҚ БОЛУҢ
  • ПАДИША ЙӘҺОАШҚА ОХШАП ҚАЛМАҢ
  • Йәһва Худа җасарәтлик ишларни мукапатлайду
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Яшлар, қандақ һаят кәчүрүшни халайсиләр?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
  • Вақтиңизни Йәһвани яхши көридиғанлар билән өткүзүң
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2019)
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
w23 июнь 14—19 б.

27-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Немә үчүн Йәһвадин әйминишимиз керәк?

«Йәһва Өзидин әйминидиғанларни йеқин дост тутар» (ЗӘБ. 25:14, ЙД).

49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз

БУ МАҚАЛИДӘa

1, 2. Зәбур 25:14-айәткә асасланғанда, Йәһва билән йеқин дост болушни халисақ, чоқум немә қилишимиз керәк?

СИЗНИҢЧӘ, башқилар билән йеқин достлуқни сақлимақчи болсиңиз, чоқум қайси пәзиләтләр болуши зөрүр? Бәлким, яхши достлар бир-бирини яхши көрүши вә қоллап-қувәтлиши керәк дәп җавап берисиз яки яхши достлуқ мунасивәттә болуш билән әйминишниң һечбир мунасивити йоқ, у муһим роль ойнимайду дәп қариғансиз. Бирақ бу мақалиниң асасий айитидә дейилгәндәк, Йәһва билән йеқин дост болуш үчүн чоқум униңдин әйминиш керәк (Зәбур 25:14ни оқуң).

2 Мәйли биз Йәһваға қанчилик узун вақит хизмәт қилайли, һәммимиз Уни давамлиқ чин көңлүмиздин чоңқур һөрмәтлишимиз лазим. Бирақ Худадин әйминиш дегән немә? Йәһвадин әйминишни үгиниш үчүн немә қилалаймиз? Обадия, баш роһаний болған Йәһоядаһ вә Йәһоаш падишаниң мисалидин Худадин әйминиш тоғрилиқ немиләрни үгинәләймиз?

ХУДАДИН ӘЙМИНИШ ДЕГӘН НЕМӘ?

3. Қорқунуч бизни қандақ қоғдайдиғанлиғини вә қандақ тәсир қилидиғанлиғини чүшәндүрүң.

3 Әгәр өзүмизниң мәлум бир зиянкәшликкә учридиғанлиғимизни билсәк, қорқунучни һис қилишимиз мүмкин. Шундақ қорқунучниң болуши яхши, у бизни даналиқ билән иш қилишқа үндәйду. Жиқилип чүшүштин қорқуш бизни қия ташниң гирвигигә бәк йеқин меңиштин тосуп қалиду. Ярилинип қелиштин қорқуш бизни хәтәрлик әһвалдин қечишқа дәвәт қилиду. Яхши көридиған кишиләр билән йеқин достлуғимизниң бузулушидин қорқуш бизни қопал сөзләрни яки ишларни қилиштин тосиду.

4. Шәйтан кишиләрниң Йәһвадин қандақ усулда қорқушини халайду?

4 Шәйтан кишиләрниң Йәһва Худадин натоғра усулда қорқушини халайду. У бизниң Йәһвани һәрқачан ғәзәплинидиған, җазалайдиған вә Уни рази қилиш қийин дәп ишинишимизни халайду. Шәйтан өтмүштә Елипаз арқилиқ шундақ ой-пикирни тәшвиқ қилған (Аюп 4:18, 19). Шәйтан бизниң Йәһвадин натоғра усулда қорқуп, Униңға хизмәт қилишни тохтитишимизни халайду. Бу тузаққа чүшмәслик үчүн Худадин әйминип, тоғра усулда қорқунучни йетилдүрүшимиз керәк.

5. Худадин әйминиш немини билдүриду?

5 Худадин әйминиш ичидә қорқидиған адәм Уни чин қәлбидин яхши көриду вә һәрқандақ нәрсиниң Униң билән болған достлуғиға зиян кәлтүрүшини халимайду. Әйса Мәсиһ Худадин дәл шундақ әймәнгән еди (Ибр. 5:7). У Йәһвадин қорқуп, вәһимигә чүшмигән (Йәшая 11:2, 3). Әксичә, Әйса чин қәлбидин Худани сөйгәчкә, Униңға бойсунушни халиған (Йоһ. 14:21, 31). Худди Әйсадәк, биз Йәһвани чоңқур һөрмәтләп, Униңдин әйминимиз. Чүнки У сөйгү-муһәббәтлик, адил, дана вә күч-қудрәтлик Худадур. Биз йәнә шуни билимизки, Йәһва бизни сөйиду вә бизгә тәлим бәргәндә, униңға қандақ инкас қайтуридиғанлиғимизға көңүл бөлиду. Әгәр Йәһваға итаәт қилмисақ, Уни рәнҗитимиз, әксичә, итаәт қилсақ, Уни хошал қилимиз (Зәб. 78:41; Пәнд н. 27:11).

ХУДАДИН ӘЙМИНИШНИ ҮГИНИШ

6. Йәһвадин әйминишни үгинишниң бир йоли қайси? (Зәбур 34:11)

6 Биз туғулупла Йәһвадин әйминишни билмәймиз, чоқум Униңдин әйминишни үгинишимиз лазим (Зәбур 34:11ни оқуң). Буниң бир усули — Худа яратқан мәвҗудатларни күзитип тәкшүрүш. Яратқучиниң әқил-парасити, күч-қудрити вә бизгә болған чоңқур муһәббитини яритилған мәвҗудатлардин қанчә көп көргәнсири, Униңға болған һөрмитимиз вә сөйгү-муһәббитимиз шунчә чоңқурлишиду (Рим. 1:20). Адриана исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Йәһва яратқан мәвҗудатларда ашкарә болған даналиқ мени бәкму һәйран қалдурди вә Униң мән үчүн немә әң яхши екәнлигини билидиғанлиғини тонуп-йетишимгә ярдәм бәрди». У чоңқур ойлинип, шундақ йәкүн чиқарған: «Маңа һаятлиқ бәргән Йәһва билән болған достлуғимни бузидиған һәрқандақ ишни қилишни халимаймән». Бу һәптә Йәһва яратқан мәлум бир нәрсә һәққидә ойлинишқа вақит чиқириң. Шундақ қилсиңиз, Йәһваға болған һөрмитиңиз вә муһәббитиңиз чоңқурлишиду (Зәб. 111:2, 3).

7. Йәһва Худадин әйминип қорқушни үгинишимизгә дуа қандақ ярдәм бериду?

7 Худадин әйминишни йетилдүрүшимизниң йәнә бир усули — дайим дуа қилиш. Қанчә көп дуа қилсақ, Йәһва билән техиму яхширақ тонушимиз. Һәр қетим униңдин бир синаққа бәрдашлиқ бериш үчүн күч сориғанда, Униң кишини әймәндүридиған қудрити есимизгә келиду. Униң Оғлини биз үчүн соға сүпитидә бәргинигә миннәтдарлиқ билдүргәндә, өзүмизгә Йәһваниң сөйгү-муһәббитини әслитимиз. Йәһвадин қийинчилиғимизға ярдәм беришни өтүнгәндә, Униң нәқәдәр даналиғини әскә алимиз. Шундақ дуалар бизниң Йәһваға болған һөрмитимизни чоңқурлаштуриду. Униңдин башқа, Униң билән болған достлуғимизға зиян йәткүзидиған һәрқандақ ишни қилмаслиқ ирадимиз күчийиду.

8. Давамлиқ Худадин әйминип яшишимиз үчүн немә қилалаймиз?

8 Бизниң давамлиқ Худадин әйминип яшишимизға Муқәддәс китаптики яхши вә яман кишиләрниң мисаллирини тәтқиқ қилип үгиниш ярдәм бериду. Авал Йәһваниң икки садиқ хизмәтчиси Ахаб падишаниң аилисидики хизмәтчи Обадия вә баш роһаний болған Йәһоядаһниң мисаллирини көрүп чиқайли. Кейин дәсләптә Йәһваға хизмәт қилип, кейинирәк хизмәт қилишни тохтатқан Йәһуда падишаси Йәһоаштин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүмиз.

ХУДАДИН ӘЙМИНИДИҒАН ОБАДИЯДӘК ҖАСАРӘТЛИК БОЛУҢ

9. Йәһвадин әйминиш Обадиягә қандақ ярдәм бәргән? (Падишалар 1-язма 18:3, 12)

9 Муқәддәс китап Обадияниb тунҗа қетим тилға алғанда, мундақ сөзләр билән тәсвирлигән: «Обадия Йәһвадин интайин әйминидиған дурус киши еди» (Падишалар 1-язма 18:3, 12ни оқуң). Худадин әйминиш Обадиягә қандақ ярдәм бәргән? Биринчидин, бу уни сәмимий вә ишәнчлик қилған. Шуңа падиша уни хан җәмәтигә башқурғучи қилған (Нәһәмия 7:2ни селиштуруң). Худадин әйминиш Обадияни толуп ташқан җасарәткә егә қилған. Бу униң үчүн зөрүр бир пәзиләт болған. Чүнки у рәзил Ахаб падишаниң заманида яшиған. Ахабниң қилған яманлиқлири «Йәһваниң көзидә униңдин авал болған барлиқ падишалардин яманирақ еди» (Пад. 1-яз. 16:30). Униң Баалға чоқунидиған аяли Изәбәл Йәһваға интайин өч болуп, шималий падишалиқтики һәқиқий ибадәт қилғучиларни йоқитишқа тиришқан. У һәтта нурғунлиған Худаниң пәйғәмбәрлирини өлтүргән (Пад. 1-яз. 18:4). Шуңа наһайити ениқки, Обадия интайин қийин бир заманда Йәһваға ибадәт қилған.

10. Обадия толуп ташқан җасаритини қандақ көрсәткән?

10 Обадия толуп ташқан җасаритини қандақ көрсәткән? Изәбәл Худаниң пәйғәмбәрлирини қоғлап, уларни өлтүрмәкчи болғанда, у 100 пәйғәмбәрни өңкүргә йошуруп, уларға нан вә су тәминләп бәргән (Пад. 1-яз. 18:13, 14). Әгәр униң ишлири ашкарә болуп қалған болса, Изәбәл бу җасарәтлик киши Обадияни өлтүрүвәткән болатти. Әлвәттә, Обадия өлүшни халимиған. Бирақ у Йәһвани вә Униңға хизмәт қилғанларни өзиниң һаятидинму бәкирәк сөйгән.

Бир бурадәр яшанған бир җүп әр-аялниң өйигә кириватиду. У әр кишигә нәшрий материаллардин бирини бериватиду, аяли болса, өйиниң алдида күзитип туриду.

Иш-паалийитимиз чәкләнгән болсиму, бир бурадәр батурлуқ билән башқа Гувачиларға роһий озуқлуқларни йәткүзүп бериватиду (11-абзацқа қараң)c

11. Йәһваниң бүгүнки күндики хизмәтчилири Обадиягә охшаш болуш үчүн немә қиливатиду? (Рәсимгиму қараң.)

11 Бүгүнки күндә нурғунлиған Йәһва гувачилири иш-паалийәтлиримиз мәнъий қилинған дөләтләрдә яшаватиду. Улар өзлири яшаватқан җайлиридики һөкүмәтләргә һөрмәт көрситиду. Бирақ Обадиягә охшаш, бу қәдирлик қериндашлар Йәһваға тәвә болған нәрсини Униңға бериду, йәни чин қәлбидин ибадәт қилиду (Мәт. 22:21). Улар инсанларға әмәс, Худаға итаәт қилиш арқилиқ өзлириниң Униңдин әйминип қорқидиғанлиғини ипадиләйду (Әлч. 5:29). Бу етиқатчилар еһтиятчанлиқ билән хуш хәвәрни давамлиқ вәз қилиду вә ибадәт жиғилишлирини өткүзиду (Мәт. 10:16, 28). Улар қериндашларға зөрүр роһий озуқлуқларға еришишкә ярдәм бериду. Иш-паалийәтлиримиз бир мәзгил чәкләнгән Африкидики дөләттә яшиған Генриниң мисалини көрүп бақайли. Шу мәзгилдә Генри пидаий хизмәткә қатнишип, Гувачиларға нәшрий материалларни йәткүзгән еди. У мундақ язған: «Мән тартинчақ едим, шуңа Йәһваға болған чоңқур һөрмитим маңа зөрүр җасарәтни ата қилғанлиғиға ишинимән». Өзүңизни Генриниң орниға қоюп җасарәткә толғанлиғиңизни көз алдиңизға кәлтүрүп беқиң. Әгәр Йәһвадин әйминишни үгәнсиңиз, сизму җасарәтлик болалайсиз.

ХУДАДИН ӘЙМИНИДИҒАН БАШ РОҺАНИЙ ЙӘҺОЯДАҺДӘК САДИҚ БОЛУҢ

12. Баш роһаний болған Йәһоядаһ вә униң аяли Йәһошеба Йәһваға болған күчлүк садақәтмәнлигини қандақ көрсәткән?

12 Баш роһаний болған Йәһоядаһ Йәһвадин әймәнгән. Бу уни Худаға садиқ болуп һәқ ибадәтни илгири сүрүшкә дәвәт қилған. Изәбәлниң қизи Аталия Йәһуда падишалиғиниң тәхтини тартивалмақчи болғанда, Йәһоядаһниң Худадин әйминидиғанлиғи ениқ көрүнгән. Шу чағда кишиләр Аталиядин қорққан еди. Чүнки у рәһимсиз вә ачкөз болуп, һоқуқни қолға кәлтүрүш үчүн һәтта пүтүн хан-җәмәтини, йәни өзиниң нәврилирини өлтүрмәкчи болған (Тар. 2-яз. 22:10, 11). Шуларниң арисидики бири Йәһоаш аман қалған, чүнки Йәһоядаһниң аяли Йәһошеба уни қутқузуп қалған. У вә униң ери балини йошуруп қоюп униңға ғәмхорлуқ қилған. Мошу арқилиқ Йәһоядаһ вә Йәһошеба Давутниң тәхтигә варислиқ қилидиған падишани қоғдап қалған. Йәһоядаһ Йәһваға садиқ болғачқа, у Аталиядин қорқуп вәһимигә чүшмигән (Пәнд н. 29:25).

13. Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә, Йәһоядаһ садақәтмәнлигини йәнә қандақ көрсәткән?

13 Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә, Йәһоядаһ йәнә бир қетим Йәһваға болған садақитини көрсәткән. У бир план түзгән. Әгәр план оңушлуқ болса, Йәһоаш Давутниң тәхтигә варислиқ қилатти. Әгәр бу план мәғлуп болса, Йәһоядаһ җәзмән һаятидин айрилатти. Бирақ Йәһваниң бәрикәтлиши билән бу план оңушлуқ болған. Йәһоядаһ йетәкчиләр вә лавийларниң қоллиши билән Йәһоашни падиша қилип, Аталияни өлтүргән (Тар. 2-яз. 23:1—5, 11, 12, 15; 24:1). Йәһоядаһ Исраил хәлқи давамлиқ Йәһваниң хәлқи болсун дәп Йәһва билән падиша вә хәлиқ арисида келишим түзди (Пад. 2-яз. 11:17). «Шундақла Йәһоядаһ Йәһваниң өйиниң дәрвазилириға күзәтчиләрни напак кишини өткүзмәсликкә қойди» (Тар. 2-яз. 23:19).

14. Йәһвани һөрмәтлигәнлиги үчүн Йәһоядаһ қандақ шан-шәрәпкә еришкән?

14 Йәһва илгири: «Мени һөрмәт қилғанларни, Мәнму һөрмәт қилимән» дегән. Һәқиқәтән, У Йәһоядаһни мукапатлиған (Сам. 1-яз. 2:30, ЙД). Мәсилән, Худа баш роһанийниң қилған ишлирини Муқәддәс Язмиларға яздурған, шуңа биз бу үзүндиләрдин Йәһоядаһ тоғрилиқ үгинәләймиз (Рим. 15:4). Йәһоядаһ вапат болғанда, у алаһидә шан-шәрәпкә еришкән. Муқәддәс китапта мундақ дәйду: «Уни Давут шәһиридә падишалар билән бир қәбирстанлиққа дәпин қилди, чүнки у исраиллиқлар үчүн, һәққаний Худа үчүн вә Униң өйи үчүн давамлиқ яхшилиқларни қилған еди» (Тар. 2-яз. 24:15, 16).

Баш роһаний Йәһоядаһқа охшаш, Худадин әйминип қорқуш бизни қериндашлиримизға садиқлиқ билән ярдәм қилишқа дәвәт қилсун (15-абзацқа қараң)d

15. Йәһоядаһ һәққидики үзүндиләрдин немиләрни үгинәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)

15 Йәһоядаһ һәққидики үзүндә һәммимизниң Худадин әйминишни үгинишимизгә ярдәм берәләйду. Җамаәт ақсақаллири һошиярлиғини сақлаш вә Худаниң падилирини садақәтмәнлик билән қоғдаш арқилиқ Йәһоядаһни үлгә қилалайду (Әлч. 20:28). Яшинип қалғанлар Худаға садақәтмәнлигини сақлап, Йәһоядаһни үлгә қилалайду. Йәһва уларни Өз мәхсәтлирини әмәлгә ашурушта ишлитәләйду. У уларни чәткә қақмайду. Яшлар Йәһваниң Йәһоядаһқа қандақ муамилә қилғанлиғиға диққәт қилип, садақәтмән яшанғанларға, болупму узун жил садақәтмәнлик билән Йәһваға хизмәт қилғанларға һөрмәт вә вападарлиқ көрситәләйду (Пәнд н. 16:31). Хуласә қилсақ, һәммимиз Йәһоядаһни қоллиған йетәкчиләр вә лавийлардин үлгә алалаймиз. Ундақта, йетәкчиликни өз үстигә алғанларға бойсунуш арқилиқ садақәтмәнлик билән уларни қоллап-қувәтләйли (Ибр. 13:17).

ПАДИША ЙӘҺОАШҚА ОХШАП ҚАЛМАҢ

16. Йәһоашниң рәзил падиша болғанлиғини немидин көримиз?

16 Йәһоядаһ Йәһоаш падишаниң яхши адәм болушиға ярдәм бәргән (Пад. 2-яз. 12:2). Нәтиҗидә, падиша яш вақтида Йәһвани мәмнун қилмақчи болған. Бирақ Йәһоядаһ өлгәндин кейин, Йәһоаш һәқиқәттин чәтнигән шаһзадиләрниң сөзигә қулақ салған. Буниң ақивети қандақ болған? Падиша вә униң пухралири илаһлар үчүн тикләнгән түврүкләргә вә бутларға чоқунушқа башлиған (Тар. 2-яз. 24:4, 17, 18). Гәрчә Йәһва буниңдин қаттиқ рәнҗигән болсиму, У хәлиқни йолдин қайтуруш үчүн пәйғәмбәрләрни әвәтип турған еди. Амма улар қулақ селишни рәт қилған. Улар Йәһоядаһниң оғли Зәкәрияниң сөзиниму аңлимиған. Зәкәрия Йәһваниң пәйғәмбири вә роһаний болупла қалмай, Йәһоашниң нәврә туққини еди. Падиша әслидә Зәкәрияниң аилисидикилириниң өзи үчүн қилған яхшилиқлириға миннәтдар болушниң орниға, әксичә уни өлтүрүвәткән (Тар. 2-яз. 22:11; 24:19—22).

17. Йәһоашниң ақивети қандақ болған?

17 Йәһоаш давамлиқ Йәһвадин әйминип яшашни халимғачқа, яман ақивәткә қалған. Йәһва шундақ дегән: «Мени мәнситмигәнләрни мәнму шәрмәндә қилимән» (Сам. 1-яз. 2:30, ЙД). Кейин Сүрийәниң кичик бир қошуни Йәһоашниң наһайити чоң қошунини мәғлуп қилип, уни еғир яриландурған. Сүрийәликләр кәткәндин кейин, Зәкәрияни өлтүргәнлиги үчүн Йәһоаш падишани өз хизмәтчилири өлтүргән. Кишиләр уни интайин рәзил падиша дәп қариғачқа, һәтта уни падишаларниң арисиға дәпнә қилмиған (Тар. 2-яз. 24:23—25).

18. Йәрәмия 17:7, 8-айәтләргә асасланғанда, Йәһоашқа охшап қелиштин қандақ сақлиналаймиз?

18 Йәһоаш падишаниң мисалидин қандақ савақ алалаймиз? У йенида тирәп туридиған тирәк яғачқа тайинидиған йилтизи тейиз дәрәққә охшаш болған. Йенида тирәк яғач Йәһоядаһ йоқ болғанда, һәқиқәттин үз өргәнләрниң шамили чиққанда, Йәһоаш йилтизидин қомурулуп, Йәһваға садақәтсизлик қилған. Бу мисал бизгә шуни ениқ көрситип беридуки, Йәһвадин әйминишимиз һәргизму аилә әзалиримиз яки җамаәттә башқиларниң биз үчүн яхши үлгә қалдурушиға бағлиқ әмәс. Биз Худа билән йеқин мунасивәттә болуш үчүн чоқум Униңға болған сөйгү-муһәббитимизни вә һөрмитимизни техиму күчәйтип, дайим тәтқиқ қилип үгиниш, чоңқур ойлиниш вә дуа қилиш арқилиқ әйминиш ичидә Худаға садиқ қелишимиз керәк (Йәрәмия 17:7, 8ни оқуң; Кол. 2:6, 7).

19. Йәһва биздин немини тәләп қилиду?

19 Йәһва биздин көп нәрсини тәләп қилмайду. Вәз 12:13-айәттә Униң биздин немә тәләп қилидиғанлиғи хуласә қилинған: «Һәқиққий Худадин қорқиң һәм Униң вәсийәтлирини орунла. Мана мошу адәм балиси үчүн әң муһим тәләп». Биз Худадин қорқсақ, кәлгүсидә қандақ синақларға дуч кәлмәйли, Обадия вә Йәһоядаһқа охшаш садақәтмәнлигимиздә чиң туралаймиз. Һечқандақ нәрсә Йәһва билән болған достлуғимизға зиян йәткүзәлмәйду.

ЕСИҢИЗДӘ БАРМУ?

  • Йәһвадин әйминиш дегән немә?

  • Обадия вә баш роһаний болған Йәһоядаһтин қандақ қиммәтлик савақларни алалаймиз?

  • Йәһоаш падишаға охшап қелиштин қандақ сақлиналаймиз?

152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз

a Муқәддәс китапта ишлитилгән «әйминиш» сөзи кәң мәнада ишлитилидиған сөздур. Мәзмунға асаcән, әйминиш сөзини қорқуш, тартиш, йеқиш яки һөрмәт көрситиш дегән мәнада қоллинишқа болиду. Бу мақалә бизниң Худадин әйминишни үгинишимизгә ярдәм бериду. Шундақ әйминиш бизни җасарәт вә садиқлиқ билән асмандики Атимизға хизмәт қилишқа дәвәт қилиду.

b Бу Обадия, нәччә әсирләрдин кейин яшиған, Муқәддәс Язмиларниң «Обадия» китавини язған Обадия исимлиқ пәйғәмбәр әмәс.

c СҮРӘТТӘ: Бу сәһниләштүрүлгән көрүнүштә бир бурадәр иш-паалийитимиз чәкләнгән мәзгилдә роһий озуқлуқларни йәткүзүп бериватиду.

d СҮРӘТТӘ: Бир яш қериндаш яшта чоң қериндаштин телефон арқилиқ гувалиқ беришни үгиниватиду; йеши чоңирақ бурадәр аммивий орунларда җасарәт билән гувалиқ бериштә үлгә болуватиду; тәҗрибилик бурадәр башқиларға Ибадәт өйини асрашни үгитиватиду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш