Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 71-һекайә
  • Худа вәдә қилған җәннәт

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худа вәдә қилған җәннәт
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • «Җәннәттә көрүшимиз!»
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2018
  • Худаниң йәргә тегишлик нийәтлири қандақ?
    Худа биздин немә тәләп қилиду?
  • Худа инсанларни немә үчүн яратқан?
    Муқәддәс китап тәлимлири
  • Немә үчүн улар маканидин һайдап чиқирилди?
    Муқәддәс Китап һекайилири
Көпирәк мәлумат
Муқәддәс Китап һекайилири
my 71-һекайә
Happy people living in the beautiful Paradise of Isaiah’s prophecy

71-һЕКАЙӘ

Худа вәдә қилған җәннәт

БУ ҖӘННӘТ тәсвирләнгән бир парчә рәсим. Йәһва Худаниң Йәшая пәйғәмбәргә көрсәткини, еһтимал мошу рәсимдикигә охшайдиған җәннәт болуши мүмкин. Йәшая пәйғәмбәр Юнус пәйғәмбәрдин сәл кейинирәк бир заманда яшиған еди.

Җәннәтниң мәнаси, “бағ” яки “бағчә”. Бу сизгә, биз илгири мошу китапта көргән мәлум бир нәрсини әсләттиму? Бу, Тәңри Йәһва Адәм ата билән Һава ана үчүн пәйда қилған гөзәл баққа охшайду, шундақму? 2-һекайидә җәннәтниң қәйәрдә екәнлигини үгәнгән едуқ. Ядиңизда барму, җәннәт қәйәрдә? Ундақта, кәлгүсидә пүткүл йәр шари җәннәткә айлинамду?

Худа өз хәлқини йеңи җәннәткә егә қилиду. Шуңа, у Йәшая пәйғәмбәрни җәннәтниң әһвали һәққидә йезишқа буйруған еди. Йәшая, у: “Бөрә билән қой биллә туруп, кичик мозайлар билән шир балилири биргә озуқ йәйду, кичик балилар улардин хәвәр алиду. Һәтта кичик балилар зәһәрлик иланниң қешида ойниса һеч қандақ хәтәри болмайду”, дәп язған еди.

Нурғун адәмләр: “Бу һәргизму мүмкин әмәс, йәр шарида әзәлдинла нурғун қалаймиқанчилиқлар бар. Кәлгүсидә һәм шундақ болиду”, дейиши мүмкин. Бирақ, ойлап көрүң: Пәрвәрдигар Адәм ата билән Һава аниға қандақ маканни бәргән?

Пәрвәрдигар Адәм ата билән Һава анини җәннәткә орунлаштурған. Улар Пәрвәрдигар Йәһваниң сөзигә қулақ салмиғанлиғи үчүн, шу гөзәл маканидин айрилип қалған һәм қерип өлүп кәткән еди. Йәһва өзини сөйидиған кишиләрни, Адәм ата билән Һава ана айрилип қалған шу нәрсигә егә қилидиғанлиғини вәдә бәргән.

Кәлгүси келидиған йеңи җәннәттә, һеч қандақ зиянкәшлик вә харап қилиш болмайду. Пүтүнләй тинич-аманлиқ болиду. Барлиқ адәмләр сағлам, хошал-хорам яшайду. Йәни, әһвал Йәһва Худа әң дәслипидә нийәт қилғандәк болиду. Бирақ, Йәһва мошу ишларни қандақ әмәлгә ашуридиғанлиғи һәққидә кейинирәк үгинимиз.

Йәшая 11:6—9; Вәһийләр 21:3, 4.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш